27-сентәбир
истанбулда 10 йилдин бери қанунлуқ олтуруш рухсити билән йашап кәлгән, өзиниң һалал тиҗарити арқилиқ аъилисини беқип кәлгән вә алтә пәрзәнтниң дадиси болған йасин мәмәт 22-сентәбир 2025-йили, дүшәнбә күни истанбулда йолда кетиватқанда сақчилар тәрипидин кимлик тәкшүрүш җәрйанида тутулған.
йасин мәмәтниң кимликиниң вақти тошқан болуп, кимликини узартиш үчүн истанбул гөч идарисиға рәсмий илтимас қилған вә қолида кимликиниң узартқанлиқиға даъир испатлири бар икән. шундақ болсиму сақчилар »кимликиң йоқ« дегән сәвәб билән уни тутуп кәткән.
һазир йасин мәмәт «миң қилич» қайтуруш мәркизидә тутуп туруливатқан болуп, бу натоғра тутуш сәвәбидин алтә бала дадисиз, аъилиси чарисиз қалған.
мәзкур учур йасин мәмәтниң аъилисиниң тәливи бойичә йезилған болуп, йасин мәмәтниң аъилиси «биз йасин мәмәтниң дәрһал қойуп берилишини тәләп қилимиз вә барлиқ қериндашларни бу һәқсизликкә қарши аваз чиқиришини үмит қилимиз» дегән.
мәзкур учурни еһсан шүкран җәзимләштүргән .
түркийәдә уйғурларниң туйуқсз йоқап кетиш, тутқун қилиниш һадсилири изчил давамлишватқан болуп, бу түркийә уйғурлири арсида әндишә пәйда қилмақта