уйғур почтиси, 27-декабир

таһир имин уйғуриъан

уйғур тили тәшәббусчиси қуддус һапиз 2025-йили 27-декабир истанбулда 74 йешида вапат болди. 

қуддус һапиз 1951-йили кәлпиндә мәрипәтпәрвәр тиҗарәтчи аъилисидә туғулған. мәдәнийәт инқилаби елип кәлгән бузғунчилиқ тәсиридә, алий мәктәптә оқуйалмиған. қисқа бир мәзгил наһийәлик сәнъәт өмикидә музикант вә иҗадийәтчи болуп ишлигән. 1973-йилдин 1978-йилғичә наһийәлик су-електир истансисида токчи, 1978-йилидин 1981-йилғичә наһийәлик мәдәнийәт йуртида рәссам вә хәттат болуп ишлигән. 1981-йилдин 1996-йилиғичә наһийәлик пән-техника җәмъийитидә тәрҗиман болуп ишлигән.

уйғур акадимийәси тәрипидин 2013-йили уйуштурулған паъалийәттә, қуддус һапизниң уйғур тилиниң аләмшумул тил икәнликини испатлаш, дунйа тили болушини илгири сүрүшни мәқсәт қилған 1800 бәтлик «қайси тил дунйа тили болалайду?» намлиқ китабни тәййарлаватқанлиқи тонуштурулған.

қуддус һапиз вәтәндики чағда, уйғур тилини күчләндүрүш һәққидә мақалиләр йазған вә уйғур тилиға болған муһәббити вә һессийатини күчлүк ипадә қилған. у: «уйғур тили инглиз тилидинму пасаһәтлик вә қоллинишчан тил. шуңа уйғур тили хәлқъара тил болуши керәк. мән чәтъәлгә чиқип мушу мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилатида оттуриға қойимән» дегәндәк пикирлири билән хәлқъарада тонулуш вә етирап қилиниш арзусидики уйғурлар тәрипидин алқишланған иди.

гәрчә қуддус һапиз кәспий тилшунаслиқ бойичә илим тәһсил қилмиған йаки академик сәвийәдики илмий мақалиләрни елан қилмиған болсиму, әмма униң ана тил сәпәрвәрлики тилшунаслиқ саһәсидикиләрниң уйғур тилиниң ролини күчәйтиш һәққидә һәрикәт қилишиға түрткә болған.

мәрһумниң уйғур тили һәққидики көзқарашлири реъаллиққа уйғун болмисиму, әмма униң уйғур тилиға болған һессийати нурғун кишиләргә өз ана тилини қәдирләш роһини сиңдүрүштә тәшвиқат ролини ойниған.

қуддус һапиз узундин бери түркийәдә йашап, уйғур җамаъити билән йахши алақә сақлиған, мурасимлар вә аммиви паъалийәтләргә актип қатнишип кәлгән. кейинки күнләрдә башқа нурғун уйғурларға охшаш иқтисадий җәһәттә җапа тартқан.