уйғур почтиси 11-феврал

түркийәниң аммиви учур суписи (KAP) ниң рәсмий тор бекитидики учуриға асасланғанда, түркийә һава йоллири пай һәссидарлиқ ширкити (THY) 2026-йили 10-феврал саъәт 15:50:27 дә «йеңи линийә елани» елан қилип: «ширкитимиз базар әһвали вә имканийәтләргә қарап, хитай хәлқ җумһурийитиниң үрүмчи шәһиригә қәрәллик нөвәтчи айропилан қатнитишни башлашқа қарар қилди» дәп җакарлиған.

түркийә һава йоллириниң хитай контроллуқидики шәрқий түркистанниң мәркизи үрүмчи шәһиригә нөвәтчи айропилан қатнитиш қарари — муһаҗирәттики бир қисим уйғурларниң хитайниң қизиқтуруши йаки тәһдити арқилиқ вәтәнгә сайаһәт қилиши вә бу қилмишларниң җәмъийәттә күчлүк тәнқидкә учраватқан пәйтигә тоғра кәлди.

уйғур паъалийәтчилири вә тәтқиқатчилар узундин буйан сайаһәтчилик вә чәтъәл сода паъалийәтлириниң, бейҗиңниң шәрқий түркистанни «муқим вә гүлләнгән» қилип көрситишигә, шундақла райондики ирқий қирғинчилиқ вә инсан һәқлири дәпсәндичиликидин хәлқъара диққәтни башқа йаққа бурашқа йардәм беридиғанлиқини тәкитләп кәлгән иди.

вашингтонға җайлашқан «уйғур кишилик һоқуқ қурулуши» ширкәтләрни бу хил җинайәтләрни «пакизлап көрситиш»кә йардәм бериштин сақлинишқа чақириқ қилғаниди. мәзкур тәшкилат хәлқъаралиқ содиниң кеңийиши, хитайниң уйғур районида йүз бериватқан ечинишлиқ әһвалларни дунйа җамаъәтчилики нәзиридә «нормаллаштуруш» истратегийәсигә мас келидиғанлиқини билдүргән иди.

бу хил истратегийәниң илгирики бир мисалида, инсан һәқлири тәшкилатлири хитайниң лондондики чоң типтики сайаһәт йәрмәнкисидә аталмиш «шинҗаң сайаһәтчилики»ни тәшвиқ қилғанлиқини тәнқид қилғаниди. улар бейҗиңниң сайаһәт тәшвиқатлири арқилиқ район һәққидә алаһидә талланған «сахта мәнзириләр»ни көрситип, бастурушлар давамлишиватқан болсиму кишиләрни сайаһәткә риғбәтләндүрүватқанлиқини агаһландурған. инсан һәқлири тәшкилатлири бу хил сайаһәт линийәлирини «ирқий қирғинчилиқ сайаһити» дәп тәсвирлигән һәмдә хитайни кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини сайаһәт ниқаби билән йошурушқа урунуш билән әйиблигән.