уйғур почтиси – уйғур тилидики мустәқил ахбарат васитиси;
уйғурларниң дәвримиздики әһвали, көз-қарашлири вә авази үчүн әркин сәһнә. уйғурларниң ана вәтини вә диъаспораси һәққидики муһим хәвәрләр, уйғурларниң һоқуқи вә хәлқъара инкаслар, мәдәнийәт, сийасәт вә иқтисад һәққидики йеңи учурлар вә қәрәллик анализлар илан қилиниду.
уйғур почтиси кишилик һоқуқ, мәдәнийәт, сийасәт вә иқтисад қатарлиқ саһәләрдики муһим хәвәр, чоңқур тәһлил вә вақтида доклатларни йәткүзиду—булар ана йурт, йәр шаридики диъаспора вә уйғурларға тәсир көрситидиған хәлқъаралиқ инкаслар тоғрисидики өзгиришләрни өз ичигә алиду.
шундақла, биз тил, мәдәнийәт, көчмәнлик вә маъарипқа охшаш йәр шаридики уйғур диъаспораси әһмийәт беридиған темиларда, уйғурларниң көп хил авази, нуқтиъинәзәрлири вә һайат тәҗрибилирини әкис әттүридиған әркин вә очуқ супа ролини ойнаймиз.
уйғур почтисиниң ғайиси: уйғур почтиси – уйғурларниң бүгүнки реъаллиқини хатириләш вә уйғурларниң авазини билдүрүшни ғайә қилиду. уйғур почтиси – муһаҗирәттә уйғур тилида кәспийләшкән, мустәқил вә ишәнчлик уйғур тиллиқ ахбарат бошлуқини толдуруш үчүн қурулди.
уйғур почтисиниң қурулуши:
уйғур диъаспораси узундин буйан уйғур ана йуртидики әһвалларни хәвәр қилипла қалмай, йәнә йәр шаридики уйғур җәмъийити ичидики көп хил аваз вә нуқтиъинәзәрләрни әкис әттүридиған очуқ, сеғдурушчан супа билән тәминләйдиған мустәқил, обйектип таратқуға, дунйаниң һәр қайси җайлиридики аддий, даъим унтулуп қалидиған уйғурларниң һекайилириниң аңлиниши вә сақлинишиға капаләтлик қилидиған бир сүпәтлик таратқу аппаратиға иду еһтийаҗлиқ иди.
кәң етирап қилинған вә ишәнчлик хәвәр васитилириниң йоқлуқи сәвәбидин, тәстиқланмиған учурлар, ички талаш-тартишлар вә хитай дөлити қоллиған йалған учурлар учур бошлуқини барғансери толдуруп, уйғур җәмъийитиниң һәқиқәт, әркин сөз вә учурға игә аммиви муназирә елип бериш йолиға техиму тосқунлуқ қилди.
бу җиддий еһтийаҗни тонуп йәткән уйғур тилшунас (тәрҗиман) вә тәтқиқатчи, узун йиллиқ башқурғучи таһир имин, бир гуруппа уйғур зийалийлириниң қоллиши билән учур саһәсидә уйғурларниң әслий вә ишәнчлик авазини әслигә кәлтүрүшкә беғишланған кәспий вә мустәқил уйғур тилидики медийа суписи UyghurPost.com ни қуруп йолға қойди.
тәшкилий қурулма: уйғур почтиси нөвәттә тезимланған орган намида мәшғулат қилип, пайда алмайдиған орган рәсмийитини иҗра қиливатқан болуп, һичқандақ сйаси органға беқинмайду. уйғур почтиси мустәқил башқуруш вә тәһрир һәйъити, мухбир вә йазғучилар шундақла обзорчилар гурупписидин тәркиб тапқан болуп, мухбирлар гуруппимиз сийаси партийә-тәшкилатлар билән бағланмайду. нөвәттә, тәшкилатимиз малийә җәһәттә өзини өзи тәминләйдиған башқурғучилар вә апторлар қошуниға тайиниду.
тәһрир һәйъити бир қанчә көзгә көрүнгән уйғур шәхслирини өз ичигә алиду: йазғучи, филим шлигүчи вә шаъир таһир һамут изгил (баш муһәрир); сабиқ әркин асийа радийосиниң йуқири дәриҗилик мухбири шөһрәт һошур (тәһрират мәслиһәтчиси); тәһрир вә журналист сәлимә камал (башқурғучи тәһрир, австралийә); уйғур йазғучи абдувәли айуп ( муһәрир, норвегийә,); вә тилшунас вә тәтқиқатчи абдуреһим парач (түркийә, тәһрир).
техиму толуқ хизмәт әтритиниң (мухбирлар, доклатчилар вә обзорчиларни өз ичигә алиду) вә уларниң тәрҗимиһалини көрүш үчүн, толуқ хизмәт әтрити бетини зийарәт қилиң.
тарқитиш суписи: «уйғур почтиси» мәзмунлирини тор бекәт вә иҗтимаъий таратқулар арқилиқ тарқитиду. у йезиқ, сүрәт, подкаст (Podcast) вә видеъо (Video) шәкилдики һәр хил мәзмунларни ишләп чиқирип оқурмәнләргә суниду.
инглизчә тәрҗимә: «уйғур почтиси»ниң уйғур инсан һәқлири вә диъаспораға даъир хәвәр-мақалилири тәрҗимә қилинип, «уйғур таймиз»ға охшаш уйғурларға даъир инглизчә тор бекәтләрдә елан қилишқа тәвсийә қилиниду.
2025-йили, 27-сентәбр вашингтон