асийә уйғур

ақ сарай 5- дикабир йеңидин «дөләт бихәтәрлик истратегийиси доклати»ни елан қилди. бу хил доклатни һәр бир нөвәтлик америка президенти вәзипә өтәш муддити ичидә бир қетим елан қилидиған болуп, америкиниң дунйави алдинқи орунда туридиған иш түрлирини рәсмий җакарлайду(йәни америка дунйадики қайси ишларға күчини ишлитиду йаки арилишиду), шундақла бу доклат америка һөкүмәт органлириниң хамчот тәқсиматиға биваситә тәсир көрситиду.

доклатниң мәзмунидин қариғанда, америкиниң ғәрбий йерим шардики һөкүмранлиқини қайтидин тикләйдиғанлиқи, һинди-тинч окйан районидики һәрбий күчини күчәйтидиғанлиқи вә йаврупа билән болған мунасивитини қайта баһалаш мумкинлики оттуриға қойулған. әмма доклатта диққәтни тартидиған муһим бир ноқта шуки, уйғур мәсилиси әсла тилға елинмиған.

қарайдиған болсақ,  2018 – йилдин 2024 – йилиғиичә, уйғур мәсилиси америкиниң хитайға қаритилған истратегийисидә муһим мәсилиләр сүпитидә күнтәртипкә кәлтүрүлди. болупму «уйғур инсан һәқлири сийасити қануни»ниң тәстиқлинишидин тартип, «дөләт бихәтәрлик истратегийиси» вә йиллиқ доклатларда үзлүксиз вә көпләп тилға елинишқа башлиған. шуниң билән уйғур мәсилиси америкиниң инсан һәқлири, тәминләш зәнҗири бихәтәрлики, техника риқабити вә қиммәт қарашлири билән чәмбәрчәс бағлинип, америкиниң дөләт бихәтәрликигә мунасивәтлик муһим мәсилигә айланғаниди. һалбуки, 2025 – йиллиқ «америка дөләт бихәтәрлик истратегийсии доклати»да, уйғур мәсилиси түгүл, инсан һәқлири вә йаки мәҗбурий әмгәккә даъир һечқандақ мәсилә тилға елинмиған. буниң сәвәби зади нимә? әҗәба, уйғур мәсилиси бүгүн америкиниң дөләт бихәтәрлик истратегийисидики қиммитини йоқаттиму йаки вашингитонниң «сүкүти»дә башқа бир сәвәбләрму барму? 

америкиниң хитайға қаратқан истратегийисидики өзгириш

америкиниң 2025-йиллиқ «дөләт бихәтәрлик истратегийиси»да, хитай «узун мәзгиллик тәһдит» дәп бекитилгән болсиму, доклатта «истратегийәлик йочуқ» қалдурулуп, «өз-ара пайда йәткүзүш» дегән ибариләр көпрәк ишлитилгән. буһадисә, трамп һөкүмитиниң хитайға қаратқан истратегийисиниң байдин дәвридики «қиммәт қарашларға тайанған дипломатийә» билән селиштурғанда, техиму реъал болған сийасий йөнилишкә бурулғанлиқини көрситиду.

доклатта мундақ тилға елинған:

  • америкиниң ғәрбий йерим шардики һөкүмранлиқини қайта мустәһкәмләш;
  • хитайниң латин америкисидики кеңийишини чәкләш;
  • һинди- тинч окйан районида һәрбий тәңпуңлуқни сақлаш;

йуқириқи  ибариләрдин қариғанда, америкиниң диққити нөвәттә «латин америка вә кариб районидики әнъәниви тәсир даъириси»ни мустәһкәмләшкә йүзләнгән. йәни буъәһвал америка- хитай арисидики риқабәтниң давамлишиватқанлиқини, әмма униң ипадилиниш шәклиниң қисмән өзгириватқанлиқини көрситиду.

уйғур мәсилиси немишқа тилға елинмиди?

әң көп диққәт қозғиған нуқта шуки, 2025-йиллиқ «дөләт бихәтәрлик истратегийиси»да уйғур мәсилиси пүтүнләй тилға елинмиди. бу, 2018- йилидин 2024- йилиғичә болған арилиқтики «дөләт бихәтәрлик истратегийиси» вә башқа рәсмий доклатлар билән рушән селиштурма пәйда қилиду.

у мәзгилләрдә  уйғур мәсилиси:

  • «уйғур кишилик һоқуқ сийасити қануни» билән «уйғур мәҗбурий әмгәкни тохтитиш қануни»ниң чиқишиға сәвәб болған; 
  • америкиниң хитай сийаситидики муһим козирға айланған;
  • тәминләш зәнҗири бихәтәрлики вә техника риқабити билән биваситә бағланған.

