уйғур почтиси орган хәвири, 21-нойабир
20-нойабир америка җорҗ вашингитон университети асийа тәтқиқат мәркизидә уйғур тилидики мустәқил вә әркин таратқу болған «уйғур почтиси»ниң тәсис қилиниши һәққидә тунҗи қетимлиқ муһакимә йиғини ечилди.
йиғинға америка дөләт мәҗлиси әзалири тәбрикнамә әвәтти. уйғуршунас академиклар, инсан һәқлири саһәсидики нопузлуқ тәшкилатлар вәкиллири вә уйғур җамаъәт вәкиллири қатнашти.
йиғинда муһаҗирәттә уйғур тилида, кәспийләшкән, инавәтлик вә ишәнчлик таратқу бәрпа қилишниң зөрүрлики, ашу муддиъа үчүн қурулған уйғур почтисиниң нишани, уйғур почтисиға қошулған һазирқи ахбаратчилар вә зийалийлар қошуни, ахбаратниң сүпитигә капаләтлик қилиш механизми, хитайниң сахта тәшвиқатиға тақабил туруш усуллири, уйғур ахбаратчилиқи дуч келиватқан мәсилиләр вә уйғур почтисиниң қийинчилиқларни һәл қилиш җәһәттики тиришчанлиқлири һәққидә мәхсус муһакимә елип берилди.

америка дөләт мәҗлиси әзалиридин җамес макговерн (James McGovern), җамес валкиншав (James Walkinshaw) қатарлиқлар «уйғур почтиси» ниң қурулғанлиқини тәбрикләп тәбрикнамә әвәтти. уйғур почтиси уларниң сөзлирини айрим илан қилиду.
муһакимә йиғиниға америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети (CECC) директори вә муъавин директорлиридин скот фелипс (Scott Phillips) вә пейтеру тази (Piero Tozzi), америка дөләт мәҗлиси том лантос инсан һәқлири комитети директори тод стәйин (Todd Stein) қатарлиқларму қатнашти вә дөләт мәҗлиси әзалириниң тәбрик сөзлирини оқуп өтти.
йиғинға йәнә коммунизим қурбанлири хатирә фонди җәмъийити, «әркинлик сарийи» (Freedom House) вә хәлқъара җумһурийәтчиләр иниститути (IRI) қатарлиқ орунларниң вәкиллири қатнашти.
уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) директори өмәр қанат уйғур тәшкилатлириға вакалитән «уйғур почтиси» ниң қурулуши вә униң муһимлиқи һәққидә, мустәқил,әркин таратқу сүпитидә уйғурларниң авази болушға болған үмид вә шәнчисни оттуриға қойди.
уйғур тәтқиқати билән шуғуллинидиған тәтқиқатчилардин җорҗ вашингтон университети хәлқъара ишлар тәтқиқати профессори шон робертс (Sean Roberts), дерексәл университети хәлқъара тәтқиқат вә заманиви тиллар бөлүминиң директори, профессор ребекка килавз (Rebecca Clothey) қатарлиқлар қатнашти.

«уйғур почтиси» ниң директори тайир имин «уйғур почтиси» коллектипиға вакалитән уйғур почтисиниң һазирғичә қилған хизмәтлири, нишани, пиланлири вә кәспий қошуни қатарлиқларни тонуштурди. уйғурпочтисиниң баш муһәррири, йазғучи таһир һамут изгил вәтәндики уйғур йезиқидики ахбарат васитилириниң һазирқи әһвали, «уйғур почтиси» ниң қандақ қилип уйғурларниң авази булуш үчүн тиришчанлиқ қилидиғанлиқи һәққидә тохталди.
таһир һамут изгил мундақ деди: «хитайниң вәтәндики уйғурчә ахбарат вастилири вә тор бекәтләрни тақивәткәнлики униң уйғурларниң әркин авазидин қорқидиғанлиқиниң бәлгисидур. биз муһаҗирәттә уйғурларниң уйғур тилида сүпәтлик вә мунтизим ахбарат вастисигә болған еһтийаҗини толдурушқа тиришимиз.

