1952- йили6- айниң 26-күни ғулҗа шәһридә туғулған.толуқсизни пүттүрүп,1970- йили« «аталмиш зийали» намида йезиға сүргүн қилинған.1972- йили аптонум районлуқ нахша-уссул өмикиниң нахша имтиһанидин өтүп, үрүмчигә кәлгән.1971-йили аталмиш«шинҗаң гезити»гә йөткилип, катип болған.
1984-1980-йилғичә «шнҗаң» унверстити тунҗи ачқан«ахбарат кәспи»дә оқиған.
2005- йилғичә мухбир, «зийарәт мулаһизә» бетидә али муһәррир болуп ишлигән. «чуқан»қатарлиқ 4 әдәбий ахбарати шәрқий-шималдики5 өлкә бойичә 1-,2-,3-мукапатқа;бири«иҗтимаъие пәнләр академийәсиниң «алаһидә мукапати»ға; әдәбий ахбарат«йурт оғли» йазғучилар уйушмисиниң2002- йиллиқ «хантәңри әдәбийат мукапати» ға еришкән.
« уйғур чапайоп ким?» намлиқ әсири2025- йили чәтъәлдә тунҗи тәсис қилинған«тарим әдәбийати»мукапатиға еришкән.
вәтәндә :
әдәбий ахбаратлар топлами«ғерип шивақлар»;
чәтъәлдә:
«окйанийәдә уйғур садаси»,(уйғур,турк,енглис тилида)
«йүсүп хас һаҗип уйғурниң өзидур,
қутадғубилик униң сөзидур»(уйғур, енглис тилида);
уйғур «чапайоп ким?»
қатарлиқ 4 китаб нәшир қилған.
илмий мақалилири:
1.« қутадғубиликтики гүл-чечәкләр байанидин
қәдимий гүл мәдәнийитимизгә бирнәзәр»;
2.«чиң хан сарийидики тутқун ипархан тоғрисида издиниш»
3«уйғур шаъирлириниң истанбол сөйгүси»;
4.«маъарипчи,музикант, шаъир мәмәтъили тәвпиқ»;
5.«уйғур уссул сәнъити мираслиридин чинә-самавар уссули»
6. «уйғур хәлқиниң ат үсти мәдәнийити,чақпиләк
сарғайди һәққидә»
7.«уйғур қәһримани- ризвангүл»;
8.уйғур хәлқ тийатир сәнъити тарихи»…
қатарлиқ илмий мақалилири түрк, хитай,
франсоз тиллириғатәрҗимә қилинип, хәлқъара илмий йиғин топламлириға киргүзүлгән.