мәнбәси: уйғур таймиз
2026-йили 25-март
бир хитай һөкүмәт тәтқиқатчисиниң ашкарилишичә, афғанистан талибан һөкүмити бейҗиңниң уйғур мусапирлирини қайтуруп бериш тәлипини рәт қилған. хитай тәрәп кәң көләмлик мәбләғ селиш, инсанпәрвәрлик йардими вә хәлқъаралиқ җазаларни йениклитиш үчүн дипломатик қоллаш қатарлиқ вәдиләрни бәргән болсиму, талибан тәрәп диний риштә, әнъәнә вә бихәтәрлик әндишилирини сәвәб көрситип бу тәләпләрни қобул қилмиған.
шаңхәй хәлқъара мәсилиләр тәтқиқат институти җәнубий асийа тәтқиқат мәркизиниң мудири лйу зуңйи йеқинда кабулда зийарәттә болуп, талибан ташқи ишлар вәзири әмир хан муттәқи қатарлиқ йуқири дәриҗилик әмәлдарлар билән көп қетим көрүшкәндин кейин бу мәзмунларни оттуриға қойған. бу байанатлар тунҗи болуп «афған интернешинал» (Afghanistan International) таратқуси тәрипидин хәвәр қилинди.
мәлумки, америка һөкүмити 2020-йили әйни вақиттики ташқи ишлар вәзири майк помпейониң дәвридә, «шәрқий түркистан ислам һәрикити» (ETIM) ни террорлуқ тәшкилатлири тизимликидин чиқиривәткән иди. хитай һөкүмити болса өзиниң сийасәтлирини «радикаллиқни түгитиш» вә террорлуққа қарши туруш дәп пәрдазлап кәлмәктә. һалбуки, нурғунлиған алимлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң бу қилмишлирини уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ дәп сүпәтлимәктә.
талибан хитайниң уйғурларға аъит тәлипини рәт қилди
лйу зуңйи бир қетимлиқ зийарәтни қубул қилғанда, афғанистан талибан һөкүмитиниң уйғур мусапирлири мәсилисидә бейҗиң билән һәмкарлишишни рәт қиливатқанлиқини ашкарилиди. хитай тәрәп талибанға сийасий вә иқтисадий бесим ишлитип, өзи «шәрқий түркистан ислам һәрикити» (ETIM) гә четишлиқ дәп әйиблигән уйғурларни қайтуруп беришни тәләп қилған.
лйуниң тәкитлишичә, талибан даъирилири ортақ диний етиқад, тарихий риштә вә қәбилә әнъәнилири сәвәбидин, уйғурларға қарши һәрикәт қилишқа күчлүк қаршилиқ көрсәткән. лйу мундақ дегән: «хитай-талибан мунасивитидики әң чоң тосалғу — биз террорлуқ тәшкилати дәп қарайдиған ‹шәрқий түркистан ислам һәрикити› мәсилисидур. биз талибан әмәлдарлири билән бу мәсилини муназирә қилғинимизда, улар ортақ диний етиқад вә панаһлиқ тилигүчиләрни қоғдайдиған чоңқур йилтиз тартқан әнъәнә сәвәбидин, бу кишиләрни хитайға тапшуруп беришкә һәргиз қошулмайду.»
лйу зуңйи йәнә бу әһвалниң хитай тәрәптә «интайин еғир ишәнч кризиси» пәйда қилғанлиқини тәкитлиди. униң ашкарилишичә, бейҗиң талибанға әгәр бу хил бихәтәрлик тәһдитлири (хитайниң қаришидики) давамлашса, афғанистанда зор көләмлик мәбләғ селишниң мумкин болмайдиғанлиқини уқтурған.
лйу бу мәсилини хитай-талибан мунасивитидики әң сәзгүр нуқта дәп тәсвирлиди. униң қәйт қилишичә, талибан әмәлдарлири уйғур гуруппилириниң пүтүнләй контрол астида икәнликини дәва қилсиму, әмма бейҗиң буниңға қайил болмиған вә бихәтәрлик әндишилири һелиһәм һәл қилинмиған.
уйғурларниң инкаси
голландийәдики уйғур паъалийәтчи абдуғени сабит бу һәқтә тохтилип мундақ деди: «афғанистандин панаһлиқ тилигән уйғурлар өз һоқуқи, шәрипи вә мустәқиллиқини қайтурувелишни нишан қилған кишиләрдур. уларниң мәқсити — өзини қоғдаш вә бесивелинған вәтинини хитай мустәмликичилиридин азад қилиштур. афғанистан адаләт, һәқ вә һәқиқәт тәрәптә турмақта. афған хәлқи билән шәрқий түркистан хәлқи тарихтин буйан қериндаш милләтләрдур.»
хитайниң бихәтәрлик әндишиси вә талибанниң иқтисадий еһтийаҗи
лйу зуңйиниң сөзигә қариғанда, афғанистанда йәнила бир қанчә қораллиқ гуруппилар, җүмлидин «ислам дөлити» (ISIS) ниң хорасан шөбиси, «шәрқий түркистан ислам һәрикити» (ETIM), пакистан талибанлири (TTP) вә балучистан азадлиқ армийәси (BLA) қатарлиқлар паъалийәт қилмақта. лйуниң қәйт қилишичә, шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң талибанға садиқлиқини билдүрүши вә улар билән алақисини сақлап келиши, бейҗиңниң бихәтәрлик әндишисини техиму күчәйткән. бу әһвал чәтъәл мәблиғиниң афғанистанға киришини қийинлаштурмақта.
бу хирисларға қаримай, талибан әмәлдарлири хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқни кеңәйтишкә қизиқидиғанлиқини қайта-қайта билдүрүп кәлмәктә. лйуниң ейтишичә, талибан хитай мәблиғини пәқәт бейҗиң биләнла әмәс, бәлки оттура асийа дөләтлири вә хәлқъара җәмъийәт билән болған мунасивәтләрни нормаллаштуруштики бир ‹көврүк› дәп қарайду. талибан әмәлдарлири йәнә өзлири билән алақә бағлашни халайдиған һәр қандақ дөләт билән дипломатик мунасивәт орнитишқа тәййар икәнликини, өтмүштики адавәтләрни сүрүштүрмәйдиғанлиқини байан қилған.
доклатта йәнә қәйт қилинишичә, афғанистан сөһбәтчилири дипломатик содилишишта интайин маһир дәп қарилидикән. бирақ, америкиниң 20 йилға йеқин давамлашқан һәрбий мәвҗутлуқи вә бу җәрйанда сәрп қилған тәхминән 2 тирилйон доллар чиқимиға қаримай, афғанистан йәнила қатнаш ташйоллири вә ул әслиһә системиси җәһәттики еғир кәмтүклүкләргә дуч кәлмәктә.