уйғур почтиси / 1-өктәбир
америка калифорнийә штати лос анҗелис шәһири районидики уйғурлар, тибәтликләр, хоң коңлуқлар вә тәйвәнликләр гурупписи лос анҗелистики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзүп, хитай һәр қайси хәлқләргә елип бериватқан зулум вә вәйранчилиқларға наразилиқ билдүргән. бүгүнки паъалийәткә уйғур сийасий паъалийәтчиси мутәллип қурбан рийасәтчилик қилған. намайишчилар мутәллипниң йетәкчиликидә наразилиқ шуъарлирини товлиған. шуъарларниму асасән мутәллип йетәкчи болуп товлап бәрди. намайишчилар «хитай компартийиси йоқалсун», «уйғур қирғинчилиқини тохтат!» қатарлиқ шуъарларни товлиған.
калифорнийә штатида турушлуқ уйғур зийалиси вә уйғур пирожект фондиниң рәъиси әркин сидиқ мундақ йазған: «һәр йили 1-өктәбир уйғурлар үчүн бир миллий матәм күни. бу күнни биз қайғу билән хатирләймиз, унтумаймиз.»