бу вәҗидин, бу қетимқи доклатта уйғур мәсилисини «тилға алмаслиқ» тәсаддипийлиқ әмәс, бәлки бу мәсилини америкиниң нөвәттә байдин дәвридикидәк инсан һәқлирини алдинқи орунға қойған дипломатийәдин, күч, сода вә бихәтәрликкә тайанған реъал-сейасәткә йөткәлгәнликидин келип чиққан өзгириш дәп қарашқа болиду.

уйғурларниң һәқлирини қоғдашқа даъир қанунлар бар, әмма һелиму күчкә игиму?

омумән ейтқанда, уйғур мәсилисигә алақидар чиқирилған қанунлар (мәсилән, мәҗбурий әмгәк билән бағлинишлиқ импорт чәклимилири вә мунасивәтлик қанунлар) қануний җәһәттин һелиму күчкә игә, әмма мәсилә қанунниң бар-йоқлуқида әмәс, униң әмәлий иҗра күчи вә иҗра дәриҗисидә көрүлүватқан өзгиришләрдә.

америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) ниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 2025-йили мәҗбурий әмгәккә даъир тәкшүрүш вә чәкләш қәдәмлири алдинқи йилларға селиштурғанда азайған. көзәткүчиләр бу әһвални америкиниң нөвәттики басқучта сода вә иқтисадий мунасивәтләргә көпрәк әһмийәт бериши, шундақла қанун иҗра органлириниң байлиқ- адәм күчи вә сийасий әвзәллик тәртипидики өзгиришләр билән изаһлашқа урунмақта. бу нуқтидин қариғанда, уйғурларға мунасивәтлик қанунлар һелиму иҗра қилиниватқан болсиму, униң қандақ дәриҗидә күчәйтилип қоллинилиши сийасий ирадә вә иҗра механизмиға зор дәриҗидә бағлиқ болуп қалған.

шуниң билән биргә, трамп һөкүмитидә марко рубийониң ташқи ишлар министири вәзиписидә болуши уйғур мәсилисиниң дипломатик мунасивәтләр вә сийасәтләрдә қайта күчәйтилиш еһтималлиқиниң һәрвақит мәвҗутлуқини көрситиду. 

америка конгреси билән ақ сарай арисида пикир охшашмаслиқи барму?

2025-йили 10-декабир, америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраъийә комитети (CECC) елан қилған доклатта, хитайниң уйғурларға қарши чегра һалқиған бастуруш сийасити қаттиқ тәнқид қилинди. доклатта йәнә, хитайниң чәт әлләрдики уйғур паъалийәтчиләргә түрлүк бесим  вә тәһдит қилиш қатарлиқ мәсилиләр алаһидә тилға елинди.  шуниң билән бир вақитта, ақ сарай 2025-йили 4-декабир елан қилған «дөләт бихәтәрлик истратегийиси доклати» болса, дунйави бихәтәрлик вә чоң дөләтләр оттурисидики риқабәткә мәркәзләшкән болуп, уйғур мәсилиси тилға елинмиған. бу һадисә кишигә һәқиқәтән америка дөләт мәҗлиси билән ақ сарай арисида уйғур мәсилисигә нисбәтән пикир охшимаслиқи бардәк тәсир бериду. лекин реъаллиқ ундақ болуши натайин. чүнки, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраъийә комитети елан қилған доклатта уйғур мәсилисиниң мәхсус тилға елиниши ениқ. чүнки бу доклатни елан қилған органниң асаслиқ хизмити дәл хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини назарәт қилиш, тәкшүрүш, учур игиләш вә бу һәқтә доклат тәййарлап һөкүмәткә сунуштур. әмма ақ сарайниң «дөләт бихәтәрлик истратегийиси доклати» болса, бир дөләтниң мутләқ йуқири дәриҗилик, дунйави бихәтәрлик һөҗҗити һесаблиниду. бундақ бир доклатта уйғур мәсилисиниң тилға елинмаслиқи, уйғур мәсилисиниң америкиниң күн тәртипидин чүшүп қалғанлиқини билдүрмәйду. бәлки америкиниң хитайға қаратқан истратегийисидә мәлум услуб җәһәттики өзгиришләрниң болғанлиқини көрситиду. башқичә ейтқанда, услубниң өзгириши мәсилиниң өзидин ваз кәчкәнликни әмәс, бәлки бу мәсилиниң қайси сийасий вә истратегийилик йоллар арқилиқ бир тәрәп қилинидиғанлиқиға мунасивәтлик болуши мумкин.

