уйғур почтиси, 6-март
америкиниң панамада турушлуқ әлчиханиси тарқатқан учурларға асасланғанда, бу һәптә уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас вә уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһәким идрис панамада муһим паъалийәтләрни елип берип, давамлишиватқан уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарита тонушни йуқири көтүрүш вә хәлқъаралиқ қоллашқа еришиш үчүн сәпәрвәрлик қилған.
америка әлчиханиси өзиниң иҗтимаъий таратқу һесабида мундақ йазған:
«бу һәптә панамада, хитай коммунистик партийәсиниң шәрқий түркистанда (шинҗаңда) садир қиливатқан вәһшийанә җинайәтлири вә ирқий қирғинчилиқини паш қиливатқан җасарәтлик аваз — уйғур паъалийәтчиси рушән аббасни қарши алдуқ. у зийарәт җәрйанида панама-америка мәркизи (Panama American Center), истимос университети (Udelistmo), филорида штатлиқ университети панама шөбиси (FSU Panama) вә колон мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән филим қойуш вә сөһбәт паъалийәтлири арқилиқ оқуғучилар, рәһбәрләр вә журналистлар билән пикир алмаштурди. шундақла, панамадики мусулман җәмъийитиниң әзалири билән көрүшти.
биз рошән аббас вә уйғур хәлқи билән бир сәптә туримиз. рушән, сизниң тәврәнмәс роһиңизға рәһмәт! адаләт үчүн күрәш давамлишиду, биз сиз билән биргәмиз!»

вәкилләр өмики хитайниң уйғурларға қарита садир қиливатқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлиригә қарши хәлқъаралиқ маслишишчан инкас қайтурушниң җиддий зөрүрийитини тәкитлигән.

сүрәт мәнбәси: америка панама әлчиханиси вә уйғур һәрикити тәшкилати һесабати