уйғур почтиси, 2-декабир
тайир уйғур
қазақистан хәлқ артиси, уйғур дийари вә оттура асийа дөләтлири сәһнилиридә тонулған вә шан-шөһрәт қазанған мәшһур уйғур сәнъәткари рәйһангүл (рехангүл) мәхпирова 2025-йили 29-нойабир, 79 йешида алмата шәһиридә вапат болди.
қазақистан мәдәнийәт вә учур министирлики мәрһумниң вапати тоғрилиқ хәвәр елан қилғандин кейин, фейсбук қатарлиқ иҗтимаъий алақә васитилиридә тәзийә хәвири тарқитилди. муһаҗирәттә йашаватқан уйғурлар өзиниң қайғулуқ һессийатини вә ахирәтлик тиләклирини билдүрди.
мунасивәтлик учурларға қариғанда, рәйһангүл мәхпирова 1946-йили 1-авғуст алмата вилайитиниң әмгәкчи-қазақ наһйси чиләк йезисида туғулған. униң дәсләпки сәнъәт һайати с. сәйфуллин қарағанда қазақ районлуқ тийатир өмикидә башланған. кейин 1971-йилдин 1977-йилғичә абай җамбул районлуқ тийатириға йүткилип хизмәт қилған. 1977-йили қуддус ғоҗамйаров намидики җумһурийәтлик дөләт академийәлик уйғур музикилиқ комедийә тийатириниң йалғуз кишилик нахшичиси(сопрано) -артиси сүпитидә қобул қилинған вә шу йәрдә узун йиллиқ сәнъәт кәспий һайатини бәрпа қилған.
1989-йили сабиқ совет иттипақиниң парчилиниши билән, қазақистан дөлити мустәқиллиққа еришкәндин кейин, рәйһангүл мәхпирова ханим қазақистан уйғур тийатири әзалири билән бирликтә уйғур дийариға (шәрқий түркистанға) сәпәр қилип, у йәрдә нурғунлиған комедийә тийатири вә епизотларни орундап, уйғур тамашибинлириниң алқишиға еришкән вә уларниң қәлбидин чоңқур орун елип һөрмәткә сазавәр болған. рәйһангүл мәхпирова орундиған йалғуз кишилик вә колллектип номурлар амминиң йақтуришиға вә сөйишигә еришип җәмъийәттә күчлүк тәсир қозғиған. шундақла, бир қисим ширкәтләрниң орунлаштуриши билән уйғур дийариниң һәрқайси вилайәт, шәһәр-йезилириғичә берип сәййарә ойун қойған, етот син лентилири көпләп нәшр қилинип тарқитилған.
қисқиғинә бирқанчә йил ичидила рәйһангүл мәхпирова уйғур дийариниң булуң-пушқақлириғичә, қери-йаш һәммәйләнгә тонушлуқ бир симаға айланған. хәлқ та бүгүнки күнгичә, рәйһангүл мәхпирова орундиған епизотлардики образларни әсләйду, униң йумурлуқ вә тетимлиқ сөзлирини йадлайду. рәйһангүл мәхпированиң хәлқниң йақтуришиға наъел болушидики әң асаслиқ сәвәб, униң рол елиштики йуқири маһарити, турмушқа йеқин тәбиъийлики, образ йаритишқа маһирлиқивә инсаний пәзилити иди.
рәйһангүл мәхпированиң 80 йилға йеқин өмри өз хәлқигә бәдиъий-сәнъәт арқилиқ хизмәт қилиш билән өткән болуп, у йәнә кино, тийатирлардиму қазақистанниң мәдәнийәт мираслириниң бир қисмиға айланған нурғун җанлиқ вә унтулғусиз ролларни алған. муһим болғанлардин, йумагуловниң »нәргиз« романидики нәргиз образи,к. муһәммәдҗановниң «мәһбуслар» намлиқ әсиридики адвокат образи, чиңғиз айтматовниң «тунҗи муъәллим» әсиридики алтинай образи, м. шолоховниң «тинч дон» романидики аксинйа образи, җ. бусақовниң «назугум» әсиридики назугум образи вә килассик әсәр «ләйли-мәҗнун»дики баш персунаж ләйлиниң роли қатарлиқларни тилға елип өтүшкә әрзийду.
рәйһангүл мәхпирова сәнъәткә қошқан төһпилири нәтиҗисидә, «қазақистан дөлитигә хизмәт көрсәткән артис» вә қазақстандики әң йүксәк сәнъәт мукапати «қазақистан хәлқ артиси» дегәндәк шәрәплик унван-намларға еришкән.
сәнъәт пишваси рәйһангүл мәхпирова биздин мәңгүлүк айрилған болсиму, әмма уйғур хәлқи өзлиригә күлкә ата қилған сөйүмлүк пәрзәнтини йад етип туриду!