уйғур почтиси; 13-нойабир
12-нойабир күни кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 51 бәтлик доклат елан қилип, түркийәдә йашайдиған, пуқралиқи болмиған уйғурлар үчүн түркийәниң бихәтәр җай әмәсликини илан қилди.
мәзкур доклатта түркийәдики уйғурларниң бихәтәрликигә келиватқан тәһдитләр испатлар арқилиқ йорутуп берилгән болуп, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 13 нәпәр уйғур, 6 нәпәр адвокат вә бу һәқтә мәлуматқа егә бир түркийә дөләт әмәлдари билән көрүшкән вә буниңдин сирт, түркийә һөкүмитиниң сийасәтлирини, чеградин қоғлаш қарарлирини, әрзнамә вә башқа рәсмий һөҗҗәтләрни тәһлил қилған. йәнә 2018-йили декабирдин 2025-йили өктәбиргичә болған мәзгилдә қайтуруш мәркәзлиридә тутулған 33 уйғур билән мунасивәтлик аммиға очуқ хәвәр мәнбәлирини көздин кәчүргән.
узундин буйан түркийәдә туруватқан уйғурлар ичидә пат-пат йоқап кетидиған, сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, таратқулар вә уйғур тәшкилатлириниң алақиси арқилиқ андин қойуп берилидиған әһваллар үзлүксиз йүз берип кәлгәниди. йәнә нурғун уйғурларниң түркийәдә бихәтәрликидин әнсирәп, йавропа, канада вә америка қатарлиқ дөләтләргә кетиш үчүн қийинчилиқларға қаримай кетишкә урунидиған һадисиләр көйүп кәлгәниди.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәтқиқатчиси йалқун улуғйол уйғур почтисиға мундақ деди: «түркийә-түркийәдә йашайдиған, пуқралиқи болмиған уйғурлар үчүн бихәтәр әмәс. биз башқа һөкүмәтләр үчүн төвәндикиләрни тәвсийә қилимиз: түркийәдики уйғур вә башқа мусапирлар үчүн мусапирларни қайта орунлаштуруш орунлирини көпәйтиш һәмдә аъиливи җәм болуш, маъарип вә ишқа орунлишиш мәқсәтлиридә уйғурлар вә башқа үчинчи дөләт пуқралириниң түркийәдин бихәтәр, қанунлуқ вә тәртиплик көчүп чиқиши үчүн кәң қорсақлиқ билән толуқлима йолларни тәсис қилиш вә сақлап қелиш керәк. түркийәни олтурақлишиш иҗазити, җүмлидин узун муддәтлик иқамити бар уйғурлар үчүн бихәтәр дөләт дәп қаримаслиқ керәк.»
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәзкур доклати бу саһәдә һазирғичә елан қилинған муһим тәкшүрүш характерлик һөҗҗәт болуп, бу доклат түркийәдики уйғурларниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн хәлқъаралиқ тонуш вә тәдбир қоллинишқа чақириқ қилишни асасий мәқсәт қилиду.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәзкур һөҗҗәт һәққидики ахбарат материйали уйғур тилини өз ичигә алған бир қанчә тилда елан қилинған болуп, униңда мундақ дейилгән:
(истанбул) кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн елан қилған доклатида, түркийә даъирилириниң хитай һөкүмитидин қечип аманлиқ издәватқан уйғурларниң қануний иқамәткә еришиш йоллирини техиму қийинлаштурғанлиқини байан қилди.
