18-нойабир
уйғур почтиси, аминә сәдәф
станбул-2- нойабир шәрқий түркистан җумһурийәт күни. бу күн уйғурларға ғурур вә иптихар елип кәлгән муқәддәс күн болуп, дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар өзлири йашиған дөләтләрдә һәрхил усуллар да бу күнни тәбрикләйду. түркийәдики уйғурларму һәр йилдикигә охшаш мул паъалийәт мәзмунлири билән бу күнни дәбдәбилик тәбрикләшти.

12- нойабир күни истанбулдики түркийә уйғур тәшкилатлар мунбири, шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси, хәлқъара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики, дунйа уйғур қурултийи вәхпи вә шәрқий түркистан өлималар бирлики, уйғур академийәси вәхпи… қатарлиқ 19 тәшкилат, вәқип вә җәмъийәтләрниң һәмкарлиқида истанбулниң зәйтинбурну районидики казличәшмә күлтүр мәркизидә 1933- йили 12- нойабир қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 92- йили вә 1944- йили 12- нойабир ғулҗида шәрқий түркистан җумһурийитиниң 81- йили истанбулдики 500 дин артуқ уйғурларниң қатнишиши билән дағидоғилиқ хатириләнди.
бу қетимлиқ хатирләш паъалийити 2025- йили 11- айниң 12- күни кәч саъәт :6:00 дә қуръан кәрим тилавити билән башланди вә шәрқий түркистан миллий марши билән түркийә истиқлал марши оқулди. арқидин шәрқий түркистан өлималар бирлики рәъиси дотсент алимҗан буғда әпәнди ечилиш сөзи қилди. арқидин нөвәт билән һәр қайси тәшкилат, вақип вә җәмъийәтләрниң вәкиллири қисқа шәкилдә өзлириниң йүрәк сөзлирини қилип өтти.
түркийә уйғур тәшкилатлири мунбири рәъиси вә шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси рәъиси имир
һәсән әпәнди, дунйа уйғур қурултийи муъавин рәъиси вә дунйа уйғур қурултийи вәқпи рәъиси абдурешит әпәнди, җамаъәт әрбаби абдуқадир йапчан әпәнди , тәшкилатлар бирлики рәъиси мусаҗан әр, өлималар бирликидин алимҗан буғда, шәрқий түркистан тәшкилати рәъиси әлишир әпәнди, нузугум аъилә җәмъийитидин минәвәр өзъуйғур ханим қатарлиқлар икки җумһурийәт һәққидә айрим-айрим сөз қилди.

пирограммида йәнә ана тил мәктәплиридики умақлар вә йашлар шеъир декламатсийә қилди. ахирида дунйа
уйғур қурултийи муъавин рәъиси вә дунйа уйғур қурултийи вәқп рәъиси абдурешит әпәнди башчилиқида бир муһакимә йиғини болди. муһакимә йиғиниға уйғур тәтқиқат енститути мудири дотсент әркин әкрәм, шәрқий түркистан өлималар бирлики рәъиси дотсент алимҗан буғда, дарулъиман академийәси идарә һәйъәт әзаси доктор авазъахун нурмуһәммәт вә сутуқ буғрахан вәқпи конйа тармиқи рәъиси доктор абдуреһим дөләт қатарлиқ тәтқиқатчилар өзлириниң шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң қурулуш вә йиқилиш җәрйанлирини тилға елиш билән биргә, хитайға қарши миллий мустәқиллиқ һәрикитимиз һәққидә тохтулуп, йиғин әһлини қиммәтлик мәлумат билән тәминлиди. униңдин башқа йәнә, йаш өсмүрлиримизниң шәрқий түркистан җумһурийәтлиригә беғишланған әдәбийат нумурлириғиму орун бирилди.
бу күндә әнқәридиму охшашла тәбрикләш паъалийти елип берилған болуп, әнқәрәдики уйғурлар түркийәниң ғоллуқ сийасий партийәлири вә түрк тәшкилатлири билән бирликтә бу күнни хатирилиди. уйғур академийәси вәхпи вә шәрқий түркистан тәтқиқат вәхпиниң бирликтә тәшкиллиши билән, әнқәрәдики из меһманханисида елип берилған бу паъалийәткә түркийәниң һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққийат партийәси, йеңи йол партийәләр гороһи, әнқәрә шәһәрлик һөкүмәт, түрк очақлири, әзәрбәйҗан азафли иҗтимаъий һәмкарлиқ җәмиъийити, сүрийә түркмән тәшкилатлири федиратсийәси вә җәнубий түркистан өзбәк тәшкилатлири қатарлиқ түркийәниң ғоллуқ сийасий партийәлири, түрк вә түрк дунйаси тәшкилат рәһбәрлири вә түрк мухбирлар болуп 40 тин артуқ сәрхил кишиләр қатнашти.

униңдин башқа йәнә, 12- нойабир күни қәйсәрийдики йүзлигән уйғурларму бир ариға килип бу күнни
қутлиди. бу паъалийәткә йазғучи, журналист таһа келич әпәнди вә саъадәт партийәси башлиқи мәһмут
арикан әпәндиләрму қатнашти.
аминә вайит сәдәф