Policy on Representation and Public Statements for Uyghur Post

1. вакаләт қилиш һоқуқи (Authority to Represent)

уйғур почтисиға вакаләт қилиш һоқуқи йаки намидин сөзләш салаһийити пәқәт рәсмий мәмурийәт йаки тәһрират һәйъити тәрипидин йазма һалда берилгән вә тәстиқланған шәхсләргила мәнсуп болиду. һоқуқ берилмигән башқа һәр қандақ шәхс йаки хадим уйғур почтисиға вакаләт қилалмайду.

2. рәсмий байанатлар вә тәһририй йазмилар (Official Statements and Editorials)

органниң рәсмий аммиви байанатлири вә тәһририй йазмилирини (Official Public Statements and Editorials) пәқәт мәмурийәт бөлүми вә тәһрират һәйъитиниң рухсити арқилиқла тәййарлаш вә елан қилиш һоқуқи бар. бу байанатлар ‍органниң рәсмий ‍орнини ‍ипадиләйдиған ‍әң йуқири дәриҗидики тилға елиниш һесаблиниду.

3. хадимларниң сөзлириниң чәклимиси (Restriction on Staff Communications)

уйғур почтисиниң хадимлири почта намидин байанат (‍ағзаки йаки йазма) бәргәндә, пәқәт мәмурийәт тәрипидин ‍алдин тәййарланған вә рәсмий тәстиқланған мәзмун вә усул ‍асасида ‍ипадә билдүрәләйду. хадимларниң ‍өзиниң шәхсий көз қарашлирини почта намидин ‍ипадилиши қәтъий мәнъи қилиниду.

4. шәхсий пикирләрниң айрилиши (Separation of Personal Views)

уйғур почтисидин рәсмий вакаләт һоқуқини ‍алмиған хадимлар йаки ташқи һәмкарлашқучилар ‍өзлириниң шәхсий көз-қарашлирини ‍ипадиләш һоқуқиға игә, лекин уларниң бу пикирлирини һәргизму уйғур почтисиниң рәсмий вәкили йаки намидин сөз қилғучи салаһийитидә ‍оттуриға қоймаслиқи тәләп қилиниду. шәхсий көз-қарашлар билән ‍органниң рәсмий ‍орнини ‍ениқ ‍айриш зөрүр.

5. мәсъулийәт вә ақивәт (Liability and Consequences)

әгәр бир шәхс уйғур почтисидин һоқуқ ‍алмай туруп намидин байанат йаки сөз бәргәндә, йаки хата йетәкләйдиған, асассиз вә йалған учурларни тарқатқанда, у ш‍әхс бу хата һәрикәтниң барлиқ қануний вә ‍иҗтимаъий мәсъулийитини ‍өзи үстигә ‍алиду. бундақ қилмишлар уйғур почтиси билән болған һәмкарлиқ мунасивитиниң дәрһал қайта қарап чиқилиши вә тохтитилишиға сәвәбчи болиду.