уйғур почтиси, 18-март

америка аләм қатниши идариси 12-март «артемис 2-номур»луқ айни айлинип учуш вәзиписини баһаﻻш тәййарлиқини тамамлиғанлиқини билдүрүп, қойуп бериш тәййарлиқ хизмитини давамлиқ ишлисә болидиғанлиқини бекиткән, нөвәттә 4-айниң 1-күнидин бурун қойуп бериш пиﻼнﻼнған.

«артемис 2» (Artemis II) вәзиписи насаниң мәзкур ракетаси тунҗи қетим адәм тошуйдиған вәзипә болуп қалиду. бу гуруппа әзалири 50 йилдин көпрәк вақиттин буйан айға сәпәр қилидиған тунҗи кишиләр болуп һесаблиниду. америка аләм қатниши идариси (наса) өткән һәптә , әң балдур болғанда 1-апрел күни төт аләм учқучисини көпчилик узундин буйан күткән айни чөридәп учуш сәпиригә әвәтишни пиланлаватқанлиқини билдүрди.

10 күнлүк бу вәзипидә, наса аләм учқучилири ред вайсмән (Reid Wiseman), киристина кок (Christina Koch) вә виктор гловер (Victor Glover) шундақла канада аләм учқучиси җеремий хансен (Jeremy Hansen) дин тәркиб тапқан гуруппа әзалириниң айни чөридәп учуши һәмдә илгирики һәрқандақ инсанға қариғанда йәр шаридин техиму йираққа сәпәр қилиши күтүлмәктә. аләм учқучилири нөвәттә хйустондики наса җонсон аләм бошлуқи мәркизидә мәшиқ қилмақта. улар қойуп бериштин илгири микроплар билән учришишни чәкләш үчүн, чаршәнбә күни шу йәрдә карантинға киришкә орунлаштурулди. наса тәкшүрүш йәр йүзи системиси программисиниң дериктори шан куъин (Shawn Quinn) ниң сөзигә асасланғанда, әгәр һәммә иш пилан бойичә болса, аләм учқучилири 27-март күни кеннеди аләм бошлуқи мәркизигә бариду.

америка аләм қатниши идариси 19-март «аләм бошлуқиға қойуп бериш системиси» намлиқ ракета вә «ориъон йултуз түркүми» намлиқ аләм кемисини филорида иштатидики кенниди аләм қатниши мәркизиниң қураштуруш бинасидин қойуп бериш суписиға елип чиқип, қойуп бериш үчүн әң ахирқи тәййарлиқни қилишни пиﻼнлиған. пиﻼн бойичә қойуп бериш-бәрмәслик йәниﻼ қалған тәййарлиқ хизмәтлириниң илгирләш әһвалиға бағлиқ.

наса йеқинда өзиниң «артемис» (Artemis) ай шари пиланида зор тәңшәш елип баридиғанлиқини елан қилди. «артемис 2» дин кейин, органниң әслидики пилани «артемис 3» вәзиписи арқилиқ 2028-йили аләм учқучилирини айға қондуруш иди. әмма, бу вәзипә һазир 2027-йилиниң оттурилириға орунлаштурулди һәмдә у төвән йәр орбитисида қелип техника синақлирини елип бариду. бу синақлар SpaceX вә Blue Origin ширкәтлири сода характеридә йасиған бир йаки иккила айға қонуш үскүниси билән учришиш вә туташтуруш мәшғулатлирини өз ичигә алиду.

мәнбәси: америка ән н б си хәвәрлири