уйғур почтиси, 16-нойабир
хәлқъара қәләмкәшләр җәмъийити (PEN International) 15-нойабир дунйа мәһбус йазғучилар күни мунасивити билән лондон шәһиридә уйуштурған паъалийәттә, хитай түрмисидә йетиватқан уйғур йазғучи вә обзорчи йалқун розини һимайә қилиш чақириқи елан қилди.
бу күн йезиқчилиқ сәвәбидин тутуп турулуватқан қәләмкәшләрни әсләш вә уларниң һоқуқини қоғдаш мәқситидә тәсис қилинған болуп, PEN International һәр йили 15-нойабирдин 10-декабирғичә болған мәзгилдә мәхсус чақириқ йайдуруп келиватиду. бу йиллиқ һимайә қилиш тизимликигә төт нәпәр мәһбус йазғучи вәкил сүпитидә талланған болуп, улар йалқун рози (уйғур), рори бранкер (венезуъела), муһәммәд таҗәдин (алҗирийә), мизийа амаглобели (гирузийә) қатарлиқлардин ибарәт.
хәлқъара қәләмкәшләр мәркизи тор бетидә вә иҗтимаъий таратқу супилирида йуқириқи йазғучилар үчүн айрим-айрим тонуштуруш вә чақириқ елан қилған болуп, йалқун розиға аталған чақириқта, уни дәрһал вә шәртсиз қойуп беришни тәләп қилған.
йалқун розиниң уйғур мәдәнийитини һимайә қилғанлиқи җинайәт һесабланди
хәлқъара қәләмкәшләр җәмъийити тор бетидә (PEN International) йалқун розиниң қәләм арқилиқ тинч йол билән уйғур мәдәнийити вә кимликини илгири сүрүшни тәшәббус қилғанлиқи үчүн җазаланғанлиқиға орун бәргән.
җәмъийәтниң йолланмисида мундақ дейилгән: «йалқун рози тинч йол билән уйғур мәдәнийити, тили вә кимликини илгири сүргини үчүн җаза өтәватиду. униң хитай маъарип министирлики тәстиқлиған уйғур дәрсликлирини нәшир қилғандин кейин тутқун қилиниши күлтүрәл ипадә вә интеллектуъал әркинликкә қарши очуқ-ашкара һуҗумдур.»
йолланминиң давамида йәнә хитай һөкүмитидин йалқун розини дәрһал қойуп бериш, бихәтәрликини капаләткә игә қилиш вә «шинҗаң» районида йүргүзүлүватқан системилиқ күлтүрәл йоқитиш сийаситини тохтитиш тәләп қилинған.
әзиз әйса әлкүн: йалқун рози өзиниң гунаһисзлиққа ишинәтти
аммиға очуқ мәнбәләргә асасланғанда, хәлқиъара қәләмкәшләр уйғур мәркизи (International PEN Uyghur Centre)ниң рәъиси әзиз әйса әлкүн уйғур қәләмкәшләр мәркизигә вакалитән паъалийәткә қатнашқан болуп, йалқун рози һәққидә тохтилип, униң билән тутқундин илгирики учришишни йиғин әһли билән ортақлашқан.
улар 2016-йили бишкәктә көрүшкән болуп, йалқун рози хизмитидин тохтитилғанлиқини ейтип бәргән.
«сәвәбини сориғинимда ‘хитайларни хурсән қилғудәк иш қилмидим’ дәп җаваб бәргәниди. андин ‘үрүмчигә қайтимән, һечиш қилмаймән, һечқандақ гунаһим йоқ’ дегәниди. у наһайити хатирҗәм көрүнәтти, өзиниң һечқандақ хаталиқ қилмиғанлиқиға толиму ишинәтти» дәйду әзиз әйса әлкүн.
әзиз әйса бу әслимә арқилиқ, йалқун розиниң өзиниң бигунаһлиқиға ишәнгән һалда қайтип кетип, аридин алтә ай өткәндин кейинла тутқун қилинғанлиқини тәкитлигән.
шаъир әзиз әйса әлкүн йәнә, йалқун розиниң мәсилисиниң хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан қирғинчилиқ сийаситиниң бир қисми икәнликигә диққәт тартқан. у мустәқил уйғур соти вә б д т мәлуматлириға асаслинип, үч милйондин артуқ гунаһсиз уйғурниң йиғивелиш лагерлирида йаки қамақ лагерлирида тутулуватқанлиқини, шундақла, йалқун розини өз ичигә алған 500 дин артуқ уйғур йазғучи, шаъир вә мунәввәрләрниң лагерларда йаки түрмиләрдә бигунаһ җазалиниватқанлиқини байан қилған.
хәлқъара қәләмкәшләр җәмъийити: йалқун рози қойуп берилсун
хәлқъара қәләмкәшләр җәмъийити йалқун розиниң қойуп берилиши үчүн хитайниң б д т дики вәкили чен шүнгә обйект қилған бир имза топлаш чақириқи елан қилған.
чақириқ хетиниң қисқичә мәзмуни төвәндикичә болуп, ихтийар қилғанлар астидики улиниш арқилиқ чақириққа аваз қошалайдикән: «мән сиздин йалқун розини дәрһал вә шәртсиз қойуп беришиңизни, униң бихәтәрликини капаләтләндүрүшиңизни вә уйғур йазғучи-мунәввәрлириниң қануний вә инсаний һоқуқлириға һөрмәт қилинишини тәләп қилимән. ипадә әркинлики вә күлтүрни илгири сүрүш асаслиқ инсаний һоқуқтур».
имза қойуш адриси: https://www.pen-international.org/our-campaigns/day-of-the-imprisoned-writer-2025