уйғур почтиси, 4-нойабир
америка дөләтлик димократийә фонди җәмъийити һәр йили уйуштуридиған йиллиқ «димократийә мукапити» дунйаниң һәр қайси җайлирида димократийә, инсан һәқлири үчүн көрүнәрлик төһпә қошқан тәшкилат вә шәхсләрни тәқдирләйду.
бу йил мукапат уйғур һәрикити тәшкилати вә униң қурғучиси рушән аббасниң уйғурлар үчүн қилған хизмити үчүн тәқдирләнгән.
дөләтлик димократийә фонди җәмъийити орган һесабида елан қилған байанатта мундақ дейилгән:
«2025-йиллиқ «демократийә мукапати » хитай коммунистик партийисиниң һөкүмранлиқи астида йашаватқан уйғурлар вә башқа мусулман җамаъәтлири үчүн қилған тинмай қанақ йайдурулған һоқуқ қоғдаш хизмити үчүн «уйғур һәрикити» тәшкилатиға берилди. кеңәш палата әзаси (сенатор) мел мартинез тәрипидин тәқдим қилинған бу мукапат «уйғур һәрикити» тәшкилатиниң қурғучиси вә иҗраъийә деректори рушән аббасниң җасарәтлик рәһбәрликини муъәййәнләштүриду. униң рәһбәрлики хитай коммунистик партийисиниң зор көләмдә тутқун қилиши вә бастуруши сәвәбидин вәйран қилинған уйғур аъилилири үчүн аваз болди.уйғур һоқуқлири үчүн дунйави күч болған рушән аббас вә «уйғур һәрикити» тәшкилати бизгә шуни әскәртидуки: зулумниң еғир бесими астидиму җасарәт вә виҗдан мәвҗут болуп туриду.»
рушән аббас мундақ дегән:
«уйғурларниң бешиға келиватқан ишлар- актип ирқий қирғинчилиқтур, у зор санда тутқун қилиш, мәҗбурий әмгәк, зорлап туғмас қиливетиш вә бала чүшүргүзүш, мәҗбурий той қилдуруш, вә бир етиқадни пүтүнләй җинайәт сүпитидә муъамилә қилиш билән характерлиниду. … бу әмди пәқәт бир уйғур мәсилисила әмәс; бу хитайниң әркинлик вә демократийәгә қарши уруши, айаллар вә балиларға қарши уруши, шундақла инсанийәтниң өзигә қарши урушидур.»
мукапат тарқитиш мурасими дабдуғилиқ өткүзүлгән болуп, алақидар рәһбәрләр, таратқучилар, рушән аббасниң туққанлири вә достлири қатнашқан.
уйғур паъалийәтчиләр интернетта рушән аббас вә униң тәшкилатиниң йутуқлирини ортақ тәбрикләмәктә.
тәййарлиғучи: таһир имин