уйғур почтиси, 3-март

вашингтон районидики алдинқи қатардики йәһудий тәшкилатлиридин бири болған адас исраъилийә җамаъити (Adas Israel Congregation), уйғур қирғинчилиқини тохтитиш хәлқъаралиқ һәрикитиниң садиқ бир авазиға айланди. өткән һәптә улар йәнә һәр айниң ахирқи пәйшәнбә күни хитайниң вашингтондики әлчиханиси алдида елип баридиған изчил намайишини давамлаштурди.

уйғур кишилик һоқуқ қурулуши иҗраъийә директори өмәр қанат әпәнди телефон зийаритимизни қобул қилип мундақ деди:

«адас исраъилийә тәшкилатиниң уйғурлар әң еғир күнгә дуч кәлгәндә биз билән бир сәптә туруп елип барған бу намайишлири һәқиқәтән кишини тәсирләндүриду. улар қиш-йаз, иссиқ-соғуқ демәстин, һечнемигә қаримай хитай һөкүмитигә ‘уйғур қирғинчилиқини тохтат!’ дәп товлимақта. техи һазирғичә дунйаниң һечқандақ йеридә, һәтта бирәр уйғур тәшкилатиму бунчә изчиллиқ билән намайиш елип бармиған.»

адас исраъилийә әзалири өзлириниң зийанкәшликкә учраш вә вәтиндин мәҗбури айрилштәк тарихий кәчүрмишлиригә тайанған һалда, уйғур хәлқи билән бир сәптә турушни өзлириниң чоңқур мәсъулийити дәп қаримақта.

өткән йили, адас ‍сраъил уйғур таймизниң зийаритини қобул қилғанда мундақ дегән:

«биз намайишлиримизда шәрқий түркистанда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиққа қарши аваз чиқириш, уйғурлар билән туруш вә гуаһлиқ бериш зөрүрийитигә болған қәтъий ишәнчимизни намайан қилимиз. йәһудии болуш сүпитимиз билән, бизни бир милләт, бир мәдәнийәт вә бир дин сүпитидә йоқитишқа урунған, әсирләр бойи давамлашқан тарихий әслимилиримизни унтумаймиз. биз мусапирәтчиликтә йашашниң немә икәнликини билимиз. шундақла, бундақ зулумларға қарши турушта иттипақдашларниң биз билән бир сәптә турушиниң нәқәдәр муһимлиқини рошән тонуп йетимиз. биз һәр бир инсанниң һайатини пүтүн бир дунйаға баравәр дәп қараймиз. бу дунйаларни вәйран қилишқа болған урунушлар бизниң инкас қайтурушимизни тәләп қилиду. биз қолимиздин келишичә бу наразилиқ намайишлирини давамлаштурушимиз керәк.»

хитай һөкүмитигә шуни көрситип қойуш керәкки, кишиләр уйғур хәлқини унутқини йоқ вә уларниң хитай һөкүмити тәрипидин учраватқан инсан қелипидин чиққан муъамилилирини техиму көп кишләр тонуп йәтмәктә. биз буниң әһмийитигә ишинидикәнмиз, намайишимизни давамлаштуримиз вә қолимиздин келидиған барлиқ усуллар билән уйғурларни қоллаймиз