зулһайат өткүр

(турпан астанидин тепилған атлиқ әскәр һәйкили)
хитайдики «тийаншан тори» (илгирики «тәңритағ тори») дәп аталған орган тор бекитиниң 2025-йил 7-нойабир сәһиписидә «икки маканниң мәдәнийәт беғи» мавзулуқ чоң типтики йүрүшлүк программиниң рәсмий йолға қойулғанлиқи хәвәр қилинған.
игилигән мәлуматларға қариғанда, бу пирограмма аталмиш уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми, «шинҗаң гезити» вә шинҗаң мәдәнийәт йадикарлиқлири идариси қатарлиқ хитай һөкүмитиниң йадролуқ тәшвиқат даъирилириниң йетәкчилики вә башқуруши астида йолға қойулғаникән.
бу программиниң тунҗи санида, қәдимки турпан астанидин қезивелинған ат мингән айал һәйкили билән хитайниң қәдимки лойаң шәһири тәвәсидин қезивелинған һәйкәлниң сүрити көргәзмә қилинип, икки һәйкәл, икки макан оттурисидики «мәдәнийәт беғи» һәққидә хитайниң сийасий тәшвиқатиға йәл уруп беридиған мәзмунлар орун алған. көзәткүчиләр үчүн бу пирограмминиң тәсис қилиништики муддиъасини пәрәз қилишму унчә қийинға тохтимайду. шүбһисизки, мәзкур пирограмма уйғурларға аъит мәдәнийәт мираслири йаки мәдәнийәт йадикарлиқлирини хитайниң «шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми иди» дәйдиған ойдурма нәзәрийәсигә селип тәшвиқат қилишни нишан қилған.
һәр иккила һәйкәлдә ат минип кетиватқан айалниң образи йаритилған болуп, қаримаққа икки айалниң бешидики шиләписи, кийим-кечики, путидики өтүки, йасиниши, һәтта чач пасониму охшишип кетиду. һалбуки, хитай тәшвиқат даъирилири икки данә һәйкәлдики ортақ тәсвирий елементларни тутқу қиливелип, «таң сулалиси дәвригә аъит бу икки данә мәдәнийәт йадикарлиқи бизгә әйни дәврдики оттура түзләңлик хәлқи билән ғәрбий дийарда йашиған хәлқниң ортақ йашаш услубиға игә икәнликиниң йарқин картинисини йаритип бәргән »дәп җар салмақта. һәтта бу һәқтә, мухбирлар аталмиш уйғур аптоном районлуқ музейниң тәтқиқатчиси адил аблизни зийарәт қилип, бир уйғур зийалийсиниң ағзидин тарихий йадикарлиқларни хитай сәпсәтиси рамкиси бойичә шәрһләшкә урунған. музей хизмәтчиси адил аблиз сөзидә мундақ дәйду: «бу икки һәйкәлдики охшашлиқ таң сулалиси мәркизий һөкүмитиниң ғәрбий районларни үнүмлүк башқурғанлиқи вә ортақ система қолланғанлиқиниң нәтиҗиси, шундақла оттура түзләңлик мәдәнийитиниң «бирлик» рамкиси астида ғәрбий район мәдәнийитигә тәсир көрсәткәнликиниң дәлилидур».

(хитай тәшвиқатидики ат мингән айал һәйкили, мәнбә: «тийаншан тори»)
йуқирида тилға елинған программиниң фокус нуқтиси «ғәрбий дийар хәлқи ат мәдәнийитини оттура түзләңликтин өгәнгән» дәйдиған көзқарашни базарға селиш әмәслики бизгә мәлум. шундақ болған һаләттиму, хитайлар бу җәһәттә илим дунйасидики полаттәк пакитлар алдида һәтта сөз қилиш салаһийитигиму игә әмәс. мәсилән, бозқирлардин тарқалған ат мәдәнийитиниң қәдимки турпан земинидики изналиридин 2700 йиллиқ тарихқа игә дунйа бойичә әң қәдимий егәр, дунйа бойичә тарихи әң узун иштан дәп баһаланған 3300 йиллиқ иштан буниңға әң күчлүк испат болалайду. шундақла турпанни өз ичигә алған уйғур елиниң башқа җайлирида елип берилған археъологийәлик тәкшүрүшләр нәтиҗисидә, ат билән биргә дәпнә қилиш, ат беши сөңикини есип қойуш адити қатарлиқ мәдәнийәт һадисилири, қийа таш сизмилири, қой терисидин йасалған чәвгән топ, қамча, өтүккә охшаш етнологийәлик алаһидиликкә игә буйумлар вә ат мәдәнийитигә мунасивәтлик сөз байлиқи қатарлиқлардин мәлумки, уйғурлар вә уларниң етник тәркиблири һесабланған мәркизий асийа хәлқлириниң атлиқлар мәдәнийитини әкс әттүридиған көплигән маддий вә йазма пакитлар мәвҗут.
