уйғур почтиси, 26-феврал

2-айниң 22-күни, йәкшәнбә, америкиниң верҗинийә штатиға җайлашқан «меһрибан ана» мәктипи хәлқъара ана тил байрими мунасивити билән дағдуғилиқ паъалийәт өткүзди. паъалийәткә җамаъәт вәкиллири, мәктәп оқутқучилири, оқуғучилар вә ата-анилар қатнашти.

омақ уйғур пәрзәнтлири нумур көрсәтмәктә; сүрәт мәнбәси: «меһрибан ана» мәктиви

паъалийәт җәрйанида, мәктәп оқуғучилири уйғур тилида тәййарлиған шеъир декламатсийәлири, сәнъәт номурлири арқилиқ өзлириниң миллий кимликигә болған иптихарлиқ һессийатини намайән қилди.ата-анилар өз пәрзәнтлириниң чүчүк вә татлиқ уйғур тилида декламатсийә қилған әдәбий әсәрлиридин зоқланса, көпчилик йеңи әвладниң уйғур мәдәнийитини давамлаштурушқа болған интилиши вә ишәнчидин үмидләнди.

нумур көрсәткән уйғур пәрзәнитлири; сүрәт мәнбәси: ана тил мәктәп

мәктәп тәрәп еҗтимаъи таратқуларда бу һәқтә тохтилип: «оқуғучилиримиз бүгүнни хушаллиқ вә ғурур билән толдурди. биз ана тилимизни бирликтә тәбрикләймиз, бирликтә қоғдаймиз вә мәңгү бирликтә йашнитимиз» деди.

уйғур пәрзәнитлири сәһнидә нумур орунлимақта; сүрәт мәнбәси: ана тил мәктиви

мәктәп мәсъули сүрийә ханим «уйғур почтиси» ға қилған сөзидә, көп йиллиқ тиришчанлиқниң үнүмидин сөйүнгәнликини билдүрүп мундақ деди: «нәччә йиллиқ әҗирлиримизниң мевиси сүпитидә, пәрзәнтлиримизниң ана тил сәвийәсидә зор илгириләш болди. уларниң тәләппузи, аһаңи вә җүмлә түзүшлиридин худди вәтәндики әйни дәврдики уйғур балилириниң раван тилини аңлиғандәк болисиз.»

җәмъийәтниң ана тил төһпикарлири тәқдирләнмәктә

бу паъалийәт сүргүндики уйғур әвладлириниң ана тилға болған муһәббити вә бу тилниң кәлгүсидә йашнайдиғанлиқиниң муһим бир испати болуп қалди.

әскәртиш: уйғур почтиси мухбири мәзкур паъалийәткә бивастә қатнашмиған. мәзкур хәвәр телфон зийарити вә таратқулардики мәзмунларға асасән ‍шләнди.