зулһайат өткүр

лин зешүниң «чоң базар сода сарийи»ға тикләнгән хатирә һәйкили, сүрәт мәнбәси: хитай сайаһәтчи шәхсий блоги, 2025-йили, 10-сентәбир йолланған.
хитай сайаһәтчилириниң йеқинқи мәзгилдә тор сәһипилиригә йоллиған мәзмунлири вә башқа мунасивәтлик мәнбәләрдин еришкән учурларға асасән, үрүмчи хәлқъаралиқ чоң базири әтрапиға хитай тарихий шәхси лин зешүниң һәйкили тикләнгәнлики мәлум болди.
2006-йили хитай һөкүмити тәрипидин үрүмчидики қизил тағқа җайлашқан бағчиға лин зешүниң егизлики $3.6$ метир, еғирлиқи $12$ тонна келидиған ғайәт зор қаштеши һәйкили қопурулған иди. бу һәқтә хитай мәмурий даъирилири, «үрүмчидә лин зешү һәйкилини тикләшниң әһмийити лин зешүниң вәтәнпәрлик роһидин өгиниш, униң шинҗаң хәлқигә қошқан төһписини хатириләш, шундақла йаш әвлатларға миллий роһқа варислиқ қилиш тәрбийәси бериш үчүн» дәп изаһлиғаниди. үрүмчи чоң базардин орун алған, йеңидин тикләнгән һәйкәл дәл қизилтағ бағчисидики һәйкәлниң кичиклитилгән нусхиси иди.
чоң базар әтрапидики һәйкәлниң қачан тикләнгәнликигә аъит ениқ мәлуматимиз болмисиму, әмма хитай һөкүмитиниң уйғурлар әң зич олтурақлашқан вә қойуқ миллий хаслиққа игә районда хитай миллитидин болған тарихий шәхсиниң һәйкилини тикләш қилмишиниң ич йүзи бизгә айандур. тарихтин буйан үрүмчи хәлқигә пасибан болуп кәлгән вә уларниң қәлбидин чоңқур орун алған дөң көврүк райониға хитай қәһриманиниң һәйкилини тикләш – хитайниң сийасий күчини көз-көз қилип, уйғур хәлқигә қорқунч селиш вә хитай (хән) миллитиниң мәдәнийәт символи тамғисини бесиш, бу арқилиқ уйғур миллий роһини тәлтөкүс бәрбат қилиштин ибарәт рәзил ғәризидин дерәк бериду. бу һәрикәт ши җинпең һөкүмити дәвридә күчәп тәшвиқ қилиниватқан «җуңхуа миллити ортақ гәвдиси» бәрпа қилиш шоъари астида пиланлиқ елип берилған, уйғур хәлқигә қаритилған йәнә бир мәйдан суйиқәст дәп ейталаймиз.
өз нөвитидә бу һәрикәт хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанни бесивалғанлиқидәк таҗавузчилиқ вә зораванлиқ маһийитини пәрдазлаш үчүн оттуриға чиқарған шәрмәндә ойунлириниң биридур. һәммигә айан болғинидәк, хитай әзәлдин өзиниң уйғур елидики мустәмликичилик вә таҗавузчилиқ тарихини йошуруп кәлгән. шуңа хитай һөкүмити бир йақтин уйғурлар земининиң һаман бир күни алиқинидин чиқип кетишидин әнсирисә, йәнә бир йақтин түрлүк сахта «пакитларни» оттуриға чиқирип, «хитайниң айрилмас бир қисми» қилип көрситишкә тиришип кәлди.
тарихқа нәзәр салғинимизда, хитайниң шәрқий түркистан земинида тарихий шәхс йаки әпсанивий хитай мәбудлириниң һәйкәл-сүрәтлирини базарға селиш арқилиқ образ йаритиш нәйриңи әзәлдин давамлишип кәлгән бир һадисә икәнликини әскә алимиз. йеқинқи вә һазирқи заман тарихидин елип ейтсақ, аталмиш сахта тарихий қәһриман-бәнчавниң қәшқәргә тикләнгән һәйкили; үрүмчи булақтағ райониға тикләнгән рәһимсиз җаллат зо зуңтаңниң һәйкили; боғда көлигә тикләнгән ши ваңму (бузруквар ана) һәйкили; турпан йалқунтағдики сүн вукоң қатарлиқ «ғәрбкә сайаһәт» әпсаниси персунажлири, шундақла шәрқий түркистанниң һәрқайси җайлириға тарқалған хитай коммунистик партийәси һөкүмрани мав зедоңниң һәйкәллири буниңға мисал болалайду. бу қетим үрүмчи шәһиригә йеңидин орнитилған лин зешү һәйкилиму буниңдин мустәсна әмәс, әлвәттә.
