уйғур почтиси, 16-декабир

бу мунасивәт билән орунлаштурулған «ингилиз тили нутуқ сөзләш мусабиқиси»дә түркийәдики үч нәпәр оқуғучи биринҗи, иккинҗи вә үчинҗи дәриҗиләр бойичә йәттә миң, бәш миң, үч миң түрк лираси нәх пул мукапатқа еришти.

көкбикә

2025-йили 12-дикабир һира пән -техника вә тәрәққийат вәхпиниң орунлаштуриши билән торда енгилиз тили нутуқ сөзләш мусабиқиси өткүзүлди.

мусабиқигә 15 йаштин 20 йашқичә болған 20 нәпәр уйғур оқуғучи қатнашти.
мусабиқигә қатнаштурулған йүздин артуқ ингилизчә нутуқ видийоси ичидин әң тоғра тәләппуз билән әң көп текисит йадлиған оқуғучилар әнгилийә, германийә, америка вә түркийәдики мутәхәсис устазлар тәрипидин баһалинип таллап чиқилди.
игиллинишичә бу қетимқи енигилиз тили нутуқ сөзләш мусабиқиси һира пән-техника вә тәрәққийат вәхпиниң төтинҗи қетимлиқ торда мусабиқә елип бериши икән.

һира пән техника вә тәрәққийат вәхпи рәъиси лоқманҗан муъәллим бу һәқтики зийаритимизни қобул қилип мундақ деди:
һира мәктипи қурулғанлиқиниң он йиллиқини хатириләш паъалийтиниң чиқимлирини теҗәп маъарипқа ишлитиш мәқситидә мусабиқини торда өткүздуқ. бу мусабиқә арқилиқ уйғур балиларда ингилиз тили өгиниш долқуни қозғашни үмид қилимиз.»

көзәткүчиләрниң қаришичә, муһаҗирәттә бундақ паъалийәтләрниң өткүзүлиши уйғур балилириниң енгилиз тилини өзләштүрүши, пән-техникиға йүзлиниши вә дунйани чүшинишидә муһим рол ойнайдикән.