
уйғур почтиси, 12-феврал
йеқинда хитай таратқулири турпан шәһиридики «бадам шәрқий қәбристанлиқи»дин қезивелинған бир йүрүш археъологийәлик бойумларни, җумлидин бир данә йағач кариватни бейҗиңға йөткәп берип, у йәрдики тәҗрибиханиларда елан қилған. хитай даъирилири буни «муһим байқаш» дәп сүпәтлигән.
йадикарлиқларниң орнидин йөткилиши
хтайниң хәлқ гезити қатарлиқ һөкүмәт ахбарат вастилириниң хәвиригә асасланғанда, уйғур тупрақлиридин чиққан қиммәтлик археъологийәлик буйумларниң шу йәрдә әмәс, бәлки бейҗиңдики тәҗрибиханиларда илан қилған.
бу, йадикарлиқларниң әсли орни вә муһитидин айрип ташлинип, хитай мәркизий һөкүмитиниң биваситә контроллуқида «қайта тәсвирлиниши»гә йол ачиду.
америкида турушлуқ уйғур көзәткүчи турсунҗан уйғур почтисиға мундақ диди:
«хитай даъирилириниң шәрқий түркистандики археъологийәлик паъалийәтлири пән-техникилиқ тәтқиқаттин бәкрәк, сийасий тәшвиқатқа хизмәт қилишни нишан қилған. хитай »пән-техника археъологийәси« намида, райондики барлиқ қәдимий байқашларни өзиниң »бир гәвдә« нәзәрийәсигә тирәк қилип көрситиш үчүн тарихий пакитларни таллап ишлитиш йаки бир тәрәп қилиш усулини қолланмақта. бу хил усул арқилиқ, йадикарлиқларниң уйғур вә түркий мәдәнийитигә болған мәнсубийити системилиқ һалда инкар қилинип, тарихий һәқиқәт сийасий ғәрәзниң сайисидә қалдурулмақта.уйғур археъологийәси хитайниң дөләт мәнпәъәти үчүн хизмәт қилидиған қоралға айлинип қалған бир пәйттә, турпан вә башқа районлардин чиққан байқашларға еһтийатчанлиқ билән қараш, хәлқъаралиқ мустәқил мутәхәссисләрниң тәкшүрүшини тәләп қилиш интайин муһим.»