хитайниң уйғурлар земинида арқиму арқидин хитай шәхслириниң һәйкәллирини тикләш қилмиши, әмәлийәттә, хитай тәшвиқатидики «диний қурулушларни җуңхуа ортақ кимликини муқимлаштуруш вә хитай мәдәнийити билән озуқландурушниң муһим материйал асаси қилиш» идийәсини қиблинамә қилған дәп қарашқа болиду. хитай һакимийити уйғур земинини хитайлаштуруш қәдимини техиму тезлитиш мәқситидә, уйғурларға қарита хитай кимликини «теңиш» билән бирликтә уйғур кимликини **«йоқитиш»**ни тәң қәдәмдә елип беришқа йүзләнди. бу һәрикәт нуқтилиқ һалда ислам кимликини әкс әттүргән мәсчит, мазар қатарлиқ тарихий қурулушларни көздин йоқитишни нишан қилди.
нәтиҗидә, нәччә вақиттин бери хитай һакимийитини раһәтсиз қиливатқан топлушуп ибадәт қилиш вә мазар тавабити қатарлиқ паъалийәтләр, 2016-йилидин башлап «диний қурулушларни тәртипкә селиш» баһаниси билән пүтүнләй чәкләнди. һәтта барлиқ диний түс алған өрп-адәтләрму чәкләнди, һәтта 1930-йилларда шең шисәй һөкүмити толуқ иҗра қилип болалмиған «ислам өчмәнлики»ниң давами сүпитидә иҗра қилинишқа башлиди (райин сам, 2022) (Rian Thum). мәзкур сийасий долқун 2018-йили әвҗигә чиқип, $5000$ дин артуқ мәсчит, $100$ дин артуқ мазарларниң чеқилиши, тақилиши йаки көргәзмихана, ресторанларға айландурулушидәк қисмәтләргә сәвәбчи болди (UHRP 2019). буниң билән бирликтә, ислам дини вә уйғур мәдәнийити билән болған түрлүк бағлиниши түпәйлидин милйонларчә уйғур вә түркий милләтләр бигунаһ түрмиләргә қамалди вә милләт сүпитидә коллектип паҗиъәләргә дучар болди.

җүмлидин, «диний ашқунлуқ» баһаниси билән вәйран қиливетилгән қурулушлар қатарида, ислам дунйаси вә түрк дунйасиниң мәдәнийәт тарихиға бүйүк һәссә қошқан мәһмуд кашиғәри, тебабәт алими ғазбай вә шаъир, тебабәт алими һүсәйинхан тәҗәлли қатарлиқ үч мәшһур шәхсниң һәйкәллириму йоқитилғанлиқи мәлум болған иди (RFA 2020).
һалбуки, һазирқи вәзийәттин көзәтсәк, хитай һөкүмити уйғур хәлқиниң әң муһим мәниви озуқиға айланған мәдәнийәт мираслирини йоқитиш үчүн зор иқтисадий күч вә зеһин сәрп қилмақта. буларниң қатарида, уйғур дийаридики чеқиветилгән һәйкәлләрниң орниға, хитайниң тарихтики мустәмликичилик қара нийитигә символ қилинған хитай милләтчилириниң һәйкилини уйғурлар олтурақлашқан земинларниң киндикигә тикләп қойди.

уйғур балилири хитай һөкүмрани мав зедоңниң һәйкили алдида
ундақта хитайниң уйғур җәмъийити етирап қилған миллий қәһриманлар һәйкәллирини йоқ қилип, униң орниға хитай мәдәнийити вә идеъологийәси өлчәмлиригә вәкиллик қилидиған шәхсләрниң һәйкәллирини тикләш немини чүшәндүриду?
