уйғур почтиси, 27-феврал

җәнвә – бүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бир түркүм кишилик һоқуқ мутәхәссислири мәхсус байанат елан қилип, техи бир йил илгири тайланд даъирилири тәрипидин хитайға мәҗбурий қайтуруп берилгән 40 нәпәр уйғурниң әһвалидин «қаттиқ әнсирәватқанлиқини» ашкарилиди. хитай һөкүмитиниң бу кишиләрниң һайат-мамати вә қәйәрдә икәнлики һәққидә сүкүт қилиши хәлқъара җәмъийәттики әндишиләрни техиму күчәйтивәтти.

мутәхәссисләрниң көрситишичә, 2025-йили 27-феврал күни тайланд һөкүмити хитайниң күчлүк сийасий бесими астида, хәлқъара қанундики «қайтурмаслиқ» (non-refoulement) принсипиға түптин хилап һалда, бу 40 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтуруп бәргән. бу кишиләр қайтурулуштин илгири банкоктики суъан флу (Suan Phlu) тутуп туруш мәркизидә он йилдин артуқ вақит ташқи дунйадин пүтүнләй айриветилгән һалда, киши чидап болғусиз начар шараъитта қамап қойулған иди. бу җәрйанда уларниң аъилә-тавабиъатлири, қануний вәкиллири йаки хәлқъара тәшкилатлар билән көрүшүшигә рухсәт қилинмиған.

байанатта мундақ дәп көрситилди: «хитай тәрәп бәзи инкасларни қайтурған болсиму, әмма бу кишиләрниң тәқдири вә қәйәрдә икәнлики һәққидә ишәнчлик, әтраплиқ вә мустәқил дәлилләнгән учурларниң йоқлуқи кишини қаттиқ әндишигә салиду. аъилә-тавабиъатлири һечқандақ җәзмләштүрүлгән учурға еришәлмиди, һәтта туғқанлириниң һайат-маматиниму билмәйду.»

мутәхәссисләр бу вәқәни хитай һөкүмитиниң өзигә нисбәтән тәнқидий позитсийәдики етник вә диний аз санлиқ милләтләргә қаратқан «чегра һалқиған бастуруш» (transnational repression) системисиниң типик бир қисми дәп сүпәтлиди. доклатта қәйт қилинишичә, хитай даъирилири «дөләт бихәтәрлики» баһаниси билән тутқунларниң адвокат билән көрүшүшини изчил рәт қилип кәлгән. шуниң билән бир вақитта, қайтурулғанларниң аъилә-тавабиъатлирини вә йурт-җамаъитини қаттиқ назарәт астиға елип, қорқутуш вә бесим ишлитиш арқилиқ уларни сүкүт қилишқа мәҗбурлиған.

«бу хил системилиқ қорқутуш вә назарәт қилиш муһити астида, нурғун аъилиләр туғқанлирини издәштин йаки хәлқъараға әһвал инкас қилиштин хәвпсирәп қалған» деди мутәхәссисләр. улар йәнә мундақ дәп агаһландурди: «қануний капаләттин мәһрум қалдуруш вә аъилиләрни җимиқтуруш кишилик һоқуқниң еғир дәпсәндә қилинишиға йол ачиду. адаләткә сүкүт қилиш арқилиқ еришкили болмайду.» дәп агаһландурди.

б д т мутәхәссислири хитай һөкүмитини мәзкур 40 уйғурниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа вә мустәқил көзәткүчиләрниң улар билән тосалғусиз көрүшүшигә рухсәт қилишқа чақирди. шуниң билән бир вақитта, тайланд вә башқа дөләтләрни уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтуруп бериш қилмишлирини дәрһал тохтитишқа, хәлқъара җәмъийәтни болса кишилик һоқуқ қанунлириға риъайә қилишқа капаләтлик қилишқа дәвәт қилди.