«атуш лоңқиси путбол мусабиқиси»дин ченип қалған йалғанлар
асийә уйғур
йеқиндин буйан хитай таратқулирида, хитайниң уйғур елиниң путболчилиқиға наһайити зор мәбләғ селишқа башлиғанлиқи, миңлиған путбол кәспий мәктәплирини қуруп, «путбол базиси» түрлирини йолға қойуватқанлиқи тәшвиқ қилинишқа башлиди. бу хилдики тәшвиқатлар кишиләргә худди пәқәт уйғурларла хитай путболчилиқиниң кәлгүсини йариталайду, дегән туйғуни берәтти. һалбуки, уйғур путболчилиқиниң «бүгүни» билән «өтмүши»ни селиштуруп көридиған болсақ, аталмиш «кәлгүси»ниң әслидә уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруш үчүн инчикилик билән һазирланған тәшвиқат ойуни икәнликини пәрқ етишимиз тәс әмәс. ундақта биз мәсилиниң әсли маһийитигә нәзәр селип бақайли.
2018 – йили хитайниң дөләтлик йашлар путбол командиси әзаси болған ерфан һезим исимлик 19 йашлиқ уйғур путболчи хитай һөкүмити тәрипидин җаза лагириға қамалғанлиқи ашкариланғаниди. мәлуматларда ерфанниң тутқун қилиниш сәвәби «чәтъәлгә чиқиш» икәнлики көрситилгән. кишини әҗәбләндүридиғини шуки, 2019 – йили «асийа хәвәрлири» торида ирфан һезимниң 11 айлиқ җаза лагири һайатини ахирлаштуруп, тор суписида қайта пәйда болғанлиқи вә хитай һөкүмитигә «рәһмитини билдүргәнлики» хәвәр қилинған. әмма шу йили нойабирда, хитайниң бәйду торида елан қилинған бир мақалидин ирфанниң путбол һайатиниң ашу 11 айлиқ сийасий мәһбуслуқ сәвәбидин асасән ахирлашқанлиқини көривалғили болиду.


йәнә бири болса, әрәпат абликерәм ( Erpat Ablekrem) исимлик уйғур путболчидур. мәзкүр уйғур путболчиниң тутқун қилинғанлиқ хәвири униң бир нәврә туғқини болған муйәссәр абдулъәһәд исимлик ханим тәрипидин ашкариланған. хәвәрдә мәзкүр уйғур путболчиниң чәтъәлдики туғқанлири билән алақә қилғанлиқи сәвәблик ғайип болғанлиқи көрситилгән. лекин хитай учур мәнбәлиридин бу уйғур путболчи һәққидә һечқандақ учурға еришиш мумкин әмәс, йәни, униң ғайип қиливетилгәнләр қатарида икәнлики шәксиз.
йуқуриқи икки путболчидин башқа, әркин асийа радиъоси енглизчә қанилида 2016 – йили уйғур путболчилириға алақидар мундақ бир хәвәрму елан қилинған. бу хәвәрдә дейилишичә, хитайниң хебей өлкисидики мәлум бир путбол кулубида тәрбийилиниватқан тоққуз нәпәр уйғур путболчиниң «терорлуққа қарши туруш вә бихәтәрлик» сәвәбидин кулубтин қоғлап чиқирилиши һәққидә йуқиридин буйруқ чүшүрүлгән.
дәрвәқә, йуқуриқи мисаллардин шуни көрүвалалаймизки, хитай бир тәрәптин путболда таланти бар уйғур йашлирини тәрбийилимәкчи болса, йәнә бир тәрәптин уларниң әркинликини чәкләш, җаза лагирлириға қамаш, чәткә қеқиш, һәтта ғайип қиливетишқа охшаш қилмишларни давамлаштурмақта. бу йәрдики реъаллиқ шуки, уйғур путболчилири хитай бутболчилиқиниң «кәлгүси үмиди»гә айлиништин бурунла, уларниң тәқдири хитайниң қолиға чүшүп болған.
хитайниң академик мақалилиридиму, уйғур елидики путболчилиқ тәрәққийатиниң аддий мәнидики йәрлик путболчилиқни тәрәққий қилдуруш әмәслики, әксичә дөләтниң милләтләрни идарә қилиш сийаситиниң бир қисми икәнлики көрситилгән.
нөвәттә, уйғур елиниң атуш қатарлиқ уйғур нопуси көп болған районлирида хитай чоң типтики путбол мусабиқилирини орунлаштуруп, бу мусабиқләрни дағдуғилиқ тәшвиқ қилмақта. әҗәба хитай уйғурларниң мәшрәп сорунлириға җәмлишишини, һейтгаһ җамәси алдида топлишип сама селишини, мәсчитләрдә топлишип намаз оқушини, һәтта уйғур сәнъәт кечилики, сөһбәт программилирини ишләшни чәклигәнликини унтуп қалдиму? миңлиған уйғур зийалийлири, сәнъәткарлири, алимлири, молламлири, чолпанлири, һәтта аддий деһқанлириму «уйғур» болуп қалғанлиқи үчүн, хитай дөлитиниң дүшминигә айландурулған әмәсмиди? һәтта путкүл уйғур миллитигә қарши очуқ хәт елан қилишқа тәшкилләп, һәр бир уйғурни «йа хитай болуп аман қелиш йаки уйғур болуп йоқилиш» арисида бир йолни таллашқа зорлимиғанмиди? аталмиш «атуш лоңқиси путбол мусабиқиси»ниң дағдуғилири билән уйғурлар һәққидә сахта мәнзирә пәйда қилиш вә уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруш хитайниң бу мусабиқини уйуштурушидики әсли мәқсити икәнлики ениқ. демәк, тутқун қилинған, ғайиб қилинған вә чәткә қеқилип, командилардин қоғлап чиқирилған уйғур путболчилириниң қисмәтлиридин бүгүнки атуш вә қәшқәрләрдә «җанлиниватқан уйғур путболчилиқи»ниң бир сийасий ойун икәликини чүшиниш қийин әмәс.
хуласә қилғанда, хитайниң тәшвиқати кишиләргә худдий уйғур путболчилиқиниң тәрәққийат дәври йетип кәлгәндәк туйғу пәйда қилсиму, лекин биз буниң кәйнигә йошурунған муддиъалани унутуп қалмаслиқимиз керәк. бу хилдики күчлүк тәшвиқатларниң зади кимләр тәрипидин лайиһиләнгәнлики вә кимгә пайда йәткүзидиғанлиқини ойлишимиз, бу сәһнә уйғур путболчиларниң талантини һәқиқий намайән қилидиған сәһниму йаки хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитини йошуруш үчүн мәхсус йасалған сахта сәһниму, бу һәқтә пикир йүргүзишимиз лазим. техиму муһими, уйғур путболчилиқи хитай тәрипидин «хитай путболчилиқиниң кәлгүси үмиди» сүпитидә кәң – көләмдә тәшвиқ қилиниватқанда, биз чоқум өзимизгә мундақ бир соъални қойушимиз керәк: «уйғур путболчилиқини кәлгүсигә туташтуридиған бу йолниң лайиһилигүчилири зади кимләр?»
обзордики көзқараш вә нуқтиъийнәзәрләр «уйғур почтиси»ниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.
асийә уйғур (Asiye Uyghur) уйғур почтиси (Uyghur Post) ниң сийасий темилар обзорчиси вә анализчиси, шундақла йазғучи вә мусапирларни қоллаш хизмәтчисидур.