шуңа бу йәрдә бизниң рәддийә бериш нишанимиз қайси милләтниң ат мәдәнийитини ихтира қилғанлиқи мәсилиси әмәс, бәлки хитай күчәп тәшвиқ қиливатқан«икки макан» да көрүлгән мәдәнийәт ипадилириниң охшашлиқи һадисисини илмий пакитлар билән изаһлаштин ибарәт.
йуқирида ат мингән айал һәйкили һәққидә хитай даъирилириниң көзқарашлирини аңлидуқ. хош, ундақта илгири уйғур тәтқиқатчилири вә чәт әллик алимларниң бу һәқтә қандақ мулаһизиләрни елип барғанлиқиға нәзәр селип бақайли:
алди билән шу нуқтини айдиңлаштурувелишимиз керәкки, әйни вақиттики турпан ойманлиқи тарихтики йипәк йолиниң шәрқ билән ғәрбни туташтуридиған иқтисад вә мәдәнийәт алмаштуруш түгүни болған. шуңа қәдимки турпан дийариниң көп хил мәдәнийәт, көп хил дин вә көп хил тиллар бирликтә мәвҗут болуп турған земин икәнликини, шундақла бу райондики мәдәнийәтниң йәрлик аһалиләрниң сирттин кәлгән мәдәнийәтни өзигә маслаштуруп қисмән қобул қилиши вә өз мәдәнийитини тарқитиши нәтиҗисидә шәкилләнгән өзгичә мәдәнийәт икәнликини әстин чиқармаслиқимиз лазим.
өз нөвитидә лойаң вә чаңъәнгә охшаш хитайниң таң вә сүй сулалиси тәвәсидики җайларниңму хитайлар ғәрбий йурт дәп атиған бүгүнки шәрқий түркистан тупрақлиридин тарқалған музика-уссул-тийатир сәнъити, рәссамлиқ- һәйкәлтарашлиқ вә ат мәдәнийитигә муҗәссәмләнгән һәрбий тактика қатарлиқ һүнәр-сәнъәт, техникиларни көпләп қобул қилғанлиқиниму нәзәрдин сақит қилмаслиқимиз керәк.
әмма һеч бир заман көп хил мәдәнийәтләр өзъара кесишкән районда мәдәнийәт билән идеъологийәни мәҗбурий бирликкә кәлтүрүш мумкин болмиған. сирттин қобул қилған мәдәнийәт асасий еқимға айлиналмиған. шуңа хитай тәшвиқ қилғинидәк лойаң шәһири билән турпан шәһири оттурисида әзәлдин бирликкә кәлгән ортақ мәдәнийәт болуп бақмиған дәп кесип ейтишқа болиду.
узун муддәт йипәк йолиниң тарих, мәдәнийәт вә дин әһвали тоғрисида тәтқиқатта болған германийәлик алим клемкейт миладийә 7-әсирдин 10-әсиргичә болған дәврләрдә турпанда охшимиған мәдәнийәтләрниң өзъара тәсир көрситиш әһвали һәққидә мундақ мулаһизә йүргүзгәниди: «турпан көп тәрәплимә мәниви мәзмун вә йезиқ шәкиллирини қобул қилған болсиму, һалбуки булар көләмләшмигән, түрк-уйғурчә роһ йәнила йетәкчи орунда турған».
шуңа бу нуқтидин ат мингән айал һәйкилигә тәдбиқлиғинимизда, һәйкәлдики кишиләрниң образи һәргизму хитай ейтқинидәк таң сулалиси дәвридики шәһәр аһалиси билән турпан ойманлиқидики кишиләрниң «ортақ мәдәнийәт беғи» болғанлиқидин дерәк бәрмәйду.
қәдимки қочо вә идиқут ханлириниң қәбригаһлири җайлашқан орун һазирқи турпан астанидики йанқир (йаңхи) қәбристанлиқи болуп, пәқәт һәйкәлләрнила көздә тутқанда, бу җайдин йил дәври 273-778-йиллириғичә болған дәвргә аъит 400 гә йеқин һәйкәл қезивелинған.
