уйғур почитиси, 13- йанвар

һәбибулла изчи 

уйғур хәлқиниң йеқинқи заман тарихидики азап- уқубәт вә үмидлири гирәлишип кәткән «уйғурларниң ейтилмиған һекайилири» намлиқ китаб мәркизи норвигийәдики уйғур әдлийә архип амбири тәрипидин тәййарлинип, түркийәдики шәрқий түркистан тәтқиқат вәхписиниң мәбләғ селиши билән нәшир қилинған. 

бу китаб гуваһчиларниң биринчи шәхс байанлири асасидики бир йүрүш һәқиқий пакитлиқ  хатириләрдин пүткән. 

китаб шәрқий түркистан земинида 1950- йилларниң башлиридин тартип, бүгүнгичә йүз бәргән аталмиш «йәр ислаһати», «мәдәнийәт инқилаби», «оттура асийаға көчүш долқуни», «ғулҗа қирғинчилиқи», «5-ийул үрүмчи қирғинчилиқи» вә 2014- йилидин кейинки чоң бастуруш қатарлиқ зулум вә қирғинчилиқлар, җүмлидин, уйғур миллитини асас қилип елип берилған ирқий тазилашларни баштин кәчүргән тирик шаһитларниң байанлирини әслимә вә пакт сүпитидә сақлаш мәқсити билән нәширгә тәййарланған.

китаптики гуваһлиқлар вәтинимзниң охшимиған җайлирида йашиған аддий кишиләрниң кәчүрмишлири хатириләнгән болуп, қәһәтчилик арқилиқ қирғин қилинған кишиләр, сийасий боһтанлар арқилиқ җазаланған зийалийлар, туғут чәкләш оператсийәлири билән мәҗруһланған айаллар, аталмиш «ешинча әмгәк күчи» намида хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәп қул әмгикигә селинған йаш қиз- йигитләр һәрқайси дәврләрдә учриған зулум, кәмситиш вә контроллуқларниң көп хил шәкиллири вә мисаллири, давамлишиватқан қирғинчилиқниң һәқиқий әһвали йорутуп берилгән, шу арқилиқ хитай һакимийитиниң «ечиш, гүлләндүрүш» шуъари ‍дстидики һәқиқий маһийити йоурутулған. 

уйғур әдлийә архип амбириниң қурғучиси бәхтийар өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, бу гуваһлиқларни топлаш җәрйаниниң өзила уйғур хәлқиниң бүгүнки қийин әһвалиниң җанлиқ испати болуп, бу хизмәт икки йилдин артуқ давам қилған. хитай һакимийитиниң чегра һалқиған бастуруш вә бир қисим уйғурларниң вәтәнгә беришиға йол қойушқа охшаш тактикилири сәвәбидин бу җәрйанда нурғун кишиләр өзлириниң вәтәндики туғқанлириниң бихәтәрликидин әнсирәп гуваһлиқ бериштин йенивалған вә һәтта бәзилири аллиқачан тәййарлинип болған материйалларни өчүрүветишни тәләп қилған.

«уйғур почтиси» мухбириниң зийаритини қобул қилған бәхтийар өмәр әпәнди: мундақ деди: «бу китабни нәшир қилишниң мәқсиди пәқәтла зулумни хатириләш әмәс, бәлки бу ечинишлиқ реъаллиқниң унтулуп кетишигә йол қоймаслиқ, қайта тәкрарлинишниң алдини елиштур; бу китабтики гуваһлиқлар кәлгүси әвлатлар үчүн сақлинип қелишқа тегишлик бир виҗдан хәзинисидур. бу китап йәнә шәрқий түркистандики давамлишиватқан қирғинчилиқта тик туруватқан, лекин барғансери ғувалишип меңиватқан милйунлиған авазсизларниң авазидур. үмидимиз шуки, мәзкур китаб әсирлик җапа- мушәққәтни әслитиш, һәмдә бу зулумни ахирлаштуруш йолидики бир қәдәмгә айланғуси; оқурмәнләр бу китабтин пәқәт өмүшнила әмәс, бәлки бүгүнни вә кәлгүсинму көрәләйду, чүнки бу қирғинчилиқ, бу һекайиләр йәнила давамлишиватиду.»