«әмди қоғдалмайду: түркийәдики уйғурлар» мавзулуқ 51 сәһипилик доклатта, түркийә һөкүмәт даъирилири уйғурларға сақчи вә көчмәнләр системисида халиғанчә «чәкләш кодлири» қойғанлиқи қәйт қилинған. бу кодлар арқилиқ улар «җәмъийәт бихәтәрликигә тәһдит» дәп сүпәтләнгән. шундақла, уйғурларниң илгирики хәлқъаралиқ қоғдаш салаһийитигә еришиш имканийитиниң вә түркийә көчмәнләр системисидики имтийазлиқ муъамилисиниң бикар қилиниватқанлиқини оттуриға қойған. доклатта йәнә түркийә һөкүмитиниң бәзи уйғурларни инсанлиқ қелипидин чиққан вә кәмситкүчи шараъитта қамаққа алғанлиқи қәйт қилинған. уларниң бәзилири «өз ихтийари билән қайтиш» җәдвилигә имза қойушқа мәҗбурлиған. бу әһвал хитай билән җинайәтчиләрни қайтуруш келишими болған үчинҗи дөләтләргә чиқириветилиш хәвпигә йол ачқан.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асийа бөлүми мудири елеийн пиъерсун мундақ деди: «йеқинқи мәзгилгичә зулумдин қачқан уйғурлар түркийәдә өзлирини бихәтәр һес қилатти. лекин хитай-түркийә мунасивитиниң йеқинлишиши вә әрдоған һөкүмитиниң панаһланғучи вә көчмәнләргә қаратқан бастурушиниң ешиши билән, көп санлиқ уйғур техиму көп әнсизлик ичидә қеливатиду.» пиъерсун йәнә, «бәзи уйғурлар, тутулуп қайтурулуш мәркәзлиригә йоллиништин қорққанлиқи үчүн, өйлиридин чиқишқиму петиналмайватқанлиқини ейтти; йәнә бәзилири болса бихәтәрликкә еришиш мәқситидә хәтәрлик йоллар арқилиқ башқа дөләтләргә кетишкә уруниватқанлиқини билдүрди,» деди.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, 13 нәпәр уйғур, 6 нәпәр адвукат, вә бу һәқтә мәлуматқа игә бир түркийә дөләт әмәлдари билән көрүшти. буниңдин сирт, түркийә һөкүмитиниң сийасәтлирини, чеградин қоғлаш қарарлирини, әрзнамә, вә башқа рәсмий һөҗҗәтләрни тәһлил қилди. тәшкилат йәнә 2018-йили декабирдин 2025-йили өктәбиргичә болған мәзгилдә қайтуруш мәркәзлиридә тутулған 33 уйғур билән мунасивәтлик аммиға очуқ хәвәр мәнбәлирини көздин кәчүрди.
иқамәт рухсити түркийә даъирилири тәрипидин халиғанчә бикар қилинған бир уйғур: «һечқандақ рәсмий һөҗҗитим болмиғачқа күндилик еһтийаҗлиқ нәрсиләр үчүн дуканға чиқишқиму җүръәт қилалмаймән. чүнки тәкрар қайтурулуш мәркизидә солинишни халимаймән,» деди.
түркийәдики башқа панаһланғучилар вә көчмәнләр қатарида, панаһланғучилар вә көчмәнләргә қаритилған бастуруш сийаситиниң тәсиригә учриған уйғурларғиму «чәкләш коди» (көпинчә әһвалда г 87) қойулуватиду. бу код, хәлқъаралиқ қоғдилиш илтимасиниң рәт қилинишиға, иқамәт рухсити вә гиражданлиқ илтимасиниң қобул қилинмаслиқиға сәвәп болиду. йәни, көпинчә әһвалларда сәлбий вә инсан һайатини вәйран қилидиған ақивәтләргә сәвәбчи болиду. вәһаләнки бу хил уйғурлар «тәртипсиз көчмән» категорийисигә чүшүп қалиду вә бәзилириниң чеградин чиқирилиши үчүн қарар тәстиқлиниду. һәрқандақ бир сәвәп билән сақчи йаки көчмәнләр идарисидики хизмәтчигә йолуққинида, қайтурулуш мәркизигә йоллиниду.
көрүшүлгән уйғурлар вә адвукатлири, уйғурларниң қайтурулуш мәркәзлиридә йаман муъамилигә дучар болғанлиқини билдүрди. уларниң көпинчиси «өз ихтийари билән қайтиш» җәдвилигә имза қойушқа мәҗбурланған. бу җәдвәлләр, хитайға йаки үчүнҗи дөләтләргә қайтурулушниң йолини ачқан. көрүшүлгән уйғурлардин аз дегәндә үчиниң бу җәдвәлни имзалиғанлиқи вә буларниң ичидики бирәйләнниң хитай билән җинайәтчиларни қайтуруш келишими болған бирләшкән әрәп әмирликлиригә чиқириветилгәнлики байқалди.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, доклатниң йәкүнлиригә қарита пикир байан қилиши вә түркийәдики уйғурлар һәққидә мәлумат бериши үчүн, түркийә һөкүмитиниң көчмәнләр идарисигә 2025-йили 23- сентәбир вә 27 – өктәбирдә хәт йоллиди, лекин җавап алалмиди.
