уйғур почтиси, 16-йанвар
мусаҗан әр
шәрқий түркистанда турмуш шараъити күндин- күнгә қийинлашмақта, район хәлқи әң әқәллий инсаний һәқ-һоқуқлиридин мәһрум қалдурулмақта. бу қийинчилиқларниң әң һалқилиқ тәрәплиридин бири- шәрқий түркистан хәлқиниң өзлири учраватқан зулумни дунйа җамаъәтчиликигә аңлиталмаслиқидур, чүнки шәрқий түркистанда мәтбуъат әркинлики пүтүнләй йоқ қилинған; барлиқ таратқу органлири вә мәтбуъат хадимлири хитай коммунистик партийәсиниң қаттиқ контроллуқи астида болуп, пәқәт компартийәниң тәшвиқат машиниси болушқа мәҗбурланмақта. бундақ бесим муһитида һечқандақ мухбирниң өз арзуси бойичә әркин хәвәр ишләш йаки һәқиқәтни елан қилиш һоқуқи йоқ.
мәтбуъат үстидики системилиқ бесим вә чәклимиләр
райондики қаттиқ чәклимиләр түпәйлидин, дунйа җамаъәтчилики хитай коммунистик партийәси йүргүзүватқан зулум вә бесим сийасәтлиридин йетәрлик хәвәрдар болалмайватиду. өтмүштә «үрүмчи қирғинчилиқи» һәққидә һәқиқий әһвални хәвәр қилған муһәммәд абдулла вә гүлмирә иминға охшаш нурғунлиған уйғур мухбирлар муддәтсиз қамақ җазалириға һөкүм қилинған болуп, һазирму көплигән уйғур мухбирлар хитай түрмилиридә қийин- қистаққа елинмақта. зулумға шаһит болғанларниң йаки зулумға учриғучиларниң бешидин өткәнләрни башқиларға аңлитиши, болупму чәт әллик мухбирларға ейтип бериши қәтъий мәнъи қилинған; кишиләр өзъара сөзлишиштинму әйминиду, чүнки адәттики параңларму тутқун қилиниш вә түрмигә ташлинишқа сәвәб болалайду.
шәрқий түркистандики учур қамали түпәйлидин, һәрқандақ хәвәрниң сиртқа чиқиши асасән мумкинсизликкә айланди. пәқәт бәзи кишиләрниң бешиға келидиған җаза вә қийин- қистақларға тәвәккүл қилип, иҗтимаъий таратқуларда ортақлашқан сүрәт вә учурлири арқилиқла шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләрдин чәклик һалда хәвәр тапқили болмақта.
җаза лагерлири вә «тәрбийәләш» сәпсәтиси
хитай һакимийити 2017- йилидин башлап бесимни техиму күчәйтип, милйонлиған уйғур, қазақ вә қирғиз түрклирини җаза лагирлириға қамиди. районда 1200 әтрапида лагир барлиқи вә бу йәрләрдә милйонлиған кишиниң тутуп турулуватқанлиқи мәлум. бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатлириму бир милйонға йеқин уйғурниң йошурун лагирларда тутуп турулуватқанлиқиға даъир ишәнчлик мәлуматларни дәлиллиди.
хитай дәсләптә бу лагирларниң барлиқини рәт қилған болсиму, әмма өмәр бекали вә гүлбаһар җелилова, қәлбинур сиддиққа охшаш шаһитларниң лагирдики қийин- қистақларни дунйаға ашкарилиши билән арқиға чекинишкә мәҗбур болди. хитай бу йәрләрни «кәспий тәрбийәләш мәркизи» дәп дәва қилған болсиму, шаһитларниң байанлири у йәрдә меңә йуйуш, диний етиқадни чәкләш, миллий мәдәнийәтни йоқитиш вә җисманий қийин- қистақларниң системилиқ елип бериливатқанлиқини ашкарилиди.
йәршари характерлик таратқу һәмкарлиқи вә тәшвиқат паъалийәтлири
хитай шәрқий түркистандики ассимилатсийә вә ирқий қирғинчилиқ сийасәтлирини йошуруш үчүн, зор көләмлик тәшвиқат һәрикити елип бармақта. шәрқий түркистанға тәклип қилинған чәт әллик мухбирлар өмики қаттиқ назарәт астида пәқәт алдин тәййарланған көрүнүшләрнила көриду, бу әһвал уларниң билип- билмәй хитайниң рәсмий тәшвиқати үчүн вастә болуп қелишини кәлтүрүп чиқармақта.
болупму түркийәдики бәзи таратқу органлириниң хитай коммунистик партийәси билән һәмкарлиқ ичидә болуши диққәт қозғимақта. «айдинлиқ гезити», YÖN FM вә улусал телевизийәси (Ulusal TV) қатарлиқлар хитайниң қоллиши билән тәтүр тәшвиқатни давамлаштурмақта, шундақла 2025- йили 23- май үрүмчидә өткүзүлгән «шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати таратқу мунбири» хитайниң садир қилған җинайәтлирини «тәрәққийат вә муқимлиқ» намида ақлашқа урунушиниң әң йеңи мисалидур.
хуласә вә тәклипләр
хитайниң ғайәт зор мәбләғ вә техника билән қоралланған тәшвиқат һуҗуми алдида, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң һазирқи таратқу имканийәтлири толиму чәклик вә йетәрсиз болуп қалмақта. шуңа, түрк мәтбуъатлири вә хәлқъаралиқ органларниң шәрқий түркистан мәсилисини техиму күчлүк күнтәртипкә елип келиши вә һәқиқәтләрниң йоруққа чиқишиға йол ечиши зөрүрдур. райондики һәқиқәтләрни дунйа күнтәртипигә елип келиш үчүн системилиқ вә үзлүксиз хәвәр мәнбәси болалайдиған бир сүнъий һәмраһ телевизийиси йаки тор телевизийиси (WebTV) қуруш истратегийилик бир еһтийаҗдур.
аптор мусаҗан әр – шәрқий түркистан маъарип вә һәмкарлиқ җәмъийити рәъиси.