уйғурпочтисидин һәбибуллаъизчи тәййарлиди
08.03.2026
муһапизәтчи гезитиниң хәвәр қилишичә, италийә даъирилири чегра һалқиған бастурушқа қатнашқан сәккиз хитай пуқрасини «дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүргән» дегән сәвәп билән шәнгән районидин қоғлап чиқарған.
бу сәккиз хитай пуқрасидин үч киши дәрһал қоғлап чиқирилған, төт киши өз ихтийарлиқи билән чеградин чиқип кәткән, буларниң ичидин бир хитай сийасий панаһлиқ тилигәндә қолға елинған.
италийә тәрәпниң бу қарари, хитайниң ли фамилилик даңлиқ хитай өктичигә қаритилған назарәт қилиш, бозәк қилиш вә тәһдит қилиш қатарлиқ қилмишларни тәкшүрүштин кейин чиқирилған. италийәниң бу қоғлап чиқириш қарари, хитайниң италийә земинида елип барған дөләт һалқиған бастурушиға қарши тунҗи қетимлиқ қаттиқ һәрикәт қолланғанлиқи болуп һесаплинидикән.
қоғдиғучи гезити илгириму хитайниң ли фамилиликкә қаритилған дөләт һалқиған бастурушниң бир қисим хатирилирини елан қилған. бу бастурушлар ли фамилиликни хитай тәрәпниң өткән үч йилдин буйан, италийә ичидә назарәт қилиш, қорқутуш, бесим ишлитиш, уни паъалийәтлиридин ваз кечип хитайға қайтишқа мәҗбурлаш, торда қара чаплаш, шәхсий учурлирини ашкарилаштин- йуртидики ата-анисиға тәһдит селиш, хитайдики униң әгәшкүчилирини тутқун қилип сорақ қилиш қатарлиқ җәрйанларни өз ичигә алидикән.