1915-йили әнглийәлик археъолог марк аврел стәйин (Aurel Stein) ниң експедитсийә әтрити турпан ойманлиқидин 180 сандуққа йеқин мәдәнийәт буйумлирини қезивалған вә буларниң бир қисмини бүйүк биританийә музийеға иъанә қилған. һазир лондонға җайлашқан бүйүк биританийә музейи ситәйин коллексийонида турпандин елип келингән ат мингән айал, ат мингән әр киши, төгә, серикчи, чәвгән топ ойнаватқан киши қатарлиқларниң образи йаритилған һәйкәлләр сақланмақта. аврел ситәйин өзиниң оттура асийа һасилатлири һәққидә тәпсилий илмий доклатларни қалдурған болуп, униң «ат мингән айал» һәйкили тоғрисида «ички асийа» вә «серидийа» қатарлиқ китаблардики чүшәндүрүшлирини төвәндики қурларға йиғинчақлашқа болиду: «қәбриләрдин таң сулалиси услубида йасалған беши кичикрәк, бойни узун кәлгән атларниң һәйкәллири вә униңға мас кәлгән таң услубидики учлуқ егәрләр тәсвирләнгән һәйкәлләр байқалди. йәнә охшаш бир қәбридин памир тағлири етикидә даң чиқарған бәдәхшан атлириға охшайдиған ат һәйкәллириниму қезивалдуқ. бу түрдики һәйкәлләрдә гәвдиләнгән ат егәрлири наһайити көркәм болуп, нәқишлири әйнән түркистандики кигиз селинчиларниң нусхилириға охшайтти, атниң йайлириму бәъәйни хотән дәндан өйлүк қәдимий харабисидин тепилған ат һәйкәллиригә охшайтти. ат мингән кишиләр темисидики һәйкәлләр түрлүк болуп, бир қисми бешиға дубулға, учисиға тар пушқақлиқ иштан кийгән ора көзлүк әр чәвәндаз һәйкили болса, йәнә бир қисми миң өй ғар рәсимлиридики сахавәтчиләрниң образиға охшайдиған буддистчә кийингән кишиләр, йәнә бәзилири болса йүзигә хитайчә сәнъәт услуби бойичә бойақ берилгән, бешиға учлуқ кәлгән шиләпә кийивалған ат мингән айал һәйкәллири иди.»
аврел ситәйинниң илмий байани шуни чүшәндүрүп беридуки, охшаш бир җайдики қәбридин охшимиған мәдәнийәтләргә аъит буйумлар байқилиши мумкин, шундақла, пәрқлиқ мәдәнийәт бәлбағлириға вәкиллик қилидиған җайлардинму, ортақ алаһидиликкә игә мәдәнийәт буйумлириниң көрүлиши тәбиъий әһвал.

(турпан астанидин қезивелинған ат мингән кишиләр һәйкәллири, 1928-йил)
дунйаға даңлиқ алим аврел ситәйин 1928-йили нәшр қилинған«ички асийа» намлиқ археъологийәлик тәтқиқат нәтиҗиси мәзмун қилинған китабида, турпан астанә қәбристанлиқи һәққидә йәнә шу қурларни алаһидә тәкитләп өткәниди: «мән муртуқтики ишимни чала қойупла, қарағоҗиға кәлдим. чүнки хитай аһалиси бар җайларда хизмәт қилған чеғимда, хитай даъирилири бәлким үрүмчидә туруп мениң бу җайдики археъологийәлик тәкшүрүшүмгә тосқунлуқ қилидиған тактикиларни ишқа селиши мумкин.»
дәрвәқә аридин бир әсир өткәндин кейин, хитай һөкүмәт даъирилири нурғун иқтисад вә күч сәрп қилип, бу җайдин тепилған тарихий йадикарлиқларни хитай мәнбәлик тарихқа бағлаш үчүн тинмай сәпсәтә вә тактикиларни мәйданға чиқармақта. гойаки аврел ситәйин йүз йил бурунла хитайларниң уйғур земинидин қезивелинған буйумларни бир күни өзиниң тарихни бурмилаш һийлиси үчүн хизмәт қилдуридиғанлиқини алдин пәрәз қилип болғаниди.
