дилнур рәйһан (чехийә пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ иниститути, йавропа уйғур иниститути)
диъаспорадики бирдинбир кәспий ахбарат оргини болған »әркин асийа радиъоси« тақалғандин кейин, уйғур ахбаратчилиқи асасән паләч һалға чүшүп қалди. һалбуки, пүтүн дунйа арқа-арқидин йүз бериватқан мустәмликиви урушлар вә ирқий қирғинчилиқларға петиватқан вә уйғур ирқий қирғинчилиқи дунйа ахбаратидин барғансери өчүватқан мушундақ бир хәлқъаралиқ арқа көрүнүштә, өзимизниң мустәқил вә һәқиқи мәнидики кәспи бир ахбаратиниң оттуриға чиқиши вәзийитимизниң тәқәззаси болуп қалди. йеқинқи йиллардин бери, таһир имин тәрипидин қурулған уйғур агенитлиқи һәрхил тилларда уйғур вәзийитини дунйаға йәткүзүп кәлгәниди, нөвәттә диъаспорадики ғоллуқ зийалийлар вә әркин асийа радиъосиниң бир қсм мунәввәр мухбирлириниң қетилиши билән, »уйғур почтиси« намида, кәспий бир медиъа болуш муддиъаси билән оттуриға чиқти. мәсъулийәтчан, тәрәққийпәрвәр вә бир әркин дөлитимизни арзулайдиған бир уйғур зийалийси болуш сүпитим билән, йеңи қурулған бу уйғур медиъасини чин дилимдин тәбрикләймән, тез арида күчлүк, мустәқил вә кәспий бир медиъа болуп чиқишини, уйғур җәмъийитидики һәрқандақ бир сәзгүр вә табу темилардин қачмайдиған, заман тәрәққийатиға лайиқ әркин авазимиз болалиши үчүн алий тиләклиримни сунимән.
дилнур рәйһан — уйғур җәмъийәтшунас, уйғур һәқлирини қоғдаш паъалийәтчиси, чехийә пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институтиниң алий тәтқиқатчиси, шундақла йавропа уйғур институтиниң қурғучиси вә рәъисидур. у фирансийәниң уйғур қирғинчилиқини етирап қилишини күчлүк тәшәббус қилғучиларниң бири. дилнур рәйһан фирансийә мәтбуъатлирида фирансийә вә хтай сийасити һәмдә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә көплигән обзор вә мақалиләрни елан қилған. у йәнә муһаҗирәттә уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә йеңи әвлад уйғурларниң күчлинишини изчил қоллап кәлмәктә. у нөвәттә фирансийәниң париж шәһиридә йашайду.