уйғур почтиси, 22- йанвар

аминә сәдәф

22- қетимлиқ алтун мувапиқийәт мукапати Altın Başarı Ödülleri тарқитиш мурасими 20- йанвар истанбул зәйтун бурну казили чәшмә күлтүр– сәнъәт сарийида өткүзүлди.

диктор- рийасәтчиләр җәмъийти вә «һайат» журнили тәрипидин 20 йилдин бери қәрәллик тарқитиливатқан бу мукапат һәр йили түркийәдә әң алдинқи қатарға өткән әдәбийат – сәнъәтчи, тәнтәрбийчи, ахбаратчи вә  диктор– рийасәтчилиригә берилдиған болуп, бу йил уйғур өсмүр самир абдулла ақбулут «кәлгүсиниң чолпини– бала артист» мукапатиға еришип, қанал д дектори түмәр догру Tümer Doğru, а хәвәр дектори мәрвә өзкан Merve Özkan, ақ партийә истанбул милләт вәкили сәркан байрам Serkan Bayram, зәйтун бурну районлуқ һөкүмәт башлиқи өмәр арисой Ömer Arısoy қатарлиқ даңлиқ кишиләр билән бир қатарда мукапат тапшурвалди.

самир сәһнидә: «мән бу мукапатни шәрқий түркистандики вә ғәззәдики балилар үчүн тапшурвалдим» деди.

бу йил 12 йашқа киргән самир йәттә йешидин башлап сәнъәткә қизиққан болуп, мәктәптики һәр түрлүк сәнъәт паъалийәтләрдә актип рол ойниғандин сирит «мени йошуруп қой» Sakla beni, «йавайи» Yabani, «мийит йуйғучи 1,2,3» Gassal 1,2,3, «ибин сина» Ibn-Sina, «исмим фәрраһ» Adım Ferrah, «қизил ғунчилар» Kızıl goncala, «арқа кочилар», Arka sokaklar, «бүйүк сәлчуқлар- алсанҗақ», «алдимақ» Aldatmak қатарлиқ телевизийә тийатирлирида, «күлдүр-күлдүр балилар шов» Güldür Güldür çocuk şov программисисда вә «һайат билән йаришиш» Hayatla Barış намлиқ кинода ойниған роллири билән тунулған.

самир сәнъәттин башқа йәнә тәнтәрбийә паъалийәтлиридиму актип булуп, бәшикташ путпол мәктипиниң 2024- 2025- йилидики чимпийон мукапатини алған.