уйғур почтиси

15-март

теһран бу дөләтләр билән сийасий, иқтисадий, һәтта һәрбий җәһәтләрдә «йахши һәмкарлиқ» орнатти. иран ташқи ишлар вәзири аббас арағчи «MS NOW» қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, росийә вә хитайниң иранға һәр хил йоллар билән, җүмлидин «һәрбий һәмкарлиқ» арқилиқ йардәм бериватқанлиқини ейтти.

иран ташқи ишлар мнстири арағчи шәнбә күнидики зийаритидә, русийә вә хитайни иранниң америка вә исраъилийә билән болған тоқунушидики истратегийәлик шериклири дәп ‍атиди.

арағчи: «биз өтмүштә йеқин һәмкарлиқта болдуқ, бу һәмкарлиқ һазирму давамлишиватиду, буниң ичидә һәрбий һәмкарлиқму бар» деди. у йәнә иранниң бу дөләтләр билән сийасий, иқтисадий, һәтта һәрбий җәһәтләрдә йахши мунасивәттә икәнликини әскәртти.

җүмә күни америка пирезиденти доналд трамп мухбирларға росийә пирезиденти владимир путин иранға «бәзи» йардәмләрни  бериватқан болуши мумкин дәп билдүргән. трамп москваниң украъинаға қаратқан таҗавузчилиқиға қарши  америкиниң кийевға бериливатқан йардәмләрни тилға елип: «мениңчә шундақ, у бәлким бизни украъинаға йардәм қиливатиду дәп ойлап иранға йардәм қиливатқан болуши мумкин, шундақ әмәсму?» деди.

америкиға болған дүшмәнлик сәвәбидин, иран билән русийә йеқинқи он йилда һәмкарлиқини   күчәйткән. иран русийәни «шаһид» (Shahed) типлиқ учқучисиз айропиланлар билән тәминләп кәлгән болуп, москва буларни украъина урушида ишләтмәктә. иран русийәдә бу айропиланларни ишләпчиқиридиған завутларни қурған. бу икки дөләт йәнә сүрийәдики һазир йимирилгән бәшшар әсәд һакимийитиниму қоллиған иди.

2021-йили, иран бейҗиң билән 25 йиллиқ, 400 милйард доллар соммисдики иқтисадий һәмкарлиқ келишими имзалиған болуп, бу келишим асаслиқи иранниң мол нефит записини хитайға сетишни мәқсәт қилиду.

арағчи шәнбә күнидики зийаритидә йәнә һормуз боғузидики қалаймиқанчилиқ мәсилиси һәққидә тохталди. иран вә оман қирғақлириға тутишидиған бу боғуз дунйа нефит вә газ тошуш миқдариниң бәштин бирини игиләйду. 

боғуздики җиддийчилик нефит баһасини бир туңи 100 доллардин ашурувәтти . мутәхәссләр буни  йәр шари иқтисадиға тәһдит салмақта дәп қарайду.

арағчи «һормуз боғузи -бизниң дүшмәнлиримизгә, үбизгә һуҗум қиливатқанларға вә уларниң иттипақдашлириға тәвә парахотларға тақалди.» диди. 

 иран йәнә йәр шари енергийә базириниң асаслиқ тәминлигүчилири болған парс қолтуқи дөләтлиригә ракета атқан иди.

бирақ у сөзини толуқлап: «боғуз пүтүнләй тақалғини йоқ. у пәқәт америка вә исраъилийәниң парахотлириғила тақалди, башқиларға әмәс» деди.

мәнбәси: сйасәтчи тори