уйғур почтиси, 27-феврал
алип

кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати (Human Rights Watch) йеқинда елан қилған мақалисда, 2025-йили февралда тайланд даъирилири тәрипидин хитайға мәҗбурий қайтурулған 40 нәпәр уйғурниң тәқдиридин қаттиқ әнсирәватқанлиқини билдүрди. тәшкилат хитай һөкүмитидин бу кишиләрниң һазирқи әһвалини ашкарилашни вә улар билән «тосалғусиз көрүшүш» һоқуқи беришни тәләп қилди.
тәшкилатниң байанатиға асасланғанда, хитай һөкүмити қайтурулған бу кишиләрниң тәқдири вә қәйәрдә икәнликигә аъит учурларни изчил йошуруп келиватқан болуп, бу хәлқъара қанун бойичә «мәҗбурий ғайиб қилиш» қилмиши һесаблинидикән.
тайланд һөкүмити әйни чағда қайтурулғанларниң әһвалини тәкшүрүш үчүн қәрәллик зийарәт қилип туруш вәдисини бәргән болсиму, әмма 2025-йили ийун ейидин башлап бу зийарәтләр һәққидә һечқандақ хәвәр болмиған. өткән йили ийундики зийарәтләрму тайланд вә хитай даъирилириниң қаттиқ назарити астида орунлаштурулған зийарәтләр болуп, бу хитайниң мәҗбурий қайтуруп елип кетиш вә тайландниң мәҗбурий өткүзүп бериш қилмишини ақлаштин башқа нәрсә әмәс, дәп қаралмақта.
тайланд һөкүмити 2025-йили февралда, бейҗиңниң күчлүк бесими вә тәлипигә бинаъән, хитайниң бастуруш сийасәтлиридин панаһлиқ тиләп қечип чиққан вә тайландтики көчмәнләрни тутуп туруш мәркәзлиридә 10 йилдин артуқ қамалған 40 уйғурни мәҗбурий қайтуруп бәргән. әйни чағда улар деризилири пүтүнләй қара рәхт билән тосулған йүк машинилирида банкок айродурумиға елип берилған вә мәхсус айропилан билән банкоктин қәшқәргә қайтурулған. бу, тайланд даъирилириниң 2015-йилидики чоң өткүзүп бериш паҗиъәсидин кейин, уйғурларни иккинчи қетим коллектип һалда хитайға қайтуруш болуп һесаблиниду.

кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бу қилмишни хәлқъара қанундики «мәҗбурий қайтурмаслиқ пиринсипи» (non-refoulement) ниң еғир дәпсәндә қилиниши, дәп тәкитлиди. чүнки, бу кишиләр хитайға қайтурулған тәқдирдә, қийин-қистақ вә башқа инсан қелипидин чиққан хорлуқларға учраш хәвпиниң интайин йуқири икәнлики ениқ иди.
тайланд вә хитай һөкүмәтлири рәсмий таратқулирида бу мәҗбурий қайтурушни «аъилиси билән җәм қилиш» дәп атиған болсиму, әмма қайтурулғанларниң чәт әлдики аъилә-тавабиъатлири улардин һазирғичә һечқандақ учур алалмай кәлмәктә. қайтурулғанларниң түркийә вә башқа дөләтләрдә йашаватқан аъилә әзалири тайланд һөкүмитиниң бу сахта «аъилә җәм қилиш» баһанисини қаттиқ рәт қилмақта.
кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай һөкүмитиниң 2016-йилдин башлап уйғурларға қаратқан сийасәтлирини «инсанийәткә қарши җинайәт» дәп бекиткән болуп, йеңидин елан қилған байанатида хәлқъара җәмъийәтни тайланд вә хитайға күчлүк бесим ишлитип, мәзкур 40 кишиниң әһвалини ениқлашқа чақирған.