һәбибулла изчи

​​​​​​​​​​​​​​​​16-нойабир шивитсарийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллишидә, шивиетсарийәдики уйғурлар бир йәргә җәм болуп, шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш, вәтинимизниң һөрлүки, мустәқиллиқи йолида қурбан болған шәһитләрни әсләш вә уларниң роһиға атап дуъа-тилавәт қилиш,шивитсарийәгә йеңи кәлгән қериндашлар билән учрушуш үчүн шивитсарийәниң аргав кантонида йиғилишқан. 

мәзкур паъалийәт алди билән шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башлинип, арқидин шәһитләрниң роһиға атап хәтмә-қуръан оқулған. мәзкур паъалийәттә сөз қилған әндили қарахан әпәнди, чәтъәлгә панаһлиқ тиләп чиққан һәр бир уйғур кимликиниң өзи хитайға нисбәтән сийасий кимлик икәнликини, шундақла униң хитай үчүн тәһдит һесаблинидиғанлиқи вә хитай тәрипидин җинайәтләштүрүлгәнликини, бундақ әһвалда бәзи кишиләрниң чәтъәлдә вә йавропадәк бир демократик йәрдә турупму, хитайниң сайисидиниму қорқуп йашишиниң толиму күлкилик әһвал икәнликини тәкитләп, чәтъәлләрдики бирлик, иттипақлиқ, қериндашлиқ решитини күчәйтиш вә миллий кимликини сақлап қелишниң йоли мушундақ йиғилиш вә намайишларға қатнишиш икәнликини оттуриға қойған. 

униңдин башқа йәнә, бир қисим кишиләрниң сийасий панаһлиқ тиләш вә йавропаға келиш җәрйанида йолуққан қийинчилиқларни тилға елип, уйғурларниң бир-биригә саһип чиқиш мәҗбурийити барлиқини, чәтъәлләрдики һәр бир уйғурниң өзигә әмәс, бәлки бир милләткә , уйғур дегән намға вәкиллик қилидиғанлиқини, шуңа бир қсим кишләрниң хитайниң зулмидин қечип кәлгәнликини ейтип панаһлиқ тиләп, арқидин муһаҗирәттә өз миллитидин қечип йалғуз йашашни таллиши вә хәлқтин айрим қелишиниң әмәлийәттә йалғанчилиқ вә өз -өзини алдаш , бичарилик икәнликини ейтип өткән. бу паъалийәттә, шивитсарийә ана тил мәктивиниң оқуғучилири җумһурийәт күнигә аталған шеъирларни декламатсийә қилип қизғин алқишқа еришкән.