уйғур почтиси, 8-декабир
аминә сәдәф
9- нойабир «қамақтики роһлар: хитай түрмисидики уйғур мәһбусларниң шеъирлири» намлиқ китаб әнгилйәдики Hertforshire нәшрийати тәрипидин нәшир қилинди. бу шеъирлар топлими 2017- йилдин бери хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинған, түрмигә қамилип җаза өтәватқан йаки из-дерики болмиған 25 нәпәр уйғур шаъирниң шеъирлири вә тәрҗимиһалидин түзүлгән болуп, буларниң 21 нәпири әр шаъирлар, төт нәпири айал шаъирлардур.
бу топламниң түзгүчиси вә тәрҗимани, әнгилийәдә турушлуқ шаъир әзиз ийса әлкүн өзиниң шәхсий иҗтимаъй таратқу һесабида мундақ деди: «һәрқандақ бир мәдәний җәмъийәт өз дөлитидә шаъирларни шеър йазғини үчүн җазалимайду, әмма хитай дөлити уйғурларниң ана вәтини болған шәрқий түркистан (уйғуристан)ни өзиниң әбәдий мустәмликисигә айландуруш мәқситидә, өзиниң вә дунйаниң барлиқ қанунлириға хилаплиқ қилип, уйғурларниң тил, мәдәнийәт вә барлиқ миллий мәвҗутлиқлирини йоқ қилип, түрлүк ирқий қирғинчилиқларни елип бериватиду. хитай һөкүмити өткүзиватқан бу җинайәтләрниң қурбани боливатқан уйғур хәлқий вә миңлиған, он миңлиған уйғур зийалийлири хитай түрмиллиридә азап чекиватиду. аталмиш хтай пуқраси болған бу зийанкәшликкә учраватқан уйғурлар хитайниң соғоқ зинданлиридин дәрһал қойуп берилиши керәк. бу китап ашу авази боғулған, әркинлики қолидин елинған шаъирларниң авазини дунйаға аңлатқуси.»
бу топламға абләт абдурәшит бәрқй, гүлниса имин гүлхан, нурмуһәммәт йасин өркиши, пәрһат турсун, қурбан мамут, абдурәһим абдулла, адил тунйаз, абдуқадир җалалидин, зөһрә нийаз сайрами , қасим сидиқ, ваһитҗан осман, рәһим йасин қайнами, аблиз осман, сираҗидин рәһман, руқийә абдулла, әзиз раһман, мухтәр сүпүрги, шаһип абдусалам нурбәг, әхмәт кибир, мәтсәйди мәтқасим, қасимҗан осман ғази, әйсаҗан турди аччиқ, абдурәшит әли, турсунай султан қатарлиқ шаъирларниң шеъирлири киргүзүлгән.
дунйа уйғур йазғучилар уйушмисиниң рәъиси мәхмутҗан йасин мәзкур китапниң нәширдин чиққанлиқини тәбриклиди вә бу һәқтә өз көз қаришини оттуриға қойуп мундақ деди: «бу шеъирлар топлиминиң ингилиз тилида нәшир қилиниши уйғур әдәбийати үчүн толиму хушаллинарлиқ бир хизмәт. уйғурлар қизил хитай һакимйитиниң тапини астидики бу 75 йилда, уйғур йазғучи- шаъирлири изчил һалда иҗадийәт әркинликидин мәһрум қилинди. нурғунлиған йазғучи шаъирлиримиз шеһит қилинди вә йәнә нурғунлиған йазғучи- шаъирлиримиз түрмиләргә қамалди һәмдә һайатини әмгәк билән тәрбийләш мәркәзлиридә өткүзди. уларниң иҗадийәт әркинликигә еришкән азғинә әсәрлири интайин қаттиқ болған илғайдиған, шаллайдиған назарәт системиси вә қатмуқат сүзгүчләрдин өтүп нәшир қилиниш пүрситигә игә болди. мушундақ қийин шараъитларда уйғур әдәбийатини сақлап қеливатқан йазғучи-шаъирларниң хели көпи бүгүнки күндә коллектип һалда түрмә вә җаза лагирлирида азап чәкмәктә. уйғур әдәбийати тархтин буйанқи әң еғир турғунлуқ һалитигә киргән мушундақ вақитта мәһбус шаъирларниң шеъирлириниң ингилиз тилға тәрҗимә қилинип дунйаға сунулиши, биринҗидин, уйғур әдәбийатини дунйаға тонутушта вастилиқ рол ойнайду; иккинҗидин, ингилиз тиллиқ дунйаға уйғур шаъирларниң тәқдири һәққидә суъал қойиду; үчинҗидин, бүгүнкидәк уйғурчә әсәрләр нәшир қилинмайватқан вә нәширйатчилиқ паләч һалға чүшүп қалған бир вақитта, чәтъәлдә уйғур әдәбийати үчүн баш қатуриватқан вә хизмәт қилватқанларниң мәвҗутлиқини, уйғур әдәбийатиниң йуқалмайдиғанлиқини билдүриду.»
бу китабқа шеъирлири киргүзүлгән шаъир абдуқадир җалалидинниң 2018- йилидики чоң тутқанда тутуп кетилгәнлики һазир йапунийәдә туриватқан пәрзәнтлири тәрипидин дәлилләнгәниди. униң түрмидә йазған «йанарим йоқ» дегән шеъири чәтъәлдә тарқалғандин кейин күчлүк тәсир қозғиған, шундақла уйғурчә нахша қилип оқулған.
бу апторлар қатаридин орун алған шаъирә гүлниса имин гүлхан өзиниң «миң биркечә» намлиқ йүрүшлүк шеъирлирини өзиниң иҗтимаъий таратқу сәһиписидә қәрәллик елан қилватқан болуп, 2018- йили бу шерниң 345- кечисини елан қилғандин кейин тутқун қилинип 17 йиллиқ кесиветилгән.