уйғур почтиси 1-апрел
хитай «хәлқ тори» хәвиригә қариғанда, хенән пидагогика университети қумулниң барикөлдә, барикөл наһийәлик 1-оттура мәктәпниң йопуқини ачқан.мутәхәссләрниң билдүришчә, бу хтайниң шәрқи түркстанда, йүзлигән маъарип орунлирини тәсс қилиш арқилиқ хтайлаштуруш қәдимини тизлитишниң йәнә бир мсали икән.
хәлқ ториниң билдүрүшичә, хенән сифән дашөси (хенән пидагогика университети) 100 йиллиқ тарихқа игә, дөләтниң оттура вә ғәрбий қисим алий маъарипини гүлләндүрүш пиланиға киргүзүлгән, хенән өлкиси билән маъарип министирлиқи бирликтә қурған, шундақла дөләтниң «111 пилани»ни йолға қойған алий мәктәптур.
хитай һөкүмити аталмиш «шинҗаңға йардәм бериш» пилани бойичә, хитайниң ичкири өлкилирини уйғур аптоном районидики һәрқайси шәһәр вә вилайәтләрдики муһим түрләргә йардәм беришкә тәшкиллигән. мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, атақта «йардәм бериш» дәп аталған бу сийасәт әмәлийәттә хитайниң нопус йөткәш, йәрликниң байлиқ әвзәлликини игиләш вә уни ичкири өлкиләргә тошуш қатарлиқ мәқсәтлиригә хизмәт қилмақтикән.йәнә бәзи мутәхәссләр буни хитайниң хтайлаштуруш қәдимини тизлитишниң йәнә бир мсали дәп қарайдикән.
хитайниң уйғур пәрзәнтлирини ата-анисидин айрип йатақлиқ мәктәпләргә орунлаштуруши, униң ассимилйатсийә сийаситидики муһим бир һалқа сүпитидә қаралмақта.