уйғур почтиси, 28-декабир
2025-йили 24-декабир, әнглийәдики шеффилд университетиниң оқутқучиси, доктор давид тобин (David Tobin) ниң рәһбәрликидә, дунйаниң һәрқайси җайлиридики мустәқил тәтқиқатчиларни бир йәргә җәм қилған хәлқъаралиқ тәнқидий хитай тәтқиқати тори (INCCS) өзиниң йеңи тор бетини рәсмий елан қилди. бу супа хитайниң сийасий, иҗтимаъий вә дунйави тәсиригә алақидар мәсилиләрдә илмий тәтқиқат билән сийасәт оттурисида көврүк болушни нишан қилған болуп, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә чегра һалқиған бастуруш тәтқиқатини асас қилған йеңи бир илмий супа һесаблиниду.
хәлқъаралиқ тәнқидий хитай тәтқиқати ториниң бу тор бекитидә, хитайниң чегра һалқиған бесими, уйғур дийаспораси вә хитайниң диний сийасәтлиригә аъит муһим тәтқиқатлири орун алған. доктор давид тобин X суписида: «сийасәт бәлгилигүчиләр вә таратқулар хитай сийаситини чүшиниш үчүн мустәқил тәтқиқатларға еһтийаҗлиқ, хәлқъаралиқ тәнқидий хитай тәтқиқати тори дәл мушу қийин соъалларға җаваб бериду» дәп көрсәтти. даңлиқ тәтқиқатчи адрйан зенз (Adrian Zenz) му бу торниң әзаси болғанлиқидин пәхирлинидиғанлиқини билдүрди.
бу супиниң йадролуқ мәзмунлири ичидә давид тобин вә нуръала елима бирликтә йазған «чегра һалқиған бесимниң алдини елиш: уйғур дийаспораси» намлиқ тәтқиқат алаһидә диққәт қозғиған. шундақла, хуйзу мусулманлириниң мәсчитлирини «хитайлаштуруш» қа даъир муһим доклатларму елан қилинған.
бу торниң қурулуши хитайниң дунйави тәшвиқатиға вә қутуплашқан сийасий талаш-тартишларға илмий җаваб қайтуруштики муһим бир бурулуш нуқтиси һесаблиниду. болупму уйғур мәсилисини пәқәт бир кишилик һоқуқ мәсилисила сүпитидила әмәс, бәлки хәлқъаралиқ сийасий бесим вә бихәтәрлик тәтқиқатиниң муһим бир қисми сүпитидә пакитлиқ асас билән оттуриға қойушта зор әһмийәткә игә.
тәййарлиғучи: тайир имин уйғуриъан
бу мақалиниң ингилизчисни уйғур таймиздин оқуң