уйғур почтиси, 25-феврал
әскәртиш: мәзкур хәвәр уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң (UHRP) йеңидин елан қилған тәтқиқат доклати асасида тәрҗимә қилип тәййарланди
уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) тәрипидин елан қилинған йеңи тәтқиқат доклатида ашкарилинишичә, хитай һөкүмити чәтъәлдики уйғурлар билән уларниң уйғур районидики (шәрқий түркистан) аъилә әзалири арисидики алақини өзиниң дөләт һалқиған бастуруш истратегийәсиниң бир қисми сүпитидә қәстән үзүп ташлиған.
«үзүлгән риштиләр: дөләт һалқиған бастуруш қорали сүпитидә қоллиниливатқан аъилиләрни айриветиш сийасити» намлиқ бу доклатта көрситилишичә, хитай даъирилири назарәт қилиш, тутуп туруш, қорқутуш вә өч елиш қатарлиқ усуллар арқилиқ аъилә алақисини системилиқ һалда тосуп қойған. нәтиҗидә, муһаҗирәттики нурғун уйғурлар ата-аниси, қериндашлири вә пәрзәнтлири билән узун йиллардин буйан алақә қилалмай қалған. тәтқиқатта, бу хил усулларниң муһаҗирәттики уйғурларға еғир писхикилиқ зәхим елип келиватқанлиқи вә униң уйғурларниң һоқуқ дәвасини сүкүткә мәҗбурлаш үчүн лайиһәләнгәнлики қәйт қилинған. бу тәтқиқат 2024-йилидин башлап чәтъәлдики уйғурлар билән елип берилған зийарәтләр, ғәйрий һөкүмәт тәшкилатлириниң һөҗҗәтлири вә таратқу хәвәрлирини бирләштүрүш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң адәттики аъилә алақисини қандақ қилип шәхсий хәтәргә айландуруп қойғанлиқини ашкарилиған.
доклатниң аптори, UHRP тәтқиқат директори доктор һенрик шадҗийевиски (Dr. Henryk Szadziewski) мундақ деди: «бу тәтқиқат аъилә риштисини үзүп ташлашниң бастурушниң қошумчә тәсири әмәс, бәлки бастурушниң өзигә хас бир қорали икәнликини ениқ көрситип бәрди. хитай дөлити бу усулни чәтъәлдики охшимиған пикирдикиләрни җимиқтуруш, аъилә турмушиға дәхли қилиш вә әвлатлар (боғунлар) ара мәдәнийәт варислиқини үзүп ташлаш үчүн васитә қилмақта. уйғур аъилилири давамлиқ тирагедийә, ениқсизлиқ вә қорқунч ичидә йашимақта, чүнки алақә қилишқа урунушниң өзила вәтәндики туғқанлириниң җазалинишиға сәвәб болуши мумкин.»
доклатта тәпсилий байан қилинишичә, чәтъәлдики уйғурлар билән шәрқий түркистандики туғқанлири оттурисидики алақә 2016-йили хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сийасити күчәйтилгәндин кейин көрүнәрлик дәриҗидә төвәнләп кәткән. доклатта қәйт қилинған ақивәтләр арисида еғир писхикилиқ бесим, мәдәнийәт әслимилириниң парчилиниши вә узун муддәтлик ениқсизлиқтин келип чиққан мурәккәп роһий азаблар бар.
UHRP иҗраъийә директори өмәр қанат әпәнди мундақ тәкитлиди: «аъилиләрниң айриветилиши елип кәлгән һессийат җәһәттики зәрбә интайин еғир болуп, у пәқәт шәхсләргила әмәс, бәлки пүткүл җәмъийәткә тәсир көрсәтмәктә һәмдә аъилә турмушидин ибарәт әң түп инсаний һоқуққа дәхли-тәруз қилмақта. һөкүмәтләр аъилә алақисиниң үзүлүп қелишини «дөләт һалқиған бастуруш»ниң бир шәкли сүпитидә тонуши, һәмдә дөләт пуқраси болуп туруватқан уйғурларнила әмәс, бәлки шу дөләттә олтурақлашқан (муқум йашаватқан) барлиқ уйғурларни қоғдаш үчүн әмәлий қәдәмләрни бесиши керәк.»
UHRP сийасәт түзгүчиләрни, кишилик һоқуқ аппаратлирини вә хәлқъара җәмъийәтни «дөләт һалқиған бастуруш» қилмишлирини назарәт қилиш вә доклат қилиш истратегийәсигә киргүзүшкә чақирди. шундақла, алақини әслигә кәлтүрүш, аъилиләр пүтүнлүкини сақлаш вә уйғур җамаъити тартиватқан писхикилиқ зийанларни һәл қилиш үчүн елип бериливатқан тиришчанлиқларни қоллашқа үндиди.
тәһрири: гүлқиз