уйғур почтиси 

27-декабир

америка тәйвәнгә 10 милйард доллардин артуқ қорал сетип беридиғанлиқини елан қилғандин кейин, тәйвәнни өз земини дәп қарайдиған бейҗиң буниңға қаттиқ наразилиқ билдүрди. вашингтон тәйвәнгә кәң көләмлик қорал сетиш пиланини елан қилип бир һәптидин кейин, йәни җүмә күни бейҗиң америкиниң мудапиъәгә алақидар 20 ширкити вә бу ширкәтләрниң 10 нәпәр әмәлдариға җаза йүргүзидиғанлиқини елан қилди.

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бу җаза тәдбирлири мәзкур ширкәтләрниң хитайдики мүлкини тоңлитиш вә шәхс һәм тәшкилатларниң улар билән сода қилишини чәкләшни өз ичигә алидикән. 

җазаланған ширкәтләр арисида Northrop Grumman Systems Corporation , L3Harris Maritime Services вә сент луъистики бойин (Boeing) ширкити бар. шундақла Anduril Industries мудапиъә ширкитиниң қурғучиси палмер луки (Palmer Luckey) қатарлиқ 10 мәсъулниң хитайда сода қилиши чәкләнгән вә уларниң хитайға кириши мәнъи қилинған. уларниң хитайдики мүлүклириму тоңлитилған.

трамп һөкүмити елан қилған тәйвәнгә 10 милйард доллардин ашидиған қорал сетиш пилани әгәр америка дөләт мәҗлиси тәрипидин тәстиқланса, бу америкиниң тәйвәнгә әң чоң көләмлик қорал сетиши болуп қалидикән.

хитай ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни елан қилған байанатида: «биз шуни йәнә бир қетим тәкитләймизки, тәйвән мәсилиси хитайниң йадролуқ мәнпәъәтиниң мәркизи, шундақла хитай-америка мунасивитидики һәргиз бесип өтүшкә болмайдиған биринчи қизил сизиқидур» дегән. байанатта йәнә: «тәйвәнгә қорал сетиш билән шуғулланған һәр қандақ ширкәт йаки шәхс өз хаталиқи үчүн бәдәл төләйду» дәп агаһландурулған. хитай йәнә америкини «тәйвәнни қоралландуруштәк хәтәрлик һәрикәтләрни» тохтитишқа чақирған.

тәйвән мәсилиси америка-хитай мунасивитидики әң назук нуқта болуп, тәһлилчиләр буниң икки күч оттурисида һәрбий тоқунушқа айлинип кетишидин әнсиримәктә. хитай америкиниң тәйвәнгә қорал сетишини икки дөләт оттурисидики дипломатик келишимләргә хилап дәп дәва қилмақта.

хитай армийиси йеқинқи бир нәччә йилда тәйвән әтрапидики һава вә деңиз тәвәликидики паъалийәтлирини көпәйтти, һәрбий парахот вә күрәшчи айропиланлар билән арал әтрапида һәр күни дегүдәк маневир өткүзүп кәлмәктә.

америка федератсийә қануниға асасән, вашингтон тәйвәнниң өзини қоғдаш иқтидариға йардәм беришкә мәҗбур. бу нуқта хитай билән болған зиддийәтниң асаслиқ сәвәблириниң биригә айланди. бейҗиң билән вашингтон оттурисида сода, техника вә башқа кишилик һоқуқ мәсилилиридиму җиддийчилик мәвҗут.

мәзкур хәвәр америка истемалчилар хәвәрлири вә сода тор бекитиниң алақидар хәвиригә асасән тәрҗимә қилинип тәййарланди.