уйғур почтиси, 5-йанвар
алп
бүгүн 5- йанвар хитайниң әң чоң тартқулиридин «хитай хәвәр тори», «соху тори» вә башқиларда түркийәдин үрүмчигә йетип барған 42 кишидин тәркип тапқан «шинҗаңлиқ муһаҗирлар туғқан йоқлаш өмики» һәққидә хәвәрләр елан қилинди.
хәвәрләрдә узун йиллиқ пирақтин кейин аъилиси билән җәм болған кишиләрниң көз йашлири, үрүмчиниң «техиму заманивилашқан» йеңи қийапити вә мәззилик йәрлик таъамлар һәққидики мәдһийәләр алаһидә тәкитләнгәниди. бир қарашта инсаний қучақлишиштәк көрүнгән бу бу җәм болуш вә сеғинған ана йуртиниң висалиға йитиштәк көрүнгән бу мәдһийәләрни әтраплиқ анализ қилсақ, әмәлийәттә буларниң хитайниң өз сийасий образини әслигә кәлтүрүш үчүн лайиһәләнгән системилиқ бир «йумшақ күч» һәрикити икәнликини тонуп йитиш қийин әмәс.
йошурғили болмайдиған «узун мәзгиллик һиҗран»
түҗүбиләп тәшкилләнгән бу «шинҗаңлиқ муһаҗирлар туғқан йоқлаш өмики» үрүмчидики тәңритағ хәлқъара айрудрумиға йитип барғанда, уларни һөкүмәтниң тәшкиллиши билән қарши елишқа чиққанлар арисидики рәшидә рәһман хитай мухбирға: «оғлум түркийәниң истанбул шәһиридә ишләйтти, хизмити алдираш болғачқа узун йил қайталмиған…» дәйду. һәммигә айанки, 2017-йилидин башлап хитай даъирилири түркийәни өз ичигә алған 26 дөләтни «террорлуққа алақидар дөләтләр» дәп бекитип, бу дөләтләргә берип қайтқан уйғурларни лагирларға солиди. шуниңдин кейинки йәттә- сәккиз йилда, чәтъәлдики мутләқ көп санлиқ уйғурлар өз вәтинигә қайтиш әмәс, у йәрдики ата-анлири билән алақә қилишқиму петиналмиди. әмма рәшидә ханимниң еғизида бу хил зулум «узун йиллиқ хизмәт алдирашлиқи» дәп байан қилинған. хитай һөкүмитиниң бу қетимқи «туғқан йоқлаш»ни бунчивала давраң қилишиму бу нуқтини әкс тәрәптин испатлайду.
сийасий вәзипә: «бирлик сәп» ниң пилани
бу зийарәтниң адәттики бир сайаһәт йаки шәхсий туғқан йоқлаш әмәсликини униң тәшкиллигүчи орунлиридинла көрүвелиш мумкин. хитайниң истанбулда турушлуқ баш консулханиси вә аптоном районлуқ партком бирлик сәп бөлүминиң биваситә назаритидә орунлаштурулған бу паъалийәт, пүтүнләй сийасий бир вәзипини арқа көрүнүш қилған. «бирлик сәп» хитай компартийәсиниң чәтъәлдики дийаспораларни контрол қилиш, парчилаш вә дөләт мәнпәъәтигә хизмәт қилдуруш вәзиписини өз үстигә алған мәхсус оргинидур.
кимликни аддийлаштуруш: тамақ вә биналар арқилиқ ниқапланған мәһкумлуқ
хәвәрдә алаһидә тилға елинған, «өмәк» билән үрүмчигә барған ирфан әркинниң «кавап вә полони сеғиниши» һәққидики сөзлири, хитайниң уйғур мәсилисини «йемәк-ичмәк вә фестивал мәдәнийити» гә қисип қойуш тактикисиниң типик мисалидур. уйғур елидики инсан һәқлири дәпсәндичилики, диний етиқад чәклимиси вә миллий кимлик бесими хәлқъарада күнтәртиптә туруватқан бир чағда, мәсилини пәқәт «таъам» вә «заманиви биналар» арқилиқ чүшәндүрүшкә урунуш — негизлик трагедийәни пәрдиләштин башқа нәрсә әмәс.
алақә қамалиниң васитилиқ иқрар қилиниши
«өмәк» әзаси айгүлсүм абдуқадирниң: «уруқ-туғқанлар билән телефонда көрүшүш йәнила йүзму-йүз қучақлишишқа йәтмәйдикән» дегән сөзи уйғурларға қаритилған алақә қамалиниң әмәлийәттә қанчилик еғир икәнликиниң бир иқраридур. аъилиләрниң пәқәт һөкүмәт тәшкиллигән «өмәк» тә болғандила андин йеқинлирини көрәләйдиғанлиқи, хитайниң «туғқанчилиқ» туйғусини бир хил сийасий мукапат йаки җаза қорали қилип ишлитиватқанлиқини көрситиду.
дийаспорадики тәсири: қорқунч билән үмидниң тоқунуши
хитайниң бу һәрикити дийаспорадики уйғурлар арисида бир қатар хәтәрлик писхикилиқ тәсирләрни мәқсәт қилиду:
ички бөлүнүш: «баралиғанлар» билән «баралмиғанлар» арисида гуман вә сүркилиш пәйда қилиш арқилиқ дийаспорада йахши уйғур-йаман уйғур туйғуси йаритиш.
өзини чәкләш (Self-censorship): «сийасий»ға арилашмиғанлар йаки һөкүмәткә йеқин турғанлар йуртини көрүш «имтийази»ға еришәләйду, дегән тонушқа келиш.
учур уруши: түркийә вә хәлқъара җәмъийәттә «вәзийәт йумшапту» дегән хата чүшәнчини көптүрүш.
хуласә
рәшидә рахманниң оғли билән җәм болғанда һес қилған хошаллиқи бир аниниң һәқиқий туйғуси, әмма хитай дөлитиниң буни синға елип дунйаға тарқитишидики мәқсити сахта вә сийасийвийдур. бу зийарәтләр райондики зулумниң ахирлашқанлиқини әмәс, бәлки хитайниң өз җинайәтлирини йошуруш үчүн «ниқап» шәкилләндүрүштә йеңи бир басқучқа қәдәм қойғанлиқини көрситип бериду. һәқиқий нормаллишиш — һөкүмәтниң тәшкиллиши билән әмәс, бәлки һәр бир уйғурниң һечқандақ қорқунчсиз, әркин вә өз алдиға йуртиға баралайдиған күни кәлгәндә башлиниду.