20-нойабир уйғур почтисиниң қурулуш муһакимә йеғиниға массачусетс шитатидин болған дөләт мәҗлиси әзаси җамис маккавирин тәбрикнамә әвәткән болуп, у сөзидә, уйғур тилидики ахбарат вастилириниң муһимлиқини вә өзиниң бу һәқтики тиришчанлиқини тәкитлигән, уйғур почтисиниң йеңи вә мустәқил ахбарат вастиси болуп чеқидиғанлиқиға болған ишәнчисини оттуриға қойған. у уйғур почтисиниң қурулғанлиқини тәбрикләп мундақ дегән:

«уйғур почтиси» уйғур хәлқиниң авазини аңлитиш вә уйғур ахбаратчилиқ саһәсигә мәбләғ селиш җәһәттики бошлуқни толдуруш үчүн тәсс қилинған уйғур тилидики йеңи һәм мустәқил ахбарат оргини болалайду.

«уйғур почтиси»ниң тәһрир һәйъити тизимликидики мөтивәр  исимлардин бу тиришчанлиққа толуқ ишинимән; уларниң бәзилири дөләт мәҗлиси  комитетида гуваһлиқ бәргән, шундақла уларниң хизмити бизниң дөләт мәҗлиси илгири сүргән қанун чиқириш вә сийасәт бәлгиләш хизмитимизгә бәлгилик төһпиләрни қошқан. мән «уйғур почтиси»ниң өз хизмитини башлиши вә хизмәт гурупписни қуруши билән униң мувәппәқийити һәққидә техиму көп нәрсиләрни билишкә интизармән.

уйғур хәлқи өзлириниң иззәт-һөрмити вә кимликини тартивелишқа урунған вәһший һөкүмәт кәлтүрүп чиқарған нурғун қийинчилиқ вә азаб-оқубәтләргә қаримай, һәйран қаларлиқ қәйсәрликини намайән қилди.

 «уйғур почтиси» бу роһниң әң йахши намайәндисидур. мән униң мувәппәқийәт қазинидиғанлиқидин һеч шүбһиләнмәймән.