уйғур почтиси, 18-дикабир
асийә уйғур

аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партикомниң муъавин секиртари, уйғур аптоном районлуқ сийасий қанун комитетиниң мудири чен миңго 3 – дикабир хитайниң чаң ән торида бир мақалә елан қилған. у мақалисидә «муқимлиқ» вә «хитайчә заманивийлаштуруш» тоғрисидики байанлири билән хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидә йүргүзгән ирқий қирғинчилиқ сийаситини ақлимақчи болған. «иҗтимаъий муқимлиқни қоғдаш мәсъулийәт түзүмини толуқ йолға қойуп, хитайчә заманивийлаштурушниң шинҗаң услубини йаритишқа күч қошайли» дәп мавзу қойулған мәзкүр мақалидә, бу сийасәтләр муқимлиқ, тәрәққийат вә бихәтәрлик билән бағлинип тәшвиқ қилинған. қиззиқ йери шуки, хәлқъара ахбарат, инсан һәқлиригә мунасивәтлик доклатлар вә ғәрб дөләтлириниң рәсмий байанлирида бу изаһатларға пүтүнләй башқичә мәнә берилгән.
хитай тәрипидин изчил тәкитлинип келиватқан «иҗтимаъий муқимлиқ» вә «хитайчә алаһидиликкә игә заманивийлаштуруш» уқумлири йеқин йилларда хитай үчүн уйғур ели, йәни аталмиш «шинҗаң»да елип барған кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлири вә җаза лагирлири қурушниң қануний асасий қилинип кәлди. әмма хитай тәкитләватқан бу уқумлар, хәлқъара инсан һәқлири органлири, ғәрб дөләтлири вә көплигән мустәқил тәтқиқатчилар тәрипидин қаттиқ рәт қилинип, «ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәт вә системилиқ исан һәқлири дәпсәндәчилики» дәп баһаланмақта.
хитай немә дәйду?
хитай һөкүмитиниң рәсмий байанатлирида уйғур ели изчил һалда «террорлуқ, ашқунлуқ вә бөлгүнчиликкә қарши турушниң алдинқи сепи» дәп тәсвирлинип кәлди. «қайта тәрбийәләш мәркизи» дәп нам қойулған җаза лагирлири болса, « уйғурларни кәспий җәһәттә тәрбийиләш, қанун өгитиш вә ашқун идийиләрниң асаритидин қутулдуруш»ни мәқсәт қилип ечилған вақитлиқ орунлар, дәп изаһланди.
чен миңго қатарлиқ әмәлдарлар йазған мақалиләр вә рәсмий нутуқларда, бу сийасәтләрниң «шинҗаңдики узун мәзгиллик муқимлиқни қоғдиғанлиқи», «терорлуқ, зораванлиқниң алдини алғанлиқи» вә «иқтисадий тәрәққийатқа йол ачқанлиқи» тәкитләнгәнлики оттуриға қойулуп кәлди. хитай ташқий ишлар министирлиқи болса, хәлқъара тәнқитләрни «сийасий төһмәт» дәп рәт қилип, ғәрб дөләтлирини «хитайниң ичкий ишиға арилашқанлиқ» билән әйибләп кәлди.
хәлқъара җәмъийәт немә дәйду?
һалбуки, хитайниң бу байанлириға зит һалда, инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати, бирләшмә агентлиқ, б. б. с, хәлқъара кәчүрүм тәшкилати, руйтер агентлиқи қатарлиқ органларниң доклатлири вә тәкшүрүшлири мәсилиниң башқа бир йүзини ашкарилап бәргәниди.
руйтер агентлиқи вә б. б. с елан қилған ашкариланған хитай мәхпий һөҗҗәтлири, мунасивәтлик сүрәтләр вә синларға алақидар доклатларда, уйғур елиниң пүтүнләй қораллиқ қаравул, мунар, сим тор, қаттиқ назарәт билән қоршалғанлиқи, түрмигә охшап кетидиған чоң көләмдики җаза лагирлириниң мәвҗутлуқи көрситилди. бу доклатларда лагир шаһидлириниң:
мәҗбурий сийасий идийә өгиниш;
диний етиқади вә өрп – адәтлирини инкар қилишқа зорлиниш;
мәҗбурий әмгәккә селиниш;
қийин – қистаққа елиниш, туғут чәкләш, җинсий зораванлиқларға учраш қатарлиқлар тоғрисидики гуваһлиқлириға кәң орун берилди.
