бүгүн испанийәниң барсилона шәһиридики каталан қәләмкәшләр җәмъийити шаъир таһир һамут изгилгә бу йиллиқ әркин аваз Premi Veu Lliureмукапатини бәргәнликини елан қилди. 

2010-йили каталонийә қәләмкәшләр җәмъийити тәрипидин тәсис қилинған бу мукапат өз йезиқчилиқи түпәйлидин түрмигә қамалған йаки зулумға учриған йазғучиларға берилидиған болуп, һәр йили 15-нойабир дунйа мәһбус йазғучилар күнигә тоғрилап тарқитилидикән. 

бу йиллиқ мукапатниң таһир изгилгә берилиш сәвәби һәққидә, каталан қәләмкәшләр җәмъийитиниң байанатида мундақ дейилгән: «уйғур шаъир таһир һамут изгил өзиниң ипадиләш әркинликигә болған мустәһкәм мәйдани вә уйғур хәлқиниң иззәт-һөрмитини  қоғдаштики тиришчанлиқи һәмдә йуқури сүпәтлик әсәрлиридә әс вә мусапирлиқ үчүн аваз чиқарғанлиқи сәвәбидин бу мукапатқа еришти.»

шаъир таһир һамут изгил тор арқилиқ мукапат қобул қилиш сөзи қилмақта; сүрәт мәнбәси: каталан қәләмкәшләр җәмъийити

таһир ‍изгил сәпәр рәсмийити вақтида пүтмигәнлики үчүн испанийәгә баралмай, мукапатни бүгүн торда өткүзүлгән мурасимда тапшуруп алған. у тәшәккүр сөзидә мундақ дегән: «каталан қәләмкәшләр җәмъийитиниң мушундақ алаһидә бир күндә бу алаһидә мукапатни маңа бәргәнликигә рәһмәт ейтимән. бу шәрәп йалғуз маңила тәвә болуп қалмастин, йиғивелиш лагирлирида вә түрмиләрдә йетиватқан, авази боғулған уйғур йазғучи-шаъирлириғиму мәнсуп. уйғурларниң миллий еси чәклиниватқан мушу пәйттә, йезиқчилиқ ашу әсниң өзигә айланмақта; уйғурларниң миллий тили чәклиниватқан мушу пәйттә, ана тилда сөзләшниң өзи қаршилиққа айланмақта. шуңа мән өз әсәрлирим арқилиқ ейтилиш чәкләнгән һекайиләрни давамлиқ сөзләймән. мән бүгүн еришкән бу әркин аваз мукапати маңа бизниң йалғуз әмәсликимизни йәнә бир қетим һес қилдурди.» 

таһир изгилниң «кечидә тутқун қилинишни күтүш» намлиқ әслимиси 2023-йили авғустта инглизчә нәшир қилинғандин кейин, наһайити тезла йигирмигә йеқин тилға тәрҗимә қилинған болуп, каталан тилидики нусхсиму бултур нәширдин чиқип, оқурмәнләр арисида күчлүк тәсир қозғиған. 

«кечидә тутқун қилиншни күтүш» намлиқ китаб 2023-йиллиқ америка дөләтлик китаб обзорчилири җәмъийитиниң җон лъеонард мукапатиға вә 2024-йиллиқ мор кишилик һоқуқ йезиқчилиқ мукапатиға еришкән. таһир изгил йәнә 2024-йиллиқ васлав хавел иҗадий өктә мукапатиға вә 2024-йиллиқ шивитсийә томузға шеъирийәт мукапатиға еришкән.