ваһаләнки, хитайниң депиға уссул ойнимайдиған, әмәлий пакитлар асасида мустәқил издәнгән тарихчилар таң сулалисиниң әйни вақитта түркләр йашиған земинларни бир туташ башқурғанлиқи көзқаришиниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини, тарихй пакитларға уйғун әмәсликини изчил тәкитләп кәлгән. мәсилән, түрк академик гүлнар қара таң сулалисиниң түрк вә уйғурлар йашиған йуртларға бир туташ һөкүмранлиқ қилмиғанлиқини илгири сүргән вә бу һәқтә наһайити қиммәтлик көзқарашларни оттуриға қойған: «хитай мәнпәъәтини чиқиш қилип йезилған <йеңи таңнамә> вә <кона таңнамә> намлиқ икки парчә тарихий әсәрдә, бир-биригә зит пакитлар мәвҗут. <йеңи таңнамә> дә, таң сулалисиға бәйъәт қилған аймақларниң таң һөкүмитигә бәлгилик миқдарда баҗ төләйдиғанлиқи байан қилинған болсиму, әмма һечқандақ хитай вәсиқилири йаки һөҗҗәтлиридә әмәлий тапшурған баҗниң миқдари тоғрисида учур йоқ. таң сулалиси дәвридә тәсис қилинған тутуқбәг мәһкимиси йаки аймақларниң бүгүнгичә пәқәт исминила аңлап кәлдуқ, мәмурий районларниң хизмәтлири тоғрисида башқа пакитларниң болмаслиқи диққитимизни тартиду.»
шундақ, тарихта бир қисим хитайларниң таң сулалиси йиллирида турпан райониға келип бир мәзгил турғанлиқи мәлум. буларниң бир қисми оттура түзләңликтики урушлардин өзини далдиға елиш үчүн кәлгәнләр, йәнә бир қисми шиҗу аймиқи намида тәсис қилинған қоруқчи бәг мәһкимилириниң хадимлири, илгирики хән сулалиси дәвридә йәр теришқа кәлгәнләрниң әвладлири вә йаки лойаң, чаңъәнләр билән почта алақилири үчүн хизмәт қилғучилар дегәндәк түрлүк вәзипиләр билән вақитлиқ туруп қалғанлар иди. тарихий материйалларда таң сулалиси дәвридә бир қисим аз сандики хитайларниң астанә қәбристанлиқиға дәпнә қилинғанлиқи хатириләнгән. азғинә хитай пуқралириниң бу җайға дәпнә қилиниши хитай тәшвиқатчилириниң давраң салғинидәк таң сулалиси һакимийитиниң пүткүл ғәрбий дийарни бир туташ башқурғанлиқини испатлап берәлмәйду. әксичә уйғурлар бу дәврдә вә униңдин кейинки дәврләрдиму сийасий җәһәттә үстүнлүкни игиләп, мустәқил ханлиқларни қуруп, турпан бостанлиқидин йирақларғичә созулған земинларни гүлләндүрүп кәлгән.
хуласилигәндә, хитай өз тәшвиқатида ат мингән айал образини базарға селиш арқилиқ, таң сулалиси ғәрбий дийарни өз ичигә алған районларни бир туташ башқурғаниди, шуңа бу дәврдә ғәрбий дийардиму оттура түзләңликкә хас болған ортақ дин, тил вә мәдәнийәт йолға қойулған дәйдиған сәпсәтини очуқ-ашкарә көтүрүп чиқмақта. рошәнки, хитайниң бу сәпсәтини йаритиштики мәқсити ши җенпең дәвридә йуқири пәллигә көтүрүлгән уйғурларға қаритилған «хитайлаштуруш» сийаситини иҗра қилиш вә шу арқилиқ уйғурларниң түрк кимликини асас қилған тарихий йилтизини қомуруп ташлаштин ибарәт. һалбуки, полаттәк тарихий пакитлар алдида, хитайниң қилалайдиғини сахтилиқ вә йалғанчилиқ ибарәт халас.
мәнбәләр:
1.https://www.ts.cn/xwzx/whxw/202511/t20251106_31442756.shtml (тийаншан тори)
2.https://www.ts.cn/xwzx/whxw/202511/t20251110_31478591.shtml
3. х.җ. клемкейт. 2003. «қәдимки йипәк йоли мәдәнийити». шинҗаң хәлқ нәшрийати.
4. аблиз муһәммәт сайрами. 2013. «қәдимки турпан вадисиниң һәйкәлтирачлиқ сәнъити һәққидә». турпаншунаслиқ тәтқиқати журнили, 1-сан.
5. Stein, Aurel.1928. Inner Most Asia. Oxford:The Clarendon Press.
6. Kara, Gülnar. 2018. Tang Hanedanı’nın Türk Topraklarını Hâkimiyet Altına Alma Çabaları. Bilgi Dergisi.Sayı-84.