җазалар немини көрситиду?
2021-йили 23-март, америка, йаврупа иттипақи, әнглийә вә канада бирла вақитта хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичилики билән мунасивити болған хитай әмәлдарлириға җаза елан қилди. бу, йаврупа иттипақиниң 1989-йилдики тйәнъәнмен вәқәсидин кейин тунҗи қетим хитай әмәлдарлирини биваситә инсаний һәқлири сәвәбидин җазалиши болуп, мәзкүр җаза тизимликигә киргүзүлгәнләр арисида йуқуриқи мақалиниң аптори чен мингому бар.
америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири антонийо блинкен әйни чағдики байанатида, хитайниң уйғур елидики қилмишлирини «ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт» дәп атиған, канада парламентиму мушундақ қарар чиқарғаниди.
чен миңго вә мәсъулийәт мәсилиси
бу йәрдә диққәт қилишқа тегишлик бир нуқта шуки, «муқимлиқ» вә «қанун бойичә башқуруш» ни әң күчлүк тәшвиқ қилған әмәлдарларниң өзи хәлқъара җаза тизимликигә киргүзүлгән. америка һөкүмитиниң байанатида, чен миңгониң «халиғанчә тутқун қилиш вә һоқуқини суъестемал қилиш» билән әйибләнгәнлики көрситилгән.
дәрвәқә, бу әһвал хитайниң байанлиридики аталмиш «қанун бойичә идарә қилиш, муқимлиқ вә бихәтәрлик» үчүн йолға қойған сийасәтлириниң сахта йүзини көрситип туриду.
«заманивийлаштуруш» дегән немә?
хитай даъирилири узун йиллардин буйан аталмиш «хитайчә заманивийлаштуруш» ни «өзигә хас тәрәққийат йоли» дәп тәсвирлисиму, лекин бу сийасәт уйғур елидә:
уйғур тилиниң маъарип вә аммиви саһәдин сиқип чиқирилиши;
уйғур кимликиниң йоқитилиши;
уйғурларниң диний етиқадиниң чәклиниши;
уйғурбалиларниң йатақлиқ мәктәпләргә зорлап орунлаштурулуши;
уйғурларниң мәҗбурий йосунда хитай өлкилири йаки башқа җайларға йөткиветилиши;
уйғурларниң йәр – зиминлириниң мәҗбурий тартивелиниши қатарлиқлар билән бир вақитта йолға қойулуп кәлди.
хәлқъара инсан һәқлирини көзитиш тәшкилатиниң доклатидиму «хитайчә алаһидиликкә игә заманивийлаштуруш көп хиллиқни қобул қилмайду, бәлки бир хиллиқни мәҗбурий сиңдүрүшни нишан қилиду»ғанлиқи көрситилгән.
хуласә
дәрвәқә, хитай һөкүмити вә әмәлдарлири аталмиш «муқимлиқ» вә «бихәтәрлик» ни баһанә қилип, уйғурларға қарита елип барған ирқиий қирғинчилиқ сийасәтлирини ақлашқа тиришсиму, хәлқъара җәмийәтни алдаш техиму тәсләшмәктә. хитай әмәлдарлириға қойулған хәлқъаралиқ җазалар, уйғур ирқий қирғинчилиқини ашкарлиған түрлүк доклатлар вә шаһидлиқлар хитайниң уйғурлар үстидә йүргүзиватқан сийасәтлириниң аддий мәнидики бихәтәрлик чариси әмәс, бәлки бир милләтни йәр – йүзидин тәл – төкүс йоқитиш үчүн йүргүзиватқан системилиқ дөләт терорлиқи вә инсан һәқлири кризиси икәнликини көрситиду.
демәк, хитайниң байанлири билән хәлқъара баһа арисидики бу зитлиқлар уйғур мәсилисиниң немә үчүн давамлиқ дунйа җамаъитиниң диққәт мәркизидә туриватқанлиқини чүшәндүрүп бериду.