бизгә айанки, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң өз тарихини унтулдуруш вә миллий өзлүк еңини йоқитиш арқилиқ уларниң мәниви дунйасини гадайлаштуруш тактикиси әсирләр бойи мәвҗут болуп кәлгән. буни инсаншунаслиқ нуқтисидин тәһлил қилсақ, антрополог мари доглас (Mary Douglas)ниң «паклиниш вә хәвп-хәтәр» (Purity and Danger) (1966) намлиқ китабида, диний вә етник тәсирдин халий болмиған җисим вә иш-һәрикәтләр адәттә **«булғиниш»**тин йирақ болиду дегән нуқтиъийнәзәр оттуриға қойулған. бу нәзәрийәни уйғур земинида лин зешү һәйкилини тикләш қилмишиға тәдбиқлисақ, хитай һөкүмити уйғурларға тәвә муқәддәс җай вә буйумларни пүтүнләй көздин йоқатқандила, андин «пак» һаләткә келиду, шундила хитай дөлити униң орниға өзиниң «сап» миллий символлирини (national symbols) бәһузур дәсситишкә толуқ имканийәт йариталайду. лин зешү һәйкили бу мәнидин алғанда, хитай һөкүмити бир қоллуқ лайиһәлигән «сийасий паклиниш» (political purity) үчүн хизмәт қилғучи бир васитә йаки қоралға айландурулған дәп қарашқа болиду.
хитай даъирилириниң башқиси әмәс, лин зешүни таллишидики сәвәбини мундақ тәһлил қилиш мумкин:
лин зешү тарихта хитай императориға болған сийасий садиқлиқниң вәкили дәп қарилип кәлгән зорлап йаритилған йәнә бир сахта қәһриман. лин зешүниң тарихтики иш-излири пүтүнләй хитай тәшвиқат васитилириниң күчи билән көптүрүлүп, худди әпсанидәк тарқилип уни бир «хасийәтлик» шәхскә айландуруп қойған, халас. хитай йазарлири вә тәшвиқатчилири униң хитай тарихидики «әпйүн чәкләш» һәрикитидә көрсәткән төһписидин башқа йәнә, лин зешүни бирқанчә җәһәттин шәрқий түркистан вә уйғурларға бағлайду. биринчиси, каризниң хитай оттура түзләңликигә бағлинидиған су иншаъати икәнлики һәққидики тәшвиқати. лин зешүниң турпанда йәрлик хәлққә кариз қезип йәр асти сүйидин қандақ пайдилинишни өгәткәнлики һәққидә бир қатар сәпсәтәләр базарға селинип кәлмәктә. иккинчиси, униң манҗу-чиң ханлиқи дәвридә уйғур дийариға сүргүн қилинғанлиқи вә шәрқий түркистанниң или районида үч йил турғанлиқи, бу җәрйанда су қурулуши иншаъатиға қатнишип башламчилиқ қилғанлиқи сәпсәтиси. лин зешүниң һайати тәсвирләнгән хитайчә китаблар йаки өзи йазған тәрҗимиһал китабидиму, униң уйғур дийарида су қурулуши иншаъатиға қатнишип баққанлиқи йаки кариз қезиш қурулушиға башламчилиқ қилғанлиқиға даъир һечқандақ бир пакит учримайду. хуласилигәндә, хитай һөкүмитиниң йуқирида тилға алған нуқтилири пүтүнләй тарихни бурмилаш вә уйғурларниң көзини бойаш нәйрәңвазлиқини дунйаға ашкарилап бериду.
йәниму инчикиләп тәкшүрүшләрдин мәлум болдики, лин зешү һәйкили йеқинқи йилларда уйғур дийариниң техиму көп районлириға тикләнгән. или вилайитидики «лин зешү хатирә сарийи» вә ават наһийәсидә бәрпа қилинған «долан қәбилиси» намидики бағчилардиму лин зешү һәйкили орнитилған.

илидики «лин зешү хатирә сарийи»

«долан қәбилиси» бағчисидики лин зешү һәйкили
хитай һөкүмитиниң һәйкилини тикләштики мәқсәт-муддиъалири һәққидә йәниму чоңқур мулаһизә елип беришқа тоғра келиду:
мустәмликичиликни пәрдазлап көрситиш
хитай өзиниң мәдәнийәт символлири арқилиқ, уйғурлар земининиң һәқиқий тарихий хатирилирини йуйуп ташлаш, уйғурларниң тарихтики ихтиралирини инкар қилип, уни өз төһписи қилип көрситишкә урунмақта. лин зешүниң мәйли қизилтағ бағчисидики йаки дөңкүврүктики һәйкили болсун, бизгә худди «тарихни ғәлибә қилғучилар йазиду» дегән сөзни хатирилитип туриду. бу һәқтә антрополог тройиллотниң (Michel-Rolph Trouillot), (1995), «мәлум һакимийәтниң күч дийнамикиси, өтмүшни унтулдуруш вә пакитларни җимиқтуриветиш қудритигә игә» көзқариши бизгә буни илмий җәһәттин чүшәндүрүп берәләйду.
