уйғур почтиси 15-декабир
нәччә йиллардин бери, өзлириниң лагир вә хитаймниң аталмиш тәрбийәләш мәркәзлиридики һайат кәчмишлирини хәлқъара җамаъәткә сөзләп, дунйаға хитайниң уйғур вә башқа түркий хәлқләргә қаратқан бастуруш вә ирқий қирғинчилиқ сийасәтлирини билдүрүп кәлгән лагир шаһитлиридин өмәрбек али, турсунъай зийавудун, зумрәт давут, қәлбинур сидиқ қатарлиқлар »уйғур почтиси«ниң қурулғанлиқини тәбриклиди вә бу йеңи таратқуниң уйғурларниң авази болушини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрүшти.
қәлбинур сидиқ мундақ деди: «мән бир җаза лагири шаһиди болуш сүпитим билән «уйғур почтиси» ниң қурулғанлиқини қизғин тәбрикләймән. һазирқидәк хитай һакимийити өзиниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқини йошуруш, дунйа вә хәлқъарада шәрмәндичиликини йепиш үчүн һәр хил йалған сәһнә йасап, йалған тәшвиқатларни күчәп тарқитиватқан һалқилиқ бир пәйттә, уйғур тилидики, кәспийләшкән вә ишәнчилик ахбарат болған «уйғур почтиси»ниң қурулуши муһаҗирәттики уйғурларға һәқиқий учурларни дәл вақтида йәткүзүш үчүн интайин муһим, шундақла тарихий әһмийәткә игә. бу тартқуниң қурулуши вәтинимиздики чарисиз қалған шу хәлқимизгә хәйрлик болсун.»
зумрәт давут мундақ деди: « ‘уйғур почтиси’ җәмъийитимиз үчүн растчил хәвәр, пайдилиқ учур, сәвийәлик мәзмун тәминләйдиған муһим бир мәнбә болғуси. »уйғур почтиси«да хизмәт қиливатқан барлиқ җапакәшләрниң әмгикигә утуқ, ишлириға мувәппәқийәт, йолиға бәрикәт тиләймән.»
турсунъай зийавудун мундақ деди: «’уйғур почтиси’ниң қурулғанлиқидин наһайити хош болдум. бу таратқу бизниң авазимизни, вәтинимиздики хәлқимизниң авазини вә хитайниң зулумини чекиватқан қериндашлиримизниң авазини аңлитишта чоң рол ойнайду дәп қараймән. хитай йалған тәшвиқатини күчәйтип, дунйани алдашқа уруниватқан бир пәйттә, ‘уйғур почтиси’ниң қурулғанлиқидин бәк хош болдум.»
өмәрбек али мундақ деди: «уйғурларниң авази өчүватқан мушундақ бир пәйттә, өзимизниң таратқусиниң барлиққа келиши бәк муһим. мән ‘уйғур почтиси’ниң бизниң һәрикитимиз үчүн пайдилиқ һәмдә қолимизға қол, путимизға пут болалалайдиғанлиқиға ишинимән.»