уйғур почтиси, 16-декабир
аминә сәдәф
14- декабир истанболниң зәйтинбурну райониға җайлашқан чирпиҗи бағчиси аммиви паъалийәт залида әйса йүсүп алптекин вапатиниң 30- йили вә уйғур һазирқи заман тарихида «үч әпәнди» дәп аталған әйса йүсүп алптекин, мәсъут сабири байқузи вә муһәммәт әмин буғра ни әсләш вә тунутуш паъалийти өткүзүлди.
әйса йүсүп алптекин вәхпи, дунйа уйғур қурултийи вәхпи, түрк дунйаси тәтқиқат вәхпи, һумай ана түрк дунйаси айаллар бирләшмиси қатарлиқ 11 тәшкилатниң һәмкарлиқида елип берилған мәзкур паъалийәткә көп санда тәтқиқатчилар, зийалийлар, һәр қайси аммиви тәшкилат вәкиллири, ақ партийә, ийи партийә, җумһурийәт хәлиқ партийиси вә милләтчи һәрикәт партийисиниң вәкиллири, шундақла зәйтинбурну райониниң һакими қатарлиқлар қатнашти.

паъалийәт әйса йүсүп алптекин вәхпиниң башлиқи җаһит дак әпәндиниң ечилиш нутиқи билән башланди. дунйа уйғур қурултий муъавин рәъиси вә дунйа уйғур қурултийи вәхпиниң иҗраъийә мудири абдурәшит абдулһәмит әпәнди, зәйитинбурну райониниң һакими, доктор адәм услу қатарлиқлар тәбрик сөзи қилди вә бу паъалийәтниң әһмийти һәққидә тохталди.
һаким адәм услу әпәнди сөзидә мундақ деди: «биз һелила аңлиған вә азрақла диққәт қилсақ чүшүнәләйдиған <шәрқий түркистан истиқлал марши> <қуртулуш йолида судәк ақти бизниң қенимиз> дәп башлинип, <йашисун, миң йашисун, гүзәл истиқбалимиз> дәп ахирлашти. биз бу мисралардин уйғурларниң бүгүнгичә елип бериватқан күрәшлириниң йалғуз әркинлик үчүнла әмәс, бәлки өзини сақлап қелиш үчүн қилиниватқан мәвҗутлуқ күриши икәнликини биливалалаймиз.»
арқидин дунйа уйғур қурултийи рәъиси турғунҗан алавудун, дунйа уйғур қурултийи сабиқ рәъиси долқун әйса, уйғур һәрикити қурғучиси рушән аббас қатарлиқларниң тәбрик синлири қойуп өтүлди.
ечилиш вә тәбрик сөзлиридин кейин һумай ана түрк дунйаси айаллири бирликиниң қурғучиси, пирофесор доктор муъәлла уйдуйүҗәл ханим йетәкчиликидә «үч әпәндиниң һайати вә уларниң шәрқий түркистан дәвасида ойниған роли» һәққидә муназирә йиғин бөлики башланди. йиғинниң бу қисмида профессор доктор өмәрқул әпәнди «бир дөләт әрбаби болуш сүпити билән мәсъут сабири байқузиниң һайати вә паъалийәтлири», доктор абдулла оғуз «шаъир, йазғучи, тарихчи, оқутқучи вә мудәррис муһәммәт әмин буғраниң һайати вә әсәрлири», пирофесор доктор орһан кавунҗу «бир рәһбәр сүпитидики әйса йүсүп алптекинниң күрәш һайати» дегән темиларда тохтилип, көз қарашлирини илмий пакитлар билән тәпсилий оттуриға қойуп өтти.