учур мәнбәсиниң чинлиқиға, обийектиплиқиға капаләтлик қилишимиз лазим, мәйли мухбирлиримиз мәйли обзорчилиримиз болсун, чоқум мәнбәниң ишәнчлик болушиға капаләтлик қилиши керәк. уйғурлар өтмүштә вә һазир сахта учурлар, хата мәнбәләрниң зийанкәшликигә көп учриған. биз буниңдин сақлинишимиз лазим. «уйғур почтиси» тәһрир бөлүми хәвәрләр вә обзорларни тапшуруп алғандин кейин, уларни хәлқъара өлчәмдики ахбаратчилиқ қаъидә-принсиплири билән тәкшүрүп, дәлилләрни тәһқиқлаймиз.»
таһир имин: «уйғур почтиси» – уйғурларниң бүгүнки реъаллиқини хатириләш вә уйғурларниң авазини билдүрүшни ғайә қилиду. «уйғур почтиси» – муһаҗирәттә уйғур тилида кәспийләшкән, мустәқил вә ишәнчлик уйғур тиллиқ ахбарат бошлуқини толдуруш үчүн тиришиду. уйғур дийаспораси ичидики охшимиған тәшкилат вә гуруппиларниң уйғурларға аъит зөрүр иш-һәрикәтлирини охшаш хәвәр қилиду һәмдә көп хил пикирләргә сәһнә бериду. уйғурларниң һоқуқ саһәсидики уйғур авази болупла қалмай, йәнә һәр қайси саһәлиридики тәрәққийат вә илгириләшлиригиму алаһидә орун бериду.биз һәр қандақ қийинчилиқ алдидиму тохтимаймиз, уйғурларға муһим болған темиларда, көп форматлиқ мәзмунларни ишләпчиқириш үчүн тиришимиз. хитайниң сахта учурлирини паш қилип, уйғурларниң авазини үзүлдүрмәймиз.
шон робертс: бир хәлқ ортақ ахбарат, таратқуни оқуғанда, у милләтниң ортақлиқ еңи ашиду. ортақ таратқу бир милләтниң милли қурулушида интайин муһим. «уйғур почтиси» йәнә академиклар, сийасәтчиләрниң уйғурлар һәққидә ишәнчлик мәлуматларға еришиши үчүнму муһим рол ойниши мумкин. «уйғур почтиси» бурунқи таратқуларда сақланған мәсилиләрдин сақлиниши лазим, мәсилән : уйғур дийаспорасидики тәшкилатларни таллап хәвәр қилиш, мәнбәсини тәминлимәслик, учур тәминлигүчиниң бихәтәрликигә диққәт қилмаслиқ қатарлиқ хаталиқларни түзитип, ишәнчлик таратқу қуруши үчүн асас һазирлашни үмид қилимән.
дерексәл университети профессори, хәлқъара тәтқиқат вә заманиви тиллар бөлүминиң директори ребекка килавз узундин бери уйғурларниң дийаспорадики миллий кимликни сақлаш әһвали һәққидә тәтқиқат билән шуғулланған болуп, у муһим сөз қилди вә муһакимә йиғиниға рийасәтчилик қилди. у сөзидә хитайниң уйғурларниң уйғур тилида маъарип, нәшрийат, мәдәнийәт паъалийәтлирини елип беришқа қиливатқан зийанкәшликлири һәққидә тохталди.

у йәнә муһаҗирәттә уйғурларниң тиришчанлиқ қилип, уйғур тилида таратқу, тор бекәт вә нәшрийат орунлирини қурушниң уйғурларниң мәвҗутлуқ вә тәрәққийати үчүн интайин муһимлиқини тәкитлиди. у мундақ деди:
«мән «уйғур почтиси» ниң чәтъәлләрдики уйғурлар тәрипидин, уйғурлар үчүн қурулғанлиқи, интернет торини асас қилған тәшәббус болғанлиқидин алаһидә һайаҗанландим. интернет тил вә мәдәнийәт кимлики мәсилилири билән тәбиъий бағланған. тил мәдәнийәт учурлирини тарқитишниң мәркизий йоли болғачқа, йәрлик тилдики интернет байлиқлири бу тилда сөзлигүчиләргә өз турмуш усулини намайан қилиш вә өз әндишиси вә мәсилилирини ана тилида аңлитишқа йол қойуш арқилиқ уларға һоқуқ берәләйду. шуңлашқа, интернет бир хәлқниң өз кимлики вә қиммәт қаришини башқиларниң бәлгилишигә йол қоймастин, бәлки өзиниң мәдәнийәт кимлики, қиммәт қариши вә әндишисини йетилдүрүш вә тәкитләшкә имкан бериду. уйғур авази болмиса, биз пәқәт хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кимлики тоғрисидики байанати биләнла чәклинип қалимиз. хитай байанати болса бизгә уйғурларниң хитай чегриси ичидә хушал йашаватқанлиқини сөзләйду. биз буниң һәқиқәт әмәсликини билимиз. шу сәвәбләр түпәйлидин, «уйғур почтиси» ниң йолға қойулуши уйғур җамаъитигә қошулған вақтида вә зөрүр төһпидур.

муһакимидин кейин, суъал-җаваб җәрйанида йәнә, ахбаратчилар қошунини тәшкилләш, хитайниң сахта тәшвиқатиға тақабил туруш, уйғурларниң һекайисини дунйаға йәткүзүш усуллири, йезиқ мәсилисини һәл қилиш, оттура асийа уйғурлири билән ахбарат тили вә линийәсини орнитиш темилирида чоңқур музакирә елип берилди вә тәклипләр берилди.

сөһбәт наһайити зич вә инчикә орунлаштурулған болуп, уйғур җамаъәт вәкиллиридин әлфидар илтибир, ирадә қәшқәри, мустапа ақсу, мәдинә бавудун, мәмәтҗан, абдурәъуф, лагер шаһитлиридин меһригүл турсун қатнашти вә көз қарашлирини ипадилиди.
бу «уйғур почтиси» ниң тунҗи муһакимә йиғини болуп, алдимизда йәнә муһим пиланларни елип бериш алдида турмақта.