хитай мәркәзлик һәрикәт өлчимини бәлгиләп бериш
хитай тәшвиқатиға мас һалда, хитайчә һәрикәт мизани вә өлчимини бәлгиләп бериш, бу арқилиқ йәрлик хәлқниң кимни хатириләш, кимни унтуш керәклики тоғрисида өлчәм бәлгиләп бериш. лин зешү хитай тарихида һакимийәткә болған садиқлиқи билән мәдһийәлиниду, дәрвәқә бу хил иш-һәрикәт дәл хитайниң коңзи тәлиматиға йатидиған идийә асасиға қурулған. демәк, хитай һөкүмити хитай идеъологийәси әхлақ-һәрикәт мизанини һәр бир уйғурниң һәрикәт өлчими қилмақчи болған. чүнки, җәмъийәтшунас буржуниң (Bourdieu, 1991) «символлуқ һакимийәт» нәзәрийәсигә асасланғинимизда, хитай һөкүмити һакимийәт күчини һәрбий күч билән әмәс, бәлки әхлақ-тәртип өлчимигә айландуруп, уйғурларға қарита қанунлуқ җазалаш йүргүзәләйду. уйғурлар билән хитайлар оттурисидики мәдәнийәт пәрқини «әхлақ-һәрикәт ислаһати» вә «бир гәвдилишиш» арқилиқ йоқ қилмақчи болиду. нәтиҗидә, ислам дини вә түрк йилтизини унтулдуруш, бу дегәнлик, ахирқи нуқтида уйғурларни тарихий йилтизидин вә көкләп чиққан мәнбәсидин үзүветиш дегәнликтур.
хитай кимлики тәрбийәсини сиңдүрүш
уйғур миллий роһи вә миллий еңиға вәкиллик қилидиған қәһриманларниң орниға, хитай қәһриманлирини дәсситиш қилмиши, уйғур йаш әвлатлириниң тәвәлик туйғусини суслаштуруп, диний вә мәдәнийәт кимликигә еғир дәриҗидә тәһдит елип келиду. һалбуки, хитай бу арқилиқ уйғурларни пүтүнләй хитайлаштуруш ғәризини ишқа ашурмақчи болиду.
хитай һөкүмитиниң мәҗбур қилиш сийасәтиниң мәһсули сүпитидә, уйғурларниң нәччә миң йиллиқ муқәддәс билгән җайлири вәйран қилинмақта. уйғурларниң тупрақни қучақлиған қәбрилири вә мазарлириму чеқиветилмәктә. улар әқидә қилған, һөрмәт қилған кишиләрниң һәйкәллириму көздин йоқитилмақта. бу һал уйғурларни бара-бара өзлириниң ата-бовилири йашап кәлгән муқәддәс тупрақлири билән бағланған әбәдийлик мунасивитини йоқитиштин ибарәт трагедийәгә башлимақта. ана вәтинимиздики хәлқимиз зулумға вә бастурушларға қарши чиқалмайду, әмма чәт әлдики уйғурлар миллитимиз һақарәткә учриғанда сүкүтни әмәс, қаршилиқни таллайду. уйғур земиниға лин зешүниң һәйкилини көпләп тикләш хәвири муһаҗирәттики уйғур хәлқиниң ғәзипини қозғимақта вә алақидар орунларға ашкарилап, хитайға үнүмлүк зәрбә бериш йоли үстидә издәнмәктә.
хитайниң сахта тарих йаритиш нәйрәңлири алдида уйғурлар һечқачан тәврәнгини йоқ, әксичә йәнила өз миллитидин чиққан тарихий қәһриманлириниң образини техиму нурландуруп, кейинки әвладларға үлгә қилип кәлмәктә. бир күнләрдә уйғур земинида хитай милләтчилириниң һәйкәллириниң орниға, шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң мәниви символлириниң һәйкәллирини тикләшкә несиб қилғай.
мәнбәләр:
https://uhrp.org/report/demolishing-faith-the-destruction-and-desecration-of-uyghur-mosques-and-shrines/
https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/uyghur-heykeltirash-11242020115244.html
Thum, Rian. (2022). Byler, D., Franceschini, I., & Loubere, N. (Eds.). The spatial cleansing of Xinjiang: Mazar desecration in
context. (pp127-144). Xinjiang Year Zero (1st ed.). ANU Press.
Trouillot, M.-R. (1995). Silencing the past : power and the production of history. Beacon Press.
Bourdieu, P. (1991). Language and symbolic power (J. B. Thompson, Ed.). Harvard University Press.