уйғур почтиси, 28-декабир

уйғурларниң мәниви аниси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, хәлқъарада тонулған инсан һәқлири қоғдиғучиси рабийә қадир ханим 28-декабир америка қошма штатлириниң вирҗинийә шитати фейирфәкс шәһиридики ишханисида, дунйа моңғуллар қурултийиниң рәъиси вә җәнубий моңғулийә инсан һәқлири паъалийәтчиси ши хәймиң билән көрүшүп сөһбәтләшти.

көрүшүштә шәрқий түркистандики уйғур хәлқи вә җәнубий моңғулийәдики моңғул хәлқи дуч келиватқан инсан һәқлири вәзийити, бу икки хәлқниң хәлқъаралиқ сәһниләрдә өзъара һәмкарлишишиниң зөрүрлүки вә муһимлиқи асаслиқ сөһбәт темиси болди.

рабийә қадир сөзидә шәрқий түркистандики лагер системиси, мәҗбурий әмгәк, аъилә әзалириниң айриветилиши, диний вә мәдәнийәт мираслириниң бузғунчилиққа учриши, тил һоқуқиниң чәклиниши, шундақла пиланлиқ туғут сийасити қатарлиқ мәсилиләрни тилға алди. у бу әһвалларниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң «ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамиси»дә көрситилгән өлчәмләр билән бағлинишлиқ икәнликини билдүрди.

уйғур мәсилисиниң өткән тарихқа тәвә әмәс, бәлки нөвәттә давамлишиватқан инсан һәқлири киризиси вә земин дәваси икәнликини тәкитлигән рабийә қадир хәлқъар җәмъийәтниң диққити вә әмәлий һәрикитиниң муһимлиқини алаһидә тилға алди.

дунйа моңғуллар қурултийиниң рәъиси ши хәймиң сөзидә җәнубий моңғулийәдә моңғул хәлқи дуч келиватқан тил, земин вә мәдәнийәт һоқуқиға алақидар мәсилиләрни тонуштурди. у бу хил мәсилиләрниң районлар ара ортақ характергә игә икәнликини тәкитлиди.

көрүшүштә икки тәрәп инсан һәқлири вә икки милләтниң ортақ мәсилилиригә даъир хәлқъаралиқ һәмкарлиқни күчәйтиш, учур алмаштуруш вә дипломатик аңлитишни давамлаштурушниң зөрүр икәнлики тоғрисида ортақ қарашқа кәлди.

бу көрүшүшкә йапонийә уйғур бирликиниң рәъиси, шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикити паъалийәтчиси турмуһәммәт һашимму қатнишип, йапонийәдә уйғур мәсилисини аңлитишқа даъир паъалийәтләр вә нөвәттики йапонийә–хитай мунасивити тоғрисида қисқичә мәлумат бәрди. 

дунйа моңғуллар қурултийиниң америкидики вәкили чичәкгүл көрүшиштә биллә болди.