уйғур дәваси қандақ давамлишиду?

әмәлийәттә, нөвәттә көрүлүватқан хәлқъара сийасий вә истратегийилик өзгиришләр, уйғур дәвасиниң хәлқъаралиқ күнтәртиптин қеливатқанлиқини көрсәтмәйду, бәлки бу уйғур мәсилисиниң америкиниңла күнтәртипидики мәсилә болуштин һалқип, техиму кәң хәлқъара сәһнигә йүзлинишиниң башлиниши болуши мумкин. башқичә ейтқанда, уйғур мәсилиси бүгүн бир дөләт йаки бир һөкүмәтниң ирадисигила бағлиқ болған мәсилә әмәс, бәлки көп қатламлиқ, көп саһәлик хәлқъара мәсилигә айлинип болди.

алди билән, уйғур мәсилиси аллибурун йаврупа иттипақи вә бир қисим ғәрб дөләтлириниң қанун- системисиға киргүзүлди. мәҗбурий әмгәккә қарши қанунлар, импорт чәклимилири вә кархана мәсъулийитигә даъир низамлар арқилиқ, уйғур мәсилиси аллибурун қануний иҗра дәриҗисигә йүксәлди. бу хил қанунлаштуруш мәсилиниң вақитлиқ сийасий һаваға бағлинип қалмаслиқиға мукәммәл шараъит һазирлиди.

иккинчидин, уйғур мәсилиси бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқъара инсан һәқлири механизмилирида муқим орун алди. б д т ниң мунасивәтлик доклатлири, мустәқил мутәхәссисләрниң баһалашлири вә хәлқъара кишилик һоқуқ органлириниң изчил диққити бу мәсилини хәлқъара қанун вә норма сәвийәсидә давамлиқ күнтәртиптә сақлап қалиду.

үчинчидин, уйғур мәсилиси бүгүн хәлқъара карханилар вә дунйави тәминләш зәнҗири билән биваситә бағлинип қалди. бу дегәнлик, бир мәһсулатниң ишләпчиқирилишида йаки хам әшйасида уйғур елидики мәҗбурий әмгәк билән бағланған бөләк болса, у мәһсулатни сетиватқан йаки ишлитиватқан карханилар қануний җавабкарлиққа вә иқтисадий хәвпкә дуч келиду. шуңа бүгүн уйғур мәсилиси пәқәт сийасәтчиләр йаки инсан һәқлири тәшкилатлири сөзләйдиған мәсилә әмәс, бәлки сода, базар вә карханилар үчүнму җиддий бир мәсилә болуп қалди. бундақ әһвалда, дөләтләрниң хитайға болған сийасий позитсийәси өзгәргән тәқдирдиму, қанун, базар бесими вә кархана мәсъулийити сәвәбидин, уйғур мәсилиси хәлқъара күнтәртиптин асанлиқчә чүшүп қалмайду.

шуниң билән биргә, мустәқил ахбарат, академик тәтқиқат вә уйғур диъаспорасиниң авази уйғур дәвасиниң узун мәзгиллик күчи болуп қалмақта. хәвәр васитилириниң давамлиқ из қоғлиши, алимларниң илмий тәтқиқатлири вә диъаспора җәмъийитиниң тәшвиқат вә аңлитиш паъалийәтлири бу мәсилини пәқәт сийасәтчиләрниң қарариға тапшуруп қоймай, аммиви пикир вә билим саһәсидә мустәһкәм орунға игә қилди.

хуласилиғанда, уйғур дәваси бүгүн бир басқучтин йәнә бир басқучқа өтмәктә. у бир дөләтниң ташқи сийасәт байанатиға бағлиқ болған тар даъирилик мәсилә әмәс, бәлки қанун, хәлқъара қиммәт қараш, базар механизми вә җамаъәт пикри билән чәмбәрчәс бағланған көп қатламлиқ хәлқъара дәваға айлинип болди. шуңа, нөвәттики өзгиришләрни уйғур дәвасиниң аҗизлишиши дәп қараштин көрә, чоң сәһнигә көчүши вә ипадиләш шәклиниң техиму сәрхиллишиши дәп чүшәндүрүш техиму мувапиқ болиду. йәни, америка сийасити һәр вақит өзгириши мумкин, әмма уйғур дәвасиниң қануний асасий вә хәлқъараниң арлишиши әсла өзгәрмәйду. демәк, уйғурларниң кәлгүси, бир дөләтниң вақитлиқ сийасий таллишиға әмәс, бәлки узун муддәтлик чидамчанлиққа вә көп тәрәплик хәлқъара қоллашқа бәкрәк тайиниду.