27-йанвар
муһәрирдин : «уйғур почтиси» (Uyghur Post) тори муһаҗирәттики уйғур сийасий һәрикитиниң мусаписини системилиқ хатириләш, архиплаштуруш вә авамға тонуштуруш мәқситидә, тәшкилатларниң йиллиқ хизмәт хуласилирини елан қилишни башлиди. биз һәрқайси тәшкилатларниң өткән бир йилда елип барған муһим паъалийәтлирини «уйғур почтиси» арқилиқ җәмъийәт билән ортақлишишни үмид қилимиз.
бу тәшәббус тәшкилатлар ара өзъара чүшинишни күчәйтиш, қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр арқилиқ хәлқимизгә үмид вә риғбәт беғишлаш вә уйғур дәвасиниң нәтиҗилирини унтулмас тарихий һөҗҗәткә айландуруш қатарлиқларни мәқсәт қилған.
1. тайландтики уйғурларниң тәқдири күнтәртипкә кәлтүрүлди
2014-йилидин бери тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурниң хитайға қайтурулмаслиқи вә үчинчи бир бихәтәр дөләткә әвәтилишини тәләп қилип, әнқәрәдики тайланд әлчиханиси алдида парламент әзалири, сийасий партийә вә аммиви тәшкилат мәсъуллириниң иштирак қилиши билән мәтбуъат байанати елан қилинди һәмдә тәләп хети әлчиханиға тапшурулди.
2. ғулҗа қирғинчилиқиниң 28 йиллиқи әнқәрәдә хатириләнди
«дунйа уйғур қурултийи вәхпи» вә башқа қериндаш тәшкилатларниң бирликтә уйуштуруши билән, «5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи»ниң 28 йиллиқи мунасивити билән шәһидләрни әсләш паъалийити өткүзүлди. паъалийәткә парламент әзалири, мухбирлар вә академиклар қатнашти.
3. мәрһум мәмәт риза бекин паша әсләнди
шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәъиси мәрһум мәмәт риза бекин паша вапатиниң 15 йиллиқини әсләш паъалийити әнқәрәдә өткүзүлди. паъалийәт даъирисидә «шәрқий түркистан күриши» темисида сөһбәт йиғини елип берилди. бу мунасивәт билән «азфли җәмъийити»гә вә адвокат арзуман азафлиға алаһидә тәшәккүр ейтимиз.
4. барин инқилабиниң 35 йиллиқи вә барин роһи хатириләнди
шәрқий түркистан уйғур тәшкилатлири бирлики тәрипидин 5-апрел барин инқилабиниң 35 йиллиқи мунасивити билән әсләш вә дуъа қилиш паъалийити өткүзүлди. йиғинда барин роһиниң хәлқимизгә болған тәсири вә азадлиққа болған ишәнч музакирә қилинди.
5. «йавро-асийа бир вәхписи»дә лексийә берилди
«йавро-асийа бир вәхпи» тәрипидин уйуштурулған шәрқий түркистан темисидики йиғинға сөзлигүчи сүпитидә қатнаштуқ. вәхпә рәъиси шабән гүлбаһар әпәнди вә башқа сөзлигүчиләргә миннәтдарлиқ билдүримиз.
6. сийасий партийәләр билән учришиш елип берилди
түркийә уйғур тәшкилатлири бирлики сүпитидә, әнқәрәдә сийасий партийә рәһбәрлири вә парламент әзалирини зийарәт қилип, уйғур мәсилисиниң һазирқи әһвали вә қилинишқа тегишлик хизмәтләр һәққидә тәләплиримизни сундуқ.
7. дунйа уйғур қурултийи рәъиси турғунҗан алавудун истанбулда зийарәттә болди
дунйа уйғур қурултийи рәъиси турғунҗан алавудун әпәндини күтүвелиш вә истанбулдики тәшкилат мәсъуллири, өлималар, зийалийлар вә йашлар билән җәм болуш паъалийити өткүзүлди.
8. зәпәр партийәсигә зийарәт елип берилди
дунйа уйғур қурултийи рәъиси турғунҗан алавудун башчилиқидики һәйъәт «зәпәр партийәси» рәъиси пирофессор үмит өздағни зийарәт қилип, униң шәрқий түркистан мәсилисигә көрсәткән қизғинлиқиға тәшәккүр билдүрди.
9. «йеңидин рәфаһ» партийәси билән көрүшүш
дунйа уйғур қурултийи һәйъити «йеңидин рәфаһ» партийәси рәъиси доктор фатиһ әрбаканни зийарәт қилип, уйғур давасини қоллиғанлиқи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.
10. уйғур кимликини қоғдаш йиғинида доклат берилди
уйғур академийәси тәрипидин әнқәрәдә уйуштурулған «уйғур ирқий қирғинчилиқи давамлишиватқан пәйттә уйғур кимликини қоғдаш» темисидики йиғинда, аммиви тәшкилатлар ара һәмкарлиқниң әһмийити һәққидә доклат бәрдуқ.
11. ишғалийәтниң 76-йилиға қарши намайиш елип берилди
шәрқий түркистанниң хитай компартийәси тәрипидин ишғал қилинғанлиқиниң 76 йиллиқи мунасивити билән, истанбулдики уйғур тәшкилатлири бирликтә намайиш өткүзүп, ишғалийәтни һәргиз қобул қилмайдиғанлиқини җакарлиди.
12. 12-нойабир җумһурийәт байрими тәбрикләнди
истанбулда 12-нойабир шәрқий түркистан җумһурийәт күни мунасивити билән чоң типтики хатириләш паъалийити өткүзүлди. паъалийәткә зәйтинбурну районлуқ һөкүмәт башлиқи доктор адәм услу вә көплигән тәшкилат рәъислири қатнашти.
13. иса йүсүп алптекинни әсләш паъалийити өткүзүлди
мәрһум рәһбиримиз иса йүсүп алптекин вапатиниң 30 йиллиқи мунасивити билән, «иса йүсүп алптекин вәхпи» вә «дунйа уйғур қурултийи вәхпи» тәрипидин «үч әпәндиләр вә шәһидләрни әсләш паъалийити» өткүзүлди.
учурларни рәтләп тәййарлиғучи: тайир имин,нәшр һоқуқи уйғур почтисға тәвә, рухсәтсз көчүрүшкә болмайду.