28-феврал
америка пирезиденти доналд трамп ирандики барлиқ бихәтәрлик күчлирини қорал ташлашқа чақирди.
трамп: «бизниң ишимиз түгигәндә, иран деңиз армийәсидин, инқилабий муһапизәтчиләр қисмидин вә башқурулидиған бомбилиридин һечнемә қалмайду», деди.
америка уруш мнстирлики бу һуҗумни «әпсаниви ғәзәп һәрикити» дәп атиди
трамп иран өктичилиригә мундақ хитаб қилди: «биз ишимизни түгәткәндә, берип һакимийәтни қолуңларға елиңлар. униңдин кейин иранниң тәқдирини иранлиқлар өзи бәлгиләйду».
исраъилийә армийәси тәрипидин иран ислам җумһурийитидин қойуп берилгән башқурулидиған бомбилар байқалди. америка билән исраъилийә, һәптиләп давамлашқан һәрбий мудахилә тәһдитлиридин кейин, шәнбә күни иранға һава һуҗуми қозғиғанлиқини елан қилди; һуҗумларда нурғун шәһәрләрдә партлаш авази аңланди.
тәййарлиғучи: еһсан