уйғур почтиси, 23-феврал

аминә сәдәф

21-феврал — дунйа ана тил күни. һәр йили бу күндә һәрқайси ана тил мәктәплири түрлүк паъалийәтләр арқилиқ бу күнни хатириләйду вә ана тилниң муһимлиқини тәкитләйду. бу йилму уйғур академийәси, сәрхиллар маъарипи вә таң нури ана тил мәктипи охшимиған шәкилләрдә, мол мәзмунлуқ вә рәңдар паъалийәтләр билән бу күнни тәбриклиди.

уйғур академийәси вә сәрхиллар маъарипи тәрипидин истанбул сабаһиддин зайим университетида өткүзүлгән паъалийәткә уйғур академийәси, дунйа уйғур қурултийи вәхпи, дунйа уйғур йазғучилар җәмъийити, маъарип һәмкарлиқ җәмъийити, или мәшрәп вәхпи вә федератсийә вәхпи рәһбәрлири, шундақла нурғунлиған оқуғучилар вә ата-анилар қатнашти.

паъалийәтләрдин көрүнүш

паъалийәт истанбул вақти саъәт 11:00 дә башланди. истиқлал марши билән пәрдә ечилған бу паъалийәттә, уйғур академийәсидин абдулһәмит қарахан вә сәрхиллар маъарипиға вакаләтән доктор турди муһәммәт ечилиш сөзи қилди. улар нутқида ана тилни қоғдап қелишниң милләтниң мәдәнийити вә кимликини сақлап қелиштики муһим роли һәмдә әһмийити һәққидә тохталди.

паъалийәт «ана тилда мукапатлиқ лексийә сөзләш» вә «ана тил сөйгүси китаб оқуш мусабиқиси» дәп икки түргә айрилған болуп, китаб оқуш мусабиқиси маһирларниң йаш чәклимиси бойичә оқуған китаблиридин чиқирилған соъалларға нәқ мәйданда җаваб бериш шәклидә елип берилди. лексийә сөзләш мусабиқиси болса, йашларниң өзи қизиққан темиларда тәййарлиған лексийәлирини нәқ мәйданда сөзләп бериши шәклидә елип берилди.

паъалийәт ахирида, баһалиғучиларниң адил баһалиши билән мәрйәм нурлуқниң «алдаш сәнъити» темисидики лексийәси биринчи дәриҗигә, сутуқ көктуғниң «түркийәдики уйғур» намлиқ лексийәси иккинчи дәриҗигә, абдусалам арсланниң «<керәк> дегән сөзниң һайатимиздики тәсири» намлиқ лексийәси үчүнчи дәриҗигә еришип мукапатланди.

китаб оқуш мусабиқисигә җәмъий он нәпәр маһир қатнашқан болуп, булардин нәзифә биринчи дәриҗигә, нәфисә иккинчи дәриҗигә, сәфийә үчүнчи дәриҗигә еришти. маһирлар дәриҗисигә асасән айрим-айрим һалда 10 миң, 5 миң вә 2500 түрк лираси билән мукапатланди. шундақла қалған йәттә маһирғиму риғбәтләндүрүш мукапати берилди.

таң нури тәлим-тәрбийә мәркизиму дунйа ана тил күни мунасивити билән, 17-феврал зәйтинбурну казличәшмә мәдәнийәт мәркизидә «қәдирләнсун ана тил» темисида әдәбийат-сәнъәт паъалийити өткүзди.

паъалийәткә таңнури тәлим-тәрбийә мәркизиниң оқутқучи-оқуғучилири, ата-анилар вә истанбулда йашайдиған бир қисим уйғурлар қатнашти. паъалийәттә «нузугум мәдәнийәт вә аъилә җәмъийити» рәъиси минәвәр өзъуйғур ханим вә шәрқий түркистан өлималар бирлики тәтқиқат бөлүми мудири устаз йүсүп қариһаҗим ана тилни өгиниш вә қоғдашниң әһмийити һәққидә айрим-айрим сөз қилди.

арқидин таңнури тәлим-тәрбийә мәркизиниң оқуғучилири алдин тәййарлап кәлгән рәңдар әдәбийат-сәнъәт номурлирини орундап бәрди. вәтән-милләт сеғиниши вә ана тил сөйгүси ипадиләнгән мол мәзмунлуқ номурлар паъалийәткә кәлгән һәр бир кишини һайаҗанландурди.

паъалийәт ахирида, таңнури тәлим-тәрбийә мәркизи оқутқучилириниң көрсәткән пидакарлиқлири вә хизмәтлири тәқдирләнди һәмдә уларға мукапат буйуми берилди.