«уйғур почтиси» (Uyghur Post) тори муһаҗирәттики уйғур сийасий һәрикитиниң мусаписини системилиқ хатириләш, архиплаштуруш вә авамға тонуштуруш мәқситидә, тәшкилатларниң йиллиқ хизмәт хуласилирини елан қилишни башлиди. биз һәрқайси тәшкилатларниң өткән бир йилда елип барған муһим паъалийәтлирини «уйғур почтиси» арқилиқ җәмъийәт билән ортақлишишни үмид қилимиз.
бу тәшәббус тәшкилатлар ара өзъара чүшинишни күчәйтиш, қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр арқилиқ хәлқимизгә үмид вә риғбәт беғишлаш вә уйғур дәвасиниң нәтиҗилирини унтулмас тарихий һөҗҗәткә айландуруш қатарлиқларни мәқсәт қилған.
ундақта уйғур академийәсиниң 2025- йили немә хизмәтләрни қилғанлиқиға нәзәр салайли.
«түркийә уйғур тәшкилатлири мунбири» әнқәрәдә ғулҗа қирғинчилиқиниң 28-йилида шеһитләрни хатириләш йиғини өткүзди
2025- йили 5-феврал
түркийәдә һәмкарлиқ ичидә паъалийәт елип бериватқан дунйа уйғур қурултийи вәхпи, уйғур академийәси вәхпи, шәрқий түркистанлиқлар федиратсийәси, йүсүп хас һаҗип вәхпи, уйғур илим вә мәрипәт вәхпи, или мәшрәп уйғур вәхпи вә әнъәнивий уйғур тибабити тәтқиқат вәхпидин ибарәт йәттә уйғур тәшкилати бирликтә, 2025- йили 5-феврал чаршәнбә күни чүштин кейин саъәт 2:00 дә әнқәрә қизилъайдики шәрқий түркистан тәтқиқат вәхпиниң саһипханлиқида тәшкилатлар ара кәлгүси һәмкарлиқ миханизими һәққидә музакирә қилишти.
мәнбәси:
ана тилда лексийә сөзләш мусабиқисидә 5 нәпәр оқуғучи мукапатқа еришти
22-феврал
«хәлқъара ана тил күни» мунасивити билән уйғур йашлириниң ана тилда раван сөзләш вә тәпәккур қилиш иқтидарини йүксәлдүрүш мәқситидә 22-феврал күни истанбулдики зайим университетиниң залида «ана тилда мукапатлиқ лексийә сөзләш мусабиқиси» өткүзүлди.
мәнбәси:
уйғур йашлирини «хәлқъара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири» бойичә узун муддәтлик тәрбийәләш курслириниң 6-қарари тамамланди
2025-йили 7-айниң 5-6-күнлири
уйғур академийәси тәрипидин шәрқий түркистан күришидә йетәкчи шәхсләрни йетиштүрүш мәқситидә уйуштурулған «хәлқъара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири» намлиқ узун муддәтлик тәрбийәләш программисиниң алтинчиси 2025-йили 7-айниң 5-6-күнлири истанбул сәфакөйдики уйғур академийәси ишханисида өткүзүлди. программиға истанбулда йашайдиған 17 нәпәр уйғур йаш қатнашти.
мәнбәси:
әнқәрәдә «қирғинчилиқ давам қиливатқан мәзгилдә уйғур кимликини қоғдаш» темисида йиғин өткүзүлди
2025-йили 9-айниң 18-күни
уйғур академийиси тәрипидин уйуштурулған «уйғур қирғинчилиқи давам қиливатқан мәзгилдә уйғур кимликини қоғдаш» намлиқ йиғин 2025-йили 9-айниң 18-күни әнқәрәдә өткүзүлди. дунйаниң һәрқайси дөләтлиридин уйғур тәшкилатлириниң вәкиллири, академиклар, паъалийәтчиләр вә йашлар қатнашқан бу йиғин, уйғур диъаспорасиниң әң кәң көләмлик йиғилишлириниң бири болди.
мәнбәси:
әнқәрәдә «уйғур тили, кимлики вә мәдәнийитини қоғдаш бойичә уйғур йаш йетәкчиләрни тәрбийәләш курси» ечилди
2025, 18- сентәбирдин 20-сентәбирғичә
18- сентәбирдин 20-сентәбиргичә әнқәрәдә уйғур академийәси тәрипидин уйғур йашлириға қарита «уйғур тили, кимлики вә мәдәнийитини қоғдаш бойичә уйғур йаш йетәкчиләрни тәрбийәләш курси» ечилди. дунйаниң һәр қайси җайлиридин түркийә пайтәхти әнқәрәгә йиғилған бу йашлар, 18- сентәбир күни уйғур академийәси тәрипидин уйуштурулған «уйғур қирғинчилиқи давамлишиватқан мәзгилдә уйғур кимликини қоғдаш» һәққидики илмий муһакимә йиғиниға қатнишип, дунйаниң һәр қайси әллиридин кәлгән уйғур вә чәтъәллик мутәхәссисләр билән тонушуш вә сөһбәтлишиш пурситигә игә болди.
америка парламент бинасида «уйғур ирқий қирғинчилиқиға қаршилиқ» билдүрүш намида илмий муһакимә йиғини ечилди
америка парламент бинасида өткүзүлгән «уйғур ирқий қирғинчилиқиға қаршилиқ» билдүрүш намидики илмий муһакимә йиғини 1-бөлүми: уйғур ирқий қирғинчилиқиға вә мәҗбурий қул әмгикигә қарши көрәш
13 уйғур тәшкилатлириниң мәсъуллири америка ташқий ишлар менистирлики вә америка дөләт мәҗлиси хитай ишлар комититида уйғур мәсилиси бойичә музакирә йиғиниға қатнашти
10-декабир пәйшәнбә күни, уйғур академийәси билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң тәшкиллишидә, дунйа уйғур қурултийи, австралийә уйғур җәмъийити, уйғур тәтқиқат мәркизи (америка), канада шәрқий түркистан җәмъийити, шәрқий түркистан тәтқиқат фонди (түркийә), шивейтсарийә уйғур җәмъийити, америка уйғур җәмъийити (UAA), уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи (германийә), йавропа уйғур мәдәнийәт мәркизи (норвегийә), уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) вә уйғур һоқуқлирини қоғдаш қурулуши (канада) қатарлиқ 13 уйғур тәшкилатлири рәһбәрлири бирликтә америкиниң пайтәхти вашиңгитонда америка ташқий ишлар менистирлики вә америка дөләт мәҗлиси хитай ишлар комититида уйғур мәсилиси бойичә музакирә йиғиниға қатнашти.
уйғур почтиси башқуруш һәйъити (мудирийти) уйуштурған.
нәшргә тәййарлиғучи: тайир имин
муһәрири: гүлқиз