чәкләш кодлириниң берилиши, 6458 номурлуқ чәтъәлликләр вә хәлқъаралиқ қоғдаш қануниниң иҗра қилинишиға бағлиқ. лекин бу кодларниң қандақ вә немә үчүн берилгәнлики ениқсиз. иҗраъийәдә бу кодларниң қоллинилиши әдлийәдики асас қилинған муддиъа вә чәклимилиридин һалқип кәткәнликини көрүвалғили болиду. көпинчә вақитларда бу хил код, сәвәпсиз, дәлилсиз йаки қайси иш һәрикәтниң қанунсиз дәп қаралғанлиқи ениқсиз турупму қойилиду.
түркийә қануни бойичә, кишиләр чиградин чиқириш қарариға етираз қилалайду. кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2024 вә 2025-йили чиқирилған бәш сот қарарини тәһлил қилди.бу қарарларниң һәммисидә сот тармақлири, аммивий түзүм вә бихәтәрликигә тәһдит елип келингән пеъилларни нәқил қилмай туруп, уйғурларни чиградин чиқириш қарарлирини муъәййәнләштүргән. техиму әнсирәшкә тегишлики болса, давагәр уйғурларниң хитайға қайтурулған тәқдирдә йаман муъамилә көрүш вә қийин қистаққа елиниш хәвпи һәққидә пакит көрситилмигәнлики үчүн, қайтурмаслиқ (non-refoulment) қаъидисиниң тәдбиқланмайдиғанлиқиға һөкүм қилинишидур. көп қетим бу хилдики етиразларни әдлийәгә сунған бир адвукат: «сотчилар чәкләш коди көргинидә, пәқәтла еһтийатчан болуш үчүн, чеградин чиқириш қарариға қарши чиққан әрзләрни рәт қилиду,» деди.
түркийә һөкүмитиниң хәлқъаралиқ қанунниң қайтурмаслиқ қаъидисигә һөрмәт қилиш мәҗбурийити бар. бу қаъидә, дөләтләрниң һәрқандақ бир кишини зулум, қийин қистақ вә башқа йаман муъамилигә учраш хәвпи болғинида, йашаш һәққи тәһдиткә учрайдиған йаки еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә дуч келиш еһтималлиқи болған бир йәргә қайтурулишини қәтъий чәкләйду.
қошнилардин кәлгән аддий шикайәт түпәйли йаки бир җинаъий ишлар делосида исминиң чиқип қелиши, делода ақланған тәқдирдиму кишигә чәкләш кодиниң қойулушиға сәвәпчи болиши мумкин. шундақла түркийә даъирилири башқа дөләтләрдин кәлгән ахбарат түпәйлиму чәкләш коди қойуп қойиши мумкин. шинҗаңда уйғурларниң тенчпәрвәр иш һәрикәтлири вә кимликлириниң ипадилинишини тероризим билән бир тутидиған хитай һакимийити, бир қисим уйғурларниң исимини түркийә дөлитигә мәлум қилғанлиқи вә бу түпәйли чәкләш коди қойулуп қалған әһвалларму йүз бәргәнлики байқалған.
хитай һөкүмити, 2017-йилидин буйан уйғурларға қарита еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини елип бериватиду. кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә мустәқил қануншунаслар тәрипидин бу дәпсәндичиликләрниң инсанийәткә қарши җинайәт икәнлики дәлилләнгәниди. уйғурлар болупму түркийәгә охшаш хитай дөлити «сәзгүр» дәп қариған дөләтләрдин қайтурулғинида, әркинликидин мәһрум қелиши, сораққа тартилиши, қийин қистаққа елиниши вә инсанлиқ қелипидин чиққан муъамилигә учриши мумкин.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асийа бөлүми мудири елеийн пиъерсун, «түркийә һөкүмити қайтурмаслиқ қаъидисигә һөрмәт қилиши вә уйғурларни хитайға қайтурулуш хәвпи болған үчүнҗи дөләтләргә йоллашни дәрһал тохтитиши керәк. уларни тунҗи қарашта панаһланғучи (refugee prima facie) дәп тонуши керәк,» деди. пиъерсун йәнә, «башқа һөкүмәтләрму, уйғурларни түркийәгә өткүзүп беришни тохтитиши керәк; чүнки түркийә һазирқи шараъитта уйғурлар үчүн бихәтәр үчинчи дөләт әмәс. буниңдин сирт, түркийәдики панаһланғучиларни башқа бихәтәр дөләтләргә қайтидин йәрләштүрүшни ойлишиши керәк,» деди.
талланған үзүндиләр:
«мән худди җинайәтчидәк муъамилә қилиндим. бир йил қайтурулуш мәркизидә йаттим. иқамәт рухситимни бирқанчә қетим йиңилашқа тириштим лекин мәғлуп болдум. көчмәнләр идариси ахирқи қетимлиқ илтимасимни рәт қилғандин кейин, дөләттин 10 күн ичидә чиқип кетишим керәкликини йәткүзди. бу сәвәплик, (түркийәдин) айрилишқа қарар қилдим. хитай паспортумниң вақти бар иди. йаврупаниң бихәтәрликигә еришишим үчүн өткүнчә бол болиду дәп қариған бир дөләткә айропилан белити алдим. түркийә даъирилири мени айродиромда тутивалди вә икки йиллиқ кириштин чәкләш буйруқи бәрди.» – түркийә даъирилири тәрипидин чәкләш коди сәвәплик халиғанчә иҗраъийә назаритигә елинған вә кейин түркийәдин айрилған бир уйғур, ийун 2025.
«шараъит бәк начар иди. бир қетимида назарәтхана тоққуз күн бойичә түзүк тамақ бәрмиди. йәнә бир қайтурулуш мәркизидә бир һәптә симунт йәрдә йаттим вә икки киши билән биллә бир әдийални йепиндим. кичик бир камарда 20 киши бар иди. тазилиқ дәйдиған нәрсә йоқ дейәрлик. питлинип қалған инсанларни көрдүм.» – пәрқлиқ қайтурулуш орунлирида нәччә ай йатқан бир уйғур, май 2025.
«бәзи вақитларда, «шүбһилик» дәп қаралған бири билән телфун көрүшкән кишиләргә чеғида код қойулуп қалиду. мәслән, «тероризм» гумани билән тутулған бир уйғур бар иди. дәлил йетәрлик болмиғанлиқи үчүн шәртсиз қойуп берилди. лекин дело җәрйанида тәкшүрүш арқилиқ бу киши билән телфун көрүшкәнлики ениқланған һәммәйләнгә г 87 коди қойулди. мәзкур киши қойуп берилди лекин бу җәрйанда г87 коди қойулуп қалғанлар арисида һазирғичә көчмәнлик салаһийитидә мәсилә көрүливатқанлар бар.» – уйғурлар билән мунасивәтлик әрзләрдә ишлигән бир адвукат, ийул 2025.
«һөкүмәтниң, уйғурларниң муддәтсиз иқамәт рухситини бикар қилип орниға инсаний иқамәт рухсити бәргән әһваллар көп. бу қарарлар халиғанчә берилиду. бәзи давагәрләрниң инсаний иқамитиму бикар қилинди йаки йеңиланмиди. бу хилдики инсанларниң бәзилири тутуп туруш мәркәзлиридә бир йилғичә йатиду. кейин, һечқандақ қануний салаһийити болмиған асаста қойуп берилиду. бир қанчә күндин кейин сақчи тосиғинида қайтидин тутулуп, назарәткә елиниши мумкин. күчкә игә материйали болмиғанлар үчүн бу һәқиқәтән қорқунучлуқ вә хәтәрлик бир дәврийликкә айлинип қалди. түркийә уйғурлар үчүн йашиғили болмайдиған бир җайға айлинип қеливатиду.» – уйғурлар билән мунасивәтлик әрзләрдә ишлигән бир адвукат, ийун 2025.»
тәййарлиғучи: таһир имин