уйғур почтиси, 11-феврал

вашингтон – америка асийа тәтқиқат җәмъийити (AAS) 2026-йиллиқ тәрҗимә вә әдәбийат мукапатлириниң нәтиҗисини елан қилди. бровин университетиниң дотсенти, тарихчи вә тәрҗиман җошуа фриймен (Joshua Freeman), даңлиқ уйғур шаъири таһир һамут изгилниң «кечидә тутқун қилинишни күтүш» (Waiting to Be Arrested at Night) намлиқ әсирини уйғур тилидин инглиз тилиға йуқири сүпәттә тәрҗимә қилғанлиқи үчүн, нупузлуқ «пәтрик д. һәнин тәрҗимә мукапати»ға (Patrick D. Hanan Prize for Translation) лайиқ көрүлди.

мукапат һәққидә

америка асийа тәтқиқат җәмъийити (AAS) тәрипидин тарқитилидиған пәтрик д. һәнин тәрҗимә мукапати (Patrick D. Hanan Prize for Translation) икки йилда бир қетим берилидиған болуп, хитай тили йаки ички асийа тиллиридин инглиз тилиға тәрҗимә қилинған әң муһим әсәрләргә берилиду. бу қетимқи мукапат уйғур әдәбийатиниң хәлқъаралиқ тәсирини ашурушта муһим әһмийәткә игә. мукапат тарқитиш мурасими 2026-йили 13-март канаданиң ванкувер шәһиридә өткүзүлидиған AAS йиллиқ йиғини җәрйанида елип берилиду.

таһир һамут изгилниң тәбрики

әсәрниң аптори таһир һамут изгил иҗтимаъий таратқуларда тәбрик сөзи елан қилип мундақ деди:

«җошуа фрийменниң бу мукапатқа еришкәнликини қизғин тәбрикләймән! униң бу китабни тәрҗимә қилишқа сиңдүргән әҗри вә йаратқан тәрҗимә сүпити бу мукапатқа тамамән лайиқ.»

мәзкур әсәрниң инглизчә нусхиси елан қилинғандин буйан, хәлқъара әдәбийат саһәсидә күчлүк инкас қозғап кәлмәктә. дунйадики нупузлуқ таратқулар вә әдәбийат тәнқидчилири әсәрниң қиммитигә йуқири баһа бериш билән биргә, җошуа фрийменниң тәрҗимә маһаритигә алаһидә апирин оқумақта. җошуа фрийменниң тәрҗимиси текистниң әсли җәвһирини вә уйғур тилидики назук туйғуларни инглиз тилида толуқ әкс әттүрүп берәлигәнлики билән йуқири алқишқа еришти. тәнқидчиләр униң тәрҗимисини «раван, тәсирлик вә әсли нусхиниң роһиға садиқ» дәп баһалиған болуп, бу хил сүпәт мәзкур әсәрниң ғәрб дунйасида кәң тарқилишидики әң муһим